Бәһрам синташ: “%90 ни испатла!”

Мухбиримиз әзиз
2019.08.02
ProveThe90.jpg Бәһрам синташ әпәндим башлатқан “90% ни испатла” намлиқ хәштәг чақириқи.
Social Media

30-Июл күни хитай пайтәхти бейҗиңда ечилған “гүзәл шинҗаң қуруш” намидики ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирлар әң қизиқип соал сориған мәсилиләрниң бири өткән йиллардин буян хәлқарадики ахбарат вастилирида көп қетимлап тәкитләнгән лагерлар мәсилиси болди. Уйғур аптоном райониниң рәиси шөһрәт закир мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җаваб берип “өткән икки йиллиқ тиришчанлиқ арқилиқ тәрбийәләшкә қатнашқанларниң мутләқ көп қисми җәмийәткә қайтип кәлди шундақла уларниң 90 пирсәнти көңүлдикидәк хизмәт тапти” деди.

Һалбуки, шөһрәт закир ейтқан “өткән икки йил” дегән муддәттә җәмийәткә қайтип кәлгән лагер мәһбуслири тоғрисида муһаҗирәттики уйғурлар өзлириниң һечқандақ хәвәр аңлимиғанлиқини бәс-бәстә ипадилиди. Уйғур дияридики һөрмәткә сазавәр уйғур зиялийлириниң бири болған қурбан мамутниң америкадики оғли бәһрам синташ бу мунасивәт билән “90 пирсәнтни испатла!” намлиқ тор чақириқини башлиғанда буниңға аваз қошқан муһаҗирәттики һәр саһә уйғурлири тушму-туштин шөһрәт закирниң ейтқанлириниң пүтүнләй ялған икәнликини тәкитлиди. Бәһрам синташ бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилғанда “муһаҗирәттики уйғурлар өзлириниң вәтәндики уруқ-туғқанлири билән бималал сөзлишиш имканийитигә игә болғанда андин бу гәпләргә ишәнсәк болиду. Шундақ болғанда биз буни һөкүмәтниң өз хатасини тоғрилаш үчүн алған бир қәдими, дәп қараймиз” деди. У йәнә “90 пирсәнтни испатла!” чақириқини оттуриға қоюшниң муһимлиқи һәққидә тохтилип өтти. 

Хитай һөкүмитиниң лагердикиләрниң көп қисмини қоюп бәргәнлик һәққидики баянатини пүтүнләй ялған, дәп қариғучиларниң бири әл сөйгән комедийә артиси адил миҗитниң муһаҗирәттики күйоғли арслан һидайәт. У һазирғичиму адил миҗитниң лагердин чиққанлиқи һәққидә һечқандақ хәвәр аңлимиғанлиқини ейтти. 

Арслан һидайәт “90 пирсәнтни испатла!” чақириқи оттуриға чиққандин кейинла буниңға йеқиндин әгәшкүчиләрниң бири. У өзиниң немә үчүн бу һәрикәтни зор күч билән қоллиши һәққидиму тохтилип өтти. 

Арслан һидайәтниң пикричә, лагердин адәм қоюп беришни шу кишиләрниң һәқиқий һөрлүки әмәлийәттә җари болмиғучә йәнила гуманлиқ, дәп қараш лазим икән. Чүнки хитай һөкүмити бу кишиләрни йәнә халиған вақитта елип кетәлиши тамамән мумкин икән. 

Иҗтимаий таратқуларда аписиниң тутқун қилинғанлиқини җакарлиған түркийәдики уйғур оқуғучи мәрйәм султанму бу мунасивәт билән радийомиз зияритини қобул қилғанда аписиниң өйдә икәнликини аңлиғанлиқини ейтти. Униң аписиниң тутқун қилинғанлиқи вә бу вәқәниң раст икәнлики радийомиз мухбирлириниң тәкшүрүши арқилиқ испатланған иди. Әмма шөһрәт закир бейҗиңда уйғурларниң лагердин қоюветилгәнликини җакарлиған күни у аписи билән телефонда сөзлишишкә мувәппәқ болалиған. Әмма аписи өзиниң һечқачан лагерға бармиғанлиқини, әксичә пенсийә маашини елип раһәт турмуш кәчүрүватқанлиқини ейтқан. 

Биз униң билән муһаҗирәттики бир қисим уйғурларниң “хитай һөкүмитиниң чишиға тегип қойсақ лагердики туғқанлиримиз чиқалмайду” дәп әндишә қилиш хаһиши тоғрилиқ сөзләшкинимиздә бу қарашқа қошулмайдиғанлиқини билдүрди. 

Биз униңдин “навада хитай һөкүмити билән йүз туранә сөзлишиш тоғра кәлсә уларға немә дегән болаттиңиз?” дегинимиздә өзиниң буниңға шәхсий баянати барлиқини билдүрди. 

Бу хилдики гуман тоғрисида сөз қилған хәлқара кәчүрүм тәшкилати шәрқий асия бөлүминиң директори николас беколин “хитай һөкүмити дуня миқясида бәс-муназиригә сәвәб болған лагерлар вә милйонлиған уйғурниң тутқун қилиниши мәсилисидә кишиләрниң еғзини юмуш үчүнла бу гәпләрни қиливатиду. Биз бу хилдики зор көләмлик қоюп бериш тоғрисида һечқандақ учур аңлимидуқ” дәйду. Америкадики уйғур паалийәтчиләрдин рошән аббасму бу тоғрилиқ сөз қилип “мән техи лагердики һәдәмниң чиққанлиқини аңлимидим” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.