Японийәдә “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ни хатириләп наразилиқ намайиши өткүзүлди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2025.02.04
5-fewral-yaponiye-namayish-1

Японийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 28 йиллиқини хатириләп өткүзүлгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2025-Йили 2-феврал, токйо. RFA/Erkin Tarim

5-fewral-yaponiye-namayish-2

Японийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 28 йиллиқини хатириләп өткүзүлгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2025-Йили 2-феврал, токйо. RFA/Erkin Tarim

5-fewral-yaponiye-namayish-3

Японийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 28 йиллиқини хатириләп өткүзүлгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2025-Йили 2-феврал, токйо. RFA/Erkin Tarim

5-fewral-yaponiye-namayish-4

Японийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 28 йиллиқини хатириләп өткүзүлгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2025-Йили 2-феврал, токйо. RFA/Erkin Tarim

5-fewral-yaponiye-namayish-5

Японийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 28 йиллиқини хатириләп өткүзүлгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2025-Йили 2-феврал, токйо. RFA/Erkin Tarim

2-Феврал, йәни йәкшәнбә күни японийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 28 йиллиқини хатириләп наразилиқ намайиши өткүзүлгән.

2-Февралда токйониң әң ават райони болған шинҗуку районида уйғурлар билән уйғурларни қоллиғучи японларниң қатнишиши билән елип берилған бу намайишниң тәсири илгирики йиллардикигә қариғанда алаһидә зор болған.

Шу күни шинҗуку районидики миңлиған японлар вә саяһәтчи чәт әлликләр хитайға қарши бу намайишни нәқ мәйданда көргән, тәшвиқат варақлирини алған, намайишчиларни сүрәткә тартқан вә видийоға алған.

Бу паалийәтни уюштурған японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси савутҗан мәмәт әпәнди телефон зияритимизни қобул қилди. У, намайишчиларниң соғуқ һаваға қаримастин җараңлиқ аваз билән хитайға қарши шоарларни товлап кишиләрниң зор диққитини тартқанлиқини баян қилди у, мундақ деди: “намайишта җараңлиқ авазда ‛хитай һөкүмити ғулҗа қирғинчилиқиниң мәсулийитини зиммәңгә ал‚, ‛биз ғулҗа қирғинчилиқини мәңгү унтуп қалмаймиз‚, ‛хитай һөкүмити уйғур қирғинчилиқини тохтат‚, ‛хитай мәҗбурий әмгәкни тохтат‚, ‛шинҗаң әмәс шәрқий түркистан‚ вә ‛уйғурларға әркинлик‚ дегәндәк шоарлар товланди. Булардин сирт ‛тайланд һөкүмити уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмә‚, ‛уйғур мусапирларға әркинлик‚ дегәндәк шоарларму товланди.”

Намайиш токйониң әң ават тиҗарәт вә саяһәт мәркизидә өткүзүлгән болғачқа нурғун кишиләрниң диққитини тартқан. Савутҗан мәмәт әпәнди бу тоғрилиқ мәлумат бәрди. У, мундақ деди: “бу намайишни көргән нурғун саяһәтчи дәрһал телефонлирини чиқирип сүрәткә вә видийоға тартишти. Шинҗуку бекитиниң алдиға кәлгинимиздә көп санда саяһәтчи көрдуқ. Буларниң көпинчиси хитай саяһәтчиләр икән. Улар бизниң намайишимизни көрүп һәйран қалған һалда сүрәткә тартишти. японийә дөләт телевизийәси ‛NHK‚ мухбирлири намайиш тоғрисида бизни зиярәт қилди.”

Игилишимизчә ғулҗа қирғинчилиқи йүз бәргили 28 йил болған болсиму, бу 28 йил җәрянида хитай қораллиқ сақчи күчлири тәрипидин етип өлтүрүлгән, тоңлитип өлтүрүлгән, итқа талитип өлтүрүлгән вә яки униңдин кейинки қара-қоюқ тутқун қилинип ғайиб қиливетилгән кишиләрниң сориқи вә җавабкарлиқи сүрүштә қилинмиған. Хитай һөкүмити мундақ җазалашларниң болғанлиқиниму етирап қилмиған.

Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт летип әпәнди нәқ мәйданда туруп зияритимизни қобул қилип, йилларниң өтүши билән хитайниң 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқини унтулдурушқа тиришиватқанлиқини, хитайдин буниң һесабини сораш вә унтулдурмаслиқ үчүн бу наразилиқ намайиши уюштурғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “вақитниң узириши вә йилларниң өтүшигә әгишип мәйли хәлқара җәмийәтниң болсун, мәйли уйғурлиримизниң болсун ғулҗа қирғинчилиқиға болған диққәт-нәзири вә униң җинайи җавабкарлиқини сүрүштә қилиш қизғинлиқи һәм наразилиқ билдүрүш қизғинлиқи суслап кетиватқан бир реаллиқ мәвҗут. Бу дәл хитай арзу қилидиған бир әһвал. Йәнә бири хитай пүтүн дуняниң ғулҗа қирғинчилиқини унтуп кетишини арзу қилиду. Шуңа биз ғулҗа қирғинчилиқини дуня җамаәтчиликиниң сәмигә селиш, нөвәттә хитай елип бериватқан уйғур ирқий қирғинчилиқини вә тайландтики уйғурларниң хитайға қайтурулуш хәвпини оттуриға қоюш үчүн бу намайишни қилдуқ.”

5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи узун йиллардин буян дуня уйғур қурултийиниң чақириқи бойичә дуняниң һәр қайси җайлирида һәр хил шәкилдә хатириләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.