Америка муавин президенти майк пәнс уйғурлар, хитай демократлири вә диний гуруппилар вәкиллири билән учрашти

Мухбиримиз ирадә
2019.08.05
Omer-Qanat-Mike-Pence-201908.jpeg Өмәр қанат әпәнди тәклип билән америка муавин президенти майк пәнс билән болған учришишқа қатнашти. 2019- Йили 5- авғуст. Вашингтон, америка.
Photo: RFA

5-Авғуст дүшәнбә күни, америка муавин президенти майк пәнс америкадики уйғурлар вә шундақла демократ хитай вәкиллири, христиан вә фалунгоң муритлири вәкиллирини қобул қилип, улар билән сөһбәттә болған.

Мәзкур учришишқа дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети рәиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши башлиқи өмәр қанат әпәнди тәклип қилинған болуп, учришиш әтигән саәт 11 дә башлинип, бир саәт давам қилған. Өмәр қанат әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, бу қетимлиқ учришиш муавин президент майк пәнс әпәндигә уйғурларниң тәләплирини йәткүзидиған муһим бир пурсәт болған. 

Америка муавин президенти майк пәнс хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан лагер түзүми вә башқа тәқибләш сиясәтлирини әң күчлүк тәнқид қилған әрбабларниң бири. У тунҗи қетим өткән йили пайтәхт вашингтондики “худсон институти” да сөзлигән нутқида уйғурлар һәққидә мәхсус тохталған вә “хитай компартийиси шинҗаңда бир милйондин ошуқ уйғур мусулманлирини һөкүмәт лагерлириға қамап, меңә ююш һәрикити елип бармақта. Бу лагерлардин қутулуп чиққанлар бешиға кәлгәнләрни хитай компартийисиниң уйғур миллий мәдәнийитини боғуш вә уларниң етиқадини йоқ қилишни мәқсәт қилған мәқсәтлик һәрикити, дәп тәсвирлимәктә” дегән. У йәнә, 8-июл күни хәлқара диний әркинликни илгири сүрүш министирлар йиғининиң йепилиш мурасимида сөзлигән нутқидиму хитай компартийисиниң бир милйондин ошуқ уйғур қатарлиқ мусулманларни лагерға қамиғанлиқини вә американиң һәргиз буниңға қарап турмайдиғанлиқини” тәкитлигән. 

Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, у бүгүнки учришишта өзигә сөз нөвити кәлгәндә алди билән муавин президентниң уйғурларниң вәзийитигә көңүл бөлгәнликидин вә уни давамлиқ һалда оттуриға қоюватқанлиқиға болған миннәтдарлиқини ипадә қилған. 

Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, майк пәнсму өзиниң уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитиватқанлиқи, америка трамп һөкүмитиниң дини әркинлик мәсилисигә җиддий көңүл бөлгән бир һөкүмәт болуш сүпити билән хитайдики уйғур қатарлиқ милләтләр учраватқан бу муамилигә нисбәтән қандақ тәдбир елиш мәсилисидә давамлиқ издинидиғанлиқини ипадә қилған. 

Өмәр қанат әпәнди майк пәнскә уйғурларниң нөвәттә америка һөкүмитиниң хитайниң уйғур елидә йолға қойған лагерлириға қарши конкрет тәдбир елиш тәқәззасиниң қаттиқ күчийиватқанлиқини ейтқан. Йиғинда әң көп тәкитләнгән нуқтиму, америка һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисини сода сөһбәтлириниң кәм болса болмайдиған темиси қилиши керәклики болған. 

Учришишқа қатнашқан хитай демократийә вәкиллири, христианлар вә фалунгоң вәкиллириму бирдәк һалда уйғур елидики вәзийәтниң җиддийликини тәкитләп, буни хитай һөкүмитиниң өзлиригә охшаш башқа гуруппиларғиму қоллинидиған муамилисиниң җиддий сигнали вә бир өрники дәп қарайдиғанлиқини билдүрүшкән.

Өмәр қанат әпәндиниң баян қилишичә, у учришишта майк пәнс әпәндигә алди билән уйғур мәсилисини хитай билән болған сода сөһбәтлиридә оттуриға қоюш вә шундақла вашингтонда мәхсус уйғурларниң вәзийити тема қилинған бир хәлқаралиқ йиғин чақириш қатарлиқ тәклипләрни сунған. 

Бу учришишқа америка муавин президенти майк пәнс вә униң алий дәриҗилик мәслиһәтчилири шундақла йәнә америка ташқи ишлар министирлиқиниң диний әркинликкә мәсул алаһидә әлчиси сам бровнбәк әпәндиләрму иштирак қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.