Америкада “тийәнәнмен қирғинчилиқи” ниң 30 йиллиқи мунасивити билән намайиш өткүзүлди

“тийәнәнмен қирғинчилиқи” да хитай һөкүмитидин демократийә вә әркинлик тәләп қилған нурғун оқуғучилар өлтүрүлгән, нурғунлирини тутқун қилди.

Җәймис микговерн әпәнди “тйәнәнмен вәқәси” ниң 30 йиллиқи мунасивити билән, шу вәқәдә хитай һәрбий танкисиниң алдини тосқан кишиниң һәйкилиниң йенида доклат бәрмәктә. 2019-Йили 4-июн, вашингтон. RFA/Sada

1989-Йили әтияздин таки 4-июнға қәдәр хитайдики нәччә йүз миңлиған оқуғучилар бейҗиң вә башқа чоң шәһәрләрдә уда намайиш өткүзүп, хитай һөкүмитидин демократийә вә әркинлик тәләп қилған иди. Һалбуки, 4-июн кечиси хитай һөкүмити қораллиқ сақчи вә әскәрләрни ишқа селип, тийәнәнмен мәйданида намайишқа қатнашқан оқуғучиларни танкилар билән қанлиқ бастурди. Нурғун оқуғучиларни өлтүрүп, нурғунлирини тутқун қилди. Нәтиҗидә пүтүн дуняни зилзилигә салған “тийәнәнмен қирғинчилиқи” йүз бәргән иди.

Бу йил “тийәнәнмен қирғинчилиқи” ға 30 йил толған хатирә йилидур. Шу мунасивәт билән 4-июн “коммунизм қурбанлирини әсләш фонди” ниң уюштуруши билән америка дөләт мәҗлиси алдида “тийәнәнмен қирғинчилиқи” да һаятидин айрилған комунизим қурбанлирини әсләп бир мәйдан намайиш өткүзүлди.

Бу қетимлиқ намайишқа 1989-йилидики “тийәнәнмен қирғинчилиқи” ни өз көзи билән көргән шаһитлар, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, америка авам палатаси әзалиридин кирис симит вә җеймис мәкговрин қатарлиқлар қатнашти вә муһим сөз қилди.

Намайишниң дәсләпки басқучида америка авам палатаси әзаси кирис симит сөз қилип, “тийәнәнмен қирғинчилиқи” да қурбан болғанларға чоңқур һөрмитини билдүрди вә хитайниң һаман бир күни чоқум демократийә йолиға маңидиғанлиқини, шу вақитта хитай һакимийитиниң тийәнәнмен қурбанлириға қарап әркинликниң ундақ асан қолға кәлмигәнликини һес қилидиғанлиқини ейтип өтти.

У сөзидә йәнә ши җинпиң һакимийәткә олтурғандин кейин хитай җәмийитидә әркинлик вә демократийәниң чекинишкә қарап йүзләнгәнлики, буддистлар, християнлар, фалунгуңчилар вә уйғурларниң кишилик һоқуқи һәмдә диний әркинликиниң зиянкәшликкә учраватқанлиқини алаһидә тәкитләп өтти.

Намайиш җәрянида 1989-йилидики “тийәнәнмен қирғинчилиқи” башлиниш алдида хитай азадлиқ армийәсиниң танкилири тийәнәнмен мәйданиға кириватқанда униң алдини тосуған вә шу вақитта из-дерәксиз ғайиб болған “танка адәм” ниң һәйкили тиклинип, намайишчилар алдида йопуқи ечилди.

Намайиш давамида америка авам палатасиниң әзаси җеймис мәкговрин сөз елип, “тийәнәнмен қирғинчилиқи” да хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң өз хәлқини бастурғанлиқидәк тарихий җинайәтниң адәмни һәқиқәтәнму ғәзәпләндүридиған әһвал икәнликини ейтип өтти.

У йәнә америка һөкүмитиниң қирғинчилиқта қурбан болғанлар, пәрзәнтлирини йоқатқан қәһриман аниларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш тәрипидә туридиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә уйғурлар мәсилисиниму тилға елип, хитай һөкүмитиниң инсан қелипидин чиққан зиянкәшликлириниң қурбанлириға айланған уйғурларниң тәрипидә туридиғанлиқини билдүрди.

Мәзкур намайишта уйғурлар мәсилиси һәққидә сөз қилған америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң дериктори рошән аббас ханим зияритимизни қобул қилип, бу намайишниң уйғурлар вәзийитигә болған әһмийити һәққидә сориған суалимизға җаваб бәрди.

Америка ташқи ишлар министири майк помпейо 3-май күни “тийәнәнмен қирғинчилиқиниң 30-йиллиқ хатирисидә” сәрләвһилик бир баянат елан қилди. У баянатида шу қетимлиқ қирғинчилиқта һаятидин айрилған қурбанларға вә уларниң аилә-тавабиатлириға чоңқур һесдашлиқини билдүргән.

Майк помпейо баянатида йәнә уйғурлар мәсилисиниму нуқтилиқ тилға алған. У мунуларни ейтип өткән: “бүгүн хитай пуқралири бастурулушниң йеңи долқуниға учраватиду. Хитай компартийәси уйғур районида уйғур мәдәнийити билән ислам әқидисини йоқитиш ғәризидә болуватиду. Буниң нәтиҗисидә бир милйондин артуқ йәрлик мусулманлар лагерларда тутуп турулмақта. Гәрчә хитай һөкүмити күчлүк ‛тәқиб дөлити‚ системисини қуруп чиққан болсиму, әмма хитай пуқралири йәнила кишилик һоқуқтин бәһримән болушни, мустәқил аммиви тәшкилатларға уюшушни, қанун арқилиқ адаләтни һес қилишни шундақла өз қарашлирини әркин ипадә қилишни истәйду. Гәрчә хитайда бу истәкләр үчүн нурғунлиған кишиләр җазаланған, түрмигә қамалған, һәтта қийин-қистаққа учриған болсиму.”

Майк помпейо баянатиниң ахирида мунуларни билдүргән: “‛тийәнәнмен қирғинчилиқи‚ да һаятидин айрилғанлар вә йоқап кәткәнләрниң сани һазирғичә намәлум. Биз хитай һөкүмитини бу һәқтә толуқ санлиқ мәлумат беришкә вә шу дәврдики қурбанларниң роһини тәскин тапқузушқа чақириқ қилимиз. Биз йәнә хитайни өзиниң нормал һәқ-һоқоқи вә әркинликини йүргүзүши сәвәблик тутқун қилинғанларни қоюп беришкә, зор көләмлик тутқун һәрикитини тохтитишқа шундақла диний вә сиясий идийәләрни террорлуқ нами билән көптүрмәсликкә дәвәт қилимиз. Хитай асасий қанунида ‛барлиқ һоқуқ хәлққә мәнсуп‚ дәп бәлгиләнгән. Тарих шуни көрсәттики, өз хәлқиниң кишилик һоқуқ вә әркинликигә һөрмәт қилған, қанун бойичә дөләтни идарә қилған һәмдә пуқралириниң әң негизлик кишилик һоқуқи вә әркинликини капаләтләндүргән дөләтләрла күчлүкләр қатаридин орун алалиған.”

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org