Франсийәдә “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни хатириләш намайиши өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2022.07.05
Франсийәдә “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни хатириләш намайиши өткүзүлди “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 13 йиллиқини хатириләш вә шеһитларни әсләш намайишида фирансийә уйғур бирликиниң тәшкиллиши билән парижниң риял мәйданида өткүзүлгән намайишта явропа уйғур институтиниң мудири дилнур рәйһан ханим сөз қилмақта. 2022-Йили 5-июл, фирансийә.
RFA/Azigh

Бүгүн, йәни 5-июл күни фирансийә уйғур бирликиниң тәшкиллиши билән парижниң риял мәйданида “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 13 йиллиқини хатирләш вә шеһитларни әсләш намайиши өткүзүлди.

Намайишқа париждики уйғур җамаити, париж шәһәрлик һөкүмәт вәкиллири, явропа уйғур институтиниң хадимлири, шундақла моңғул, тибәт паалийәтчилириму қатнашти.

Намайишқа қатнашқан паалийәтчиләр фирансийә хәлқигә хитайниң уйғур елидики қирғинчилиқ сиясәтлирини тәпсилий чүшәндүрди. явропа уйғур институтиниң мудири дилнур рәйһан ханим сөз қилип, хитайниң уйғурларға қаратқан мәҗбурий әмгәк сияситигә четишлиқ хәлқаралиқ ширкәтләрни байқут қилишниң уйғур қирғинчилиқиға қарши күрәштә интайин муһим икәнликини тәкитлиди.

Франсийә уйғур бирликиниң һәйәт әзаси адилҗан қасим зияритимизни қубул қилди. У фирансийә парламентниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни рәсмий итрап қилған болсиму, әмма фирансийә һөкүмити вә фирансийә парламентиниң техичә әмәлий бир һәрикәт қолланмиғанлиқини, шуңа өзлириниң мәзкур паалийәт арқилиқ фирансийә һөкүмитидин хитайға қарши әмәлий һәрикәт қоллинишини тәләп қилмақчи икәнликини ейтти.

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 13 йиллиқини хатириләш вә шеһитларни әсләш намайишидин көрүнүш. 2022-Йили 5-июл, фирансийә.
“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 13 йиллиқини хатириләш вә шеһитларни әсләш намайишидин көрүнүш. 2022-Йили 5-июл, фирансийә.
RFA/Azigh

Бүгүнки “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни хатириләш намайишиға қатнашқан, әйни вақиттики “тийәнәнмен оқуғучилар һәрикити” ниң актип әзалиридин болған моңғул паалийәтчи лоң миң зияритимизни қубул қилди. У, уйғурларниң мустәқиллиқ күришидә моңғул, тибәт вә уйғур хәлқлириниң һәр вақит мүрини-мүригә тирәп күрәш қилидиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “биз моңғул вә уйғурлар тарихта, болупму буниңдин 800 йил илгирила һәрбий, иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәтләрдә бир-биримиз билән зич бағланған бир аилә кишиләр идуқ. Мән уйғур мәсилисиниң хәлқаралашқанлиқиға интайин хушалмән. Буниңлиқ билән биз бирликтә хитай компартийисигә қарши күрәш қилиш пурситигә ериштуқ. Бир милләт мустәқил болғандила андин өзигә пурсәт яриталайду. Мән уйғурларниң, җәнубий моңғулийәниң вә тибәтниң мустәқил болушини үмид қилимән. Биз хитай компартийәсиниң хитайда мәңгү һакимийәт бешида турушини халимаймиз, биз хитайниң мәңгү мәвҗут болушини халимаймиз. У бир мустәбит дөләт. Биз һәрқайсимизниң өз әркинликимизгә вә һөрликимизгә игә болушини үмид қилимиз. Силәргә чин дилимиздин бәхт тиләймән!”

Хитай һөкүмити 2016-йилиниң ахирилиридин башлап уйғур елида йиғивелиш лагерлирини көләмләштүрүп, уйғур вә башқа мусулман хәлқләргә системилиқ ирқий қирғинчилиқ сиясити йүргүзүп кәлмәктә. Бу паҗиә уйғур ели вә униң сиртидики милйонлиған уйғур аилилириниң парчилинишға сәвәп болмақта. Франсийәдә яшаватқан, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” да нурғун достлиридин айрилип қалған бәхтияр турсун әпәнди зияритимизни қубул қелип, бүгүнки намайиш һәққидики тәсиратлирини биз билән ортақлашти.

Буниңдин 13 йил илгирики бүгүнки күндә, йәни 2009-йили 5-июл күни, хитай һөкүмитиниң “шавгуән қирғинчилиқи” ниң җавабкарлириға қарита һечқандақ қануний тәкшүрүш елип бармиғанлиқи сәвәблик, үрүмчи шәһиридә уйғур яшлириниң кәң көләмлик наразилиқ намайиши партилиған еди. Намайишқа қатнашқан уйғур оқуғучилар вә уйғур яшлар хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулған болуп, бу қанлиқ вәқә муһаҗирәттики уйғурлар тәрипидин “үрүмчи қирғинчилиқи” дегән нам билән һәр йили хатириләп келинмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.