Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши: “хитайниң чәтәлдики уйғурларға тәһдит салғанлиқи шу дөләтниң туприқиға таҗавуз қилғанлиқтур”
2019.08.30
Уйғур диярида 2017-йилдин башланған зор тутқун нәтиҗисидә милйонлиған уйғур, қазақ вә башқа йәрлик мусулман хәлқләр хитай һөкүмити башлиған бу инсанийәткә қарши бу еғир бастурушниң қурбанлириға айланди.
Бу һәқтә елан қилиниватқан хәвәр вә доклатларда уйғурларниң чәтәлгә саяһәткә чиққан, паспорт беҗиргән, пәрзәнтлирини ғәрб дөләтлиригә оқушқа әвәткән дегәндәк бир қатар сәвәбләр билән тутқун қилинғанлиқи, һәтта җазаға һөкүм қилинғанлиқи илгири сүрүлгән иди. Йеқинқи мәзгилгә кәлгәндә хитай һөкүмитиниң нөвәттә чәтәлдә оқуватқан яки яшаватқан уйғурларғиму тәһдит селиватқанлиқи, уларниң вәтәндики ата-ана, уруқ-туғқанлирини гөрүгә елиш арқилиқ чәтәлдики хитайға қарши паалийәтлиригә тосқунлуқ қилиш урунушида болуватқанлиқи һәққидә мәлуматлар ашкарилинишқа башлиди.
Мушу мунасивәт билән америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 28-авғуст доклат елан қилип, хитайниң америкадики уйғурларниң еғизини етиш үчүн көп җәһәттин елип бериватқан зиянкәшликлирини дәрһал тохтитишқа һәмдә америка һөкүмитини буниңға дәрһал тәдбир қоллинишқа чақирди.
Мәзкур доклатта хитай һөкүмитиниң нөвәттә чәтәлдә яшаватқан уйғурларниң һәрикитини вә сөз әркинликини контрол қилиш қилмишини “бу хитайниң системилиқ вә қара нийәтлик билән елип бериватқан рәһимсиз сиясити” дәп изаһат берилгән. Доклатта хитай һөкүмитиниң бу һәрикити чәтәлләрдә яшаватқан һәрбир уйғур аилисигә еғир дәриҗидә роһий вә психологийилик азабларни пәйда қилғандин башқа йәнә америка туприқидики кишилик һоқуқ вә әркинликкиму таҗавуз қилғанлиқ һесаблинидиғанлиқи тәкитләнгән.
Биз уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң мәзкур доклатида тилға елинған чәтәлдики уйғурлардин хитай һөкүмитиниң тәһдитигә учраватқан типик мисаллар һәққидә тәпсилий мәлумат елиш мәқситидә мәзкур тәшкилатниң директори өмәр қанат әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ. У өзи шаһит болған бир қанчә мисаллар үстидә тохтилип өтти.
Доклаттин мәлум болушичә, хитай даирилири чәтәлдики, җүмлидин америкадики уйғурларға қисқа учур, иҗтимаий таратқу суписи, авазлиқ йолланма, електронлуқ хәт қатарлиқ васитиләр арқилиқ учур йоллайдикән. Нөвәттә бәзи уйғурлар бу хилдики учурларни һәптисигә бирәр қетим қобул қилса, бәзилири күндә дегүдәк қобул қилидикән. Хитай даирилири бундақ учурларниң көпинчисини хитайниң параңлишиш юмтали болған “үндидар” арқилиқ йоллайдикән.
Өмәр қанат әпәнди сөзи давамида нөвәттә чәтәлдә олтурақлашқан яки оқуватқан уйғурларниң хитайниң һөкүмәт хадимлиридин кәлгән тәһдит учурлирини қобул қилғанда қорқмастин уларға рәддийә бериш яки у әһвалларни өзи туруватқан дөләттики мунасивәтлик органларға мәлум қилиши керәкликини билдүрди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мәзкур доклатида йәнә америкадики уйғурларни қоғдаш йоллири һәққидә америка һөкүмитидики мунасивәтлик органларға сунған тәләплириниму оттуриға қойған. Бу җәмий 5 түрлүк тәләп болуп, улар: америка дөләт мәҗлиси уйғурларға мунасивәтлик икки қанун, йәни “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһиси” вә “уйғур қанун лайиһиси” ни мақуллуқтин өткүзүш; америка дөләт мәҗлиси америкадики қанун органлири вә ташқи ишлар министирлиқиниң уйғур-америкалиқларниң һоқуқи вә әркинликини қоғдашта қолланған әмәлий тәдбирләр һәққидә тәпсилий учур билән тәминләш; америка федерал тәкшүрүш идариси (FBI) уйғурларға қилиниватқан һуҗумларға қарита инчикә тәкшүрүш елип бериш; уйғурлар әң көп олтурақлашқан шималий виргинийә районидики йәрлик қанун органлири шу җайдики уйғурлар билән қоюқ достлуқ мунасивити орнитиш; уйғурлар вә уйғур паалийәтчиләрни қоллаш мәқситидә қурулған тор бекәтләрдин һуҗумға учриғанлирини тәкшүрүш қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алидикән.
Өмәр қанат әпәнди ахирида мәзкур доклатни елан қилишниң әһмийити һәққидә қисқичә тохталди. Униң дейишичә, мушу хилдики доклатлар америка һөкүмити үчүн чәтәлдики уйғурлар учраватқан зиянкәшликләрни техиму чоңқур чүшинип йетиштә вә шу арқилиқ буниңға җиддий муамилидә болушида муһим әһмийәткә игә икән.