Кучада сақчихана башлиқи һемит қариниң лагерда өлгәнләргә һессидашлиқ қилғанлиқи үчүн тутқун қилинғанлиқи ашкариланди
Бу йилниң оттурилири кучада қанун саһәсидикиләргә ички йиғин ечип, һемит қариниң хаталашқанлиқи вә тутқун қилинғанлиқи һәққидә омуми уқтуруш чиқирилғанлиқи тилға елинған.
-
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019-10-17 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Йеқинда кучалиқ муһаҗирлардин бири радийомизға учур йоллап, юртидики алақә торлиридин аңлиғанлириға асасән куча наһийә уча базарлиқ сақчиханисиниң башлиқи һемит қариниң бир сорунда өз тәвәликидин лагерда өлгәнләрниң көп икәнликини ечиниш тәләппузида тилға алғанлиқи үчүн “дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш” вә “җинайәтчиләргә һессидашлиқ қилиш” билән әйиблинип, тутқун қилинғанлиқини мәлум қилған иди. Мухбиримизниң кучаға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида сабиқ сақчихана башлиқи һемит қариниң тутқунда икәнлики дәлилләнди вә униң йеқинда кучада тарқитилған бир “сақчи ибрәт филими” дә көрситилгәнлики ашкариланди.
Телефонимизни қобул қилған алақаға йезилиқ сақчихана хадими оча сақчихана башлиқи һемит қарини тонумайдиғанлиқини баян қилди. Оча базарлиқ сақчиханиниң нөвәтчи хадими сабиқ сақчихана башлиқи һемит қарини тонуйдиғанлиқини инкар қилмиди, әмма униң нөвәттә қәйәрдә икәнлики, тутқунда яки әмәслики һәққидики соалимизға җавап бәрмиди.
Радийомизға кәлгән инкаста һемит қариниң бу йил 45 яшлар чамисида икәнлики, униң 2017 -йилдин илгирики хитайниң қаттиқ зәрбә долқунлирида актип рол алғанлиқи, әмма 2017 -йилдин кейинки лагерларға адәм топлашта илгирикидәк дәриҗидә актип болуп кәтмигәнлики әскәртилгән. Телефонимизни қобул қилған кучадики йәнә сақчи хадими һемит қариниң әһвалидин хәвири барлиқини баян қилди, әмма униң өз тәвәликидин лагерда өлгәнләрниң санини ашкарилап қойғанлиқи үчүн тутулғанлиқи учуриниң тоғра-хаталиқи һәққидики соалимизға җавабән бу һәқтики учурларни башқилар билән халиғанчә ортақлаишалмайдиғанлиқини ейтти. Хадимлар йәнә сақчи башлиқи һемит қариниң еғизидин чиққан оча базиридин лагерда өлгәнләр саниниң ениқ һалда қанчә икәнлики һәққидики соалимизғиму юқириниң тәстиқисиз җавап берәлмәйдиғанлиқини баян қилди.
Радийомизға кәлгән инкаста бу йилниң оттурилири кучада қанун саһәсидикиләргә ички йиғин ечип, һемит қариниң хаталашқанлиқи вә тутқун қилинғанлиқи һәққидә омуми уқтуруш чиқирилғанлиқи тилға елинған.
Ахирида телефонимизни қобул қилған куча наһийәлик җ х идарисиниң бир хадими өзлириниң нөвәттә “сақчи ибрәт филмлири” ни көрүватқанлиқи вә униңдин хатирә қалдуриватқанлиқини баян қилиш җәрянида “ибрәт филими” дә аталмиш җинайити яки хаталиқи тонуштурулған кишиләр арисида оча базарлиқ сақчиханиниң башлиқи һемит қариниңму барлиқини дәлиллиди. Бу хадим һемит қариниң өз тәвәликидин лагерда өлгәнләрниң көпликигә ечинғанлиқи үчүн тутулғанлиқи һәққидики соалимизға нәқ җавап бәрмигән болсиму, әмма униң аталмиш җинайәтчиләргә һессидашлиқ қилиш билән әйибләнгәнликини ашкарилиди.