Рошән аббас ханим хәлқара җәмийәтни уйғурларға йүргүзүлүватқан қилмишларни ирқий қирғинчилиқ дәп тонушқа чақирған

Мухбиримиз җүмә
2020.11.15
Roshen-Abbas-20200913-3.jpg Рошән аббас дохтур гүлшән аббас ханим тутулғанлиқиниң икки йиллиқ хатирә күни хитай әлчиханиси алдида намайиши қилди.
Photo: RFA

Америкидики уйғур һәрикити тәшкилатиниң президенти рошән аббас ханим хәлқара җәмийәтни хитай уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонушқа чақирған.

“зе5” хәвәр ториниң хәвәр қилишичә, у бу сөзләрни 13-ноябир түркийә пайтәхти әнқәрәдә медия саһәсигә бәргән баянатида оттуриға қойған. У сөзидә милйонлиған уйғурниң җаза лагерлириға қамалғанлиқи, уларниң мәҗбурий әмгәк завутлирида қуллуққа мәҗбурланғанлиқини баян қилип өткән.

У, түркийәдики бир мухбирниң соаллириға җаваб бәргәндә хәлқара җәмийәттин буниңға қарши мувапиқ инкас күтидиғанлиқини билдүргән вә мундақ дегән: “уйғурларниң мәҗбурий әмгики билән ишләпчиқирилған таварларниң чәтәл базириға киришиниң алдини хәлқара қанунлар арқилиқ елиш керәк.”

У йәнә хәлқара җәмийәттин бейҗиң һөкүмитиниң уйғурларға қарши қилмишлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилишини тәләп қилидиғанлиқини билдүргән.

У мундақ дегән: “1948-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин мақулланған ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамисигә асасланғанда, шәрқий түркистанда йүз бәргән ишлар бир ирқий қирғинчилиқтур. Бундақ бир әһвални ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп изаһлайдиған бәш мадда бар. Уларниң һәммиси шәрқий түркистанда йүз бериватиду.”

Рошән аббас, хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлирини ашкара тәнқид қилғандин кейин, униң аилә әзалири хитайниң зәрбә бериш нишаниға айланған вә униң һәдиси дохтур гүлшән аббас 2018-йили май айлирида тутуп кетилгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.