Санаәтләшкән 7 дөләт йиғинида мәҗбурий әмгәккә қарши қарар қобул қилинған
2022.06.28

Германийә ахбарат вастилирида баян қилинишичә, 26-июн германийәниң баварийә шитатидики “әлмо қәләси” дәп атилидиған мәнзирилик саяһәт районида санаәтләшкән 7 дөләт башлиқлириниң баш қошуш йиғини чақирилған. 18 Миң сақчи, 190 милйон явродин артуқ иқтисад сәрп қилинған бу йиғинниң бихәтәрлик хизмәтлири һечқачанқиға охшимайдиған шәкилдә әтраплиқ елип берилған. Һава һәм қуруқлуқ һуҗумидин сақлиниш үчүн “әлмо қә´әси” әтрапидики йолларниң һәммиси қамал қилинған. Намайишчиларниң қаршилиқлириғиму сәзгүр муамилә қилинған. Йиғинниң хәвири пүткүл германийә таратқулириниң қизиқ темисиға айланған.
Дуняниң күчлүк диққәт нәзәридики бу йиғинға америка президенти җов байден, әнгилийә баш министири борис җонсон, франсийә пирезиденти еммануел макрон, японийә баш министери фумио кишида, канада баш министери җастин тредо, италийә баш министери марио дираге, германийә баш министери олаф шолиз қатарлиқ 7 дөләтниң рәһбири қатнашқан. Униңдин сирт, һиндистан баш министери нарендира моди, җәнубий африқа президенти сйрил рамафоза, сенигал пирезиденти макй сал, аргентина президенти алберто ангел фернандез вә һиндонизийә президенти җоко видодо қатарлиқлар тәклип билән қатнашқан. явропа иттипақиниң президенти чарлис мичел вә явропа комиссийониниң рәиси урсула фон дер лайинму меһман сүпитидә тәклип қилинған. 27-Июн күни йәнә украина президенти зеленискийму тор арқилиқ йиғинға қатнашқан.
Санаәтләшкән 7 дөләт башлиқлири йиғининиң ечилиш мурасимида гәрчә германийә баш министери олаф шулиз “хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә сәл қаримайдиғанлиқи” ни әскәртип өткән болсиму, әмма “уйғур ирқий қирғинчилиқи” мәсилисиниң бу йиғинда оттуриға қоюлған-қоюлмиғанлиқи намәлум. Һалбуки, ахбарат вастилири санаәтләшкән 7 дөләт башлиқлири йиғининиң 3-күни, йәни йиғин ахирлишидиған 28-июн күни санаәтләшкән 7 дөләтниң хитайға қарши бир қарар қобул қилғанлиқини, бу қарарда хитайниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатлирини йәршари тәминләш зәнҗиридин чиқириветиш тоғрисидики мәзмунларниң орун алғанлиқини илгири сүрүшмәктә.
Уйғур ирқий қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгәккә четишлиқ болған бу қарарға даир хәвәрдә тәкитлишичә, “санаәтләшкән 7 дөләт хитайға ортақ қарши чиқидиған бундақ иш, G7 йиғини тарихида әзәлдин болуп бақмиған” икән. Бирақ, бу қарарда уйғурларға алақидар йәнә қандақ мәзмунларниң йәр алғанлиқи һазирчә ениқ әмәс.
Мәзкур йиғинда нуқтилиқ һалда украинаға ярдәм берип, русийәни мәғлуп қилиш, уруштин кейин украина дөлитини қайтидин қуруп чиқиш үчүн униңға 29 милярд доллар ядәмдә болуш, дуняниң һәр йеридики ачарчилиқ ичидә яшаватқан 50 милйон инсанниң озуқлуқ мәсилисини һәл қилиш, уруш түпәйли пәйда болған ашлиқ вә ениргийә қәһәтчиликигә хатимә бериш, келимат мәсилисигә җиддий көңүл бөлүш қатарлиқлар асаслиқ музакирә темиси болған.
Бирақ көзәткүчиләрниң қаришичә, G7 дөләтлири йиғинниң дәсләпки күни қобул қилған 600 милярд доллар мәбләғ аҗритип, хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” истратегийәсигә қарши дуняви ул әслиһә қурулушини башлаш қарари һәйран қаларлиқ бир нәтиҗә һесаблинидикән. Һәм русийәни һәм хитайни қаттиқ биарам қилған бу қарар, G7 вә униңға тәклип билән қатнашқан дөләтләрниң қайтидин африқа, асия вә тинч окян районлирида тәсир күчини намайән қилидиған йеңи бир сиясий, иқтисадий, һәрбий тәртип бәрпа қилидиғанлиқидин бишарәт беридикән. Бу сәвәбтинму хитай һакимийити өзиниң 2013-йилидин буян пиланлап кәлгән истратегийәлик мәнпәәтлиригә қарита күчлүк тосалғу пәйда қилидиған бу қарарға шу күнила итираз билдүрүп: “америка башқа дөләтләрни хитайға қарши қутритип, иғвагәрчилик қилмақта,” дегән.
Д у қ ниң муавин рәиси, истратегийә мутәхәссиси доктур әркин әкрәмниң қаришичә, G7 йиғинида елинған қарарларниң уйғурлар мәсилиси билән зич алақиси баркән. Болупму, уйғур мәҗбурий әмгикигә алақидар қарарлар бивастә уйғурларниң тәқдири билән мунасивәтлик икән.
Вәзийәт анализчиси, д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди бу һәқтә тохталғанда, уйғур мәсилисиниң, җүмлидин уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисиниң G7 йиғинидиму оттуриға қоюлғанлиқиниң зор бир иҗабий қәдәм болғанлиқини тәкитлиди.
Көзәткүчиләрниң баһалириға асасланғанда, бу қетимқи G7 йиғининиң илгирики йиғинларға охшимайдиған бир алаһидилики, санаәтләшкән 7 дөләт һәм униңға қошулған 5 дөләт билән явропа иттипақи рәһбәрлириниң бу қетимқи йиғиндики достанилиқи алаһидә гәвдилик болған. Русийәниң таҗавузчилиқ уруши вә хитайниң мустәбитлики бу дөләтләр арисидики өзара ишәнчини күчәйтишкә һәм уларни бир биригә мәһкәм бағлашқа түрткә болған.