Өлүм җазасидин қутулған содигәр абдуғаппар абдурусул ғулҗада қайтидин тутуп кетилгән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.07.14
abdughappar-abdurusul-lager.jpg Хитайниң чәт әлләргә тәшвиқат елип баридиған таратқуси CGTN да абдуғаппар абдурусул әпәндини сөзләткән көрүнүш. 2020-Йили 4-март.
RFA/Gülchéhre

Бу йил 45 яшқа киргән абдуғаппар абдурусул ғулҗа қарадөң йеза байкөл мәһәллисидин. У қазақстан билән ғулҗа арисида импорт-експорт тиҗарити қилип ронақ тапқан тиҗарәтчи болуп, 4 балиниң атиси.

Радийомиз илгири униң чәт әлдики акиси, йеқин ағинә-достлири вә қошнилиридин игилигән учурларға асасән, абдуғаппарниң 2018-йили язда “тарқақ һәҗ қилған”, “баҗдин қачқан” дегәндәк төһмәтләр билән хитай сақчи тармақлири тәрипидин тутуп кетилгәнлики вә икки-уч ай ичидила “йепиқ сот” ечилип, өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқки қатарлиқ мәлуматларни аңлатқан иди.

Йеқинқи мәзгилләрдин буян радийомизға хитай даирилириниң уйғур диярида лагердин чиққанларни қайтидин тутуп кетиватқанлиқи һәққидә бир қисим толуқсиз учурлар кәлмәктә. Абдуғаппар абдурусулниң һазир белгийәдә яшаватқан өз акиси абдусаттар әпәнди, хитай һөкүмити тәрипидин өлүмгә буйрулған инисиниң хәвири радийомизда елан қилинип үзүн өтмәйла инисиниң қоюп берилгәнликини, әмма униң буниңдин икки ай илгири қайтидин йәнә тутуп кетилгәнликини билдүрди. У йәнә 2020-йили мартта хитайниң чәт әлләргә тәшвиқат елип баридиған таратқуси CGTN да инисиниң өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқини инкар қилип сөзлитилгәнликиниму билдүрди.

Абдусаттар абдурусул әпәндиниң билдүрүшичә, 2018-йилида униң абдуғаппардин башқа тиҗарәт қиливатқан ака-инилириниң һәммиси вә абдуғаппарниң 19 яшлиқ оғлиму түркийидә оқуғанлиқи сәвәблик тутқун қилинған һәмдә лагерға қамалған. Бу җәмәтиниң бир қанчә йүз милйон доллардин артуқ муқим мүлки, ширкәт вә өйлири мусадирә қилинған. 2020-Йили у лагерға қамалған инилирини вә җийәниниңму қоюп берилгәнликини қазақстандин ғулҗаға берип келип турған тиҗари шериклири арқилиқ хәвәр тапқан.

Абдусаттар һаҗим ведийодин инисиниң техи һаят икәнликини көрүп хошал болған болсиму, униң йәнә қайта тутулғанлиқидин зор әндишгә патқанлиқини билдүрди.

Абдуғаппар һаҗим олтурушлуқ қара дөң йеза байкөл мәһәллә комитетигә телефонимиз уланди. Мәзкур мәһәллә комитетиниң иш беҗириш залидин телефонни алған хитай хадим, абдуғаппар абдушүкүрниң мушу мәһәллидә олтурушлуқ киши икәнликини рәт қилмиди. Биз униң қачан вә немә үчүн қайта тутулғанлиқини сориғинимизда, у “буни билмәймән, бу ишларға йезилиқ һөкүмәт җаваб берәләйду,” дәп, телефонни қаридоң йезилиқ һөкүмәт сиясий-қанун ишханисиға улап бәрди.

Мухбир: байкөлдә олтурушлуқ абдуғаппар абдурусул 2018-йили өлүм җазасиға буйрулған икән, кейин немишқа қоюп берилгәнлики һәққидики сот һөкүми яки қануний һөҗҗәт силәргә йәткүзүлгәнму, қарап бақсиңиз?

Хитай хадим: һөкүм елан қилинғучиниң исми немә'

Мухбир: абдуғаппар абдурусул, айкөлдә олтурушлуқ, бу йил 45 яп әтрапида.

Хитай хадим: мәркәзлик тәрбийәләштин кейин ғулҗа оттура соттин җазаға һөкүм қилиниптикән, кейин һөкүм өзгәртилип қоюп берилиптуғу. Һөкүмнамә аилисигә берилиду, адәттә шуниңда йезиқлиқ. Тәптишму аилисигә билдүриду. Һөкүмнамини адәттә областлиқ әдлийә яки сотниң торидин тапалайсиз.

Мухбир: униң бу нөвәт йәнә немә сәвәбтин тутулғанлиқини биләмсиз?

Хитай хадим: уни мән билмәймән, буни сақчидин сораң.

Мухбир: икки ай илгири лагердин қоюп берилгәнләрни йәнә қайта тутуп кетипту, буниң сәвәбини биләмсиз?

Хиатй хадим: мән қандақ биләй? буни сақчидин сораң, қараң, мәһәллә сақчиханисидин тутулған болса, тутуп туруш орниға яки қайта тәрбийәләш мәркизигә елип кетилгән болиду. Әгәр шәһәрлик сақчи яки областниң тутқан болса, түрмигә елип кәткән болиду. Қалғинини шулардин сораң.

Биз абдуғаппарниң қайта тутулуш сәвәби вә һазирқи әһвалини ениқлаш үчүн ғулҗа шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси, уттур сот вә әдлийә тармақлириға күп қетим телефон қилған болсақму, әмма урунушлиримиз нәтиҗисиз болди.

Биз йәнә абдуғаппар һаҗимниң акиси абдусаттар һаҗимға униң ғулҗадики аилисидикилириниң хәвирини йәткүзүп келиватқан, һазир түркийәдә туруватқан абдуғаппарниң ағиниси билән алқилаштуқ. У исмини ашкарилимаслиқ шәрти билән өзиниң абдуғаппарниң әһвалидин қорғастики ечиветилгән базардин ғулҗиға телефон қилиш арқилиқ билгәнликини ейтти.

Униң абдуғаппарниң йеқинлиридин аңлишичә, абдуғаппар өлүм җазасидин қутулуп бир мәзгил өйигә қоюп берилгән болсиму, бу йил 5-айда қайта тутқун қилинған. У ғулҗада ронақ тапқан пулдар ағинилиридин ялғуз абдуғаппарла әмәс, аз дигәндиму 15 уйғур содигәр ағинилириниң тутқун қилинғанлиқини билгән. Уларниң тиҗарити, мал бисати пүтүнләй мусадирә қилинған. Шу сәвәбтин у ғулҗаға қайтмиған икән.

Хитайниң 2016-йилиниң ахиридин башланған тутқунида көзгә көрүнгән сахавәтчи вә карханичиларниң зор салмақни игиләйдиғанлиқи мәлум болмақта. Тутқун қилинған уйғур содигәрләрниң аииси бойичә тутқун қилинип, мал бисатиниң мусадирә қилинғанлиқи, бәзилири қийин-қистақ вә сорақ җәрянида, бәзилириниң лагер вә түрмиләрдә сирлиқ һалда өлүп кәткәнликидәк әһваллар ашкариланмақта.

Абдуғаппар абдурусул аилиси бир қанчә әвладқичә ғулҗа байкөл мәһәллисиниң ғалибийәт йоли-14 кочисида олтуруп кәлгән. Улар бу мәһәллигә кона җәмәт болуп, абдуғаппар һаҗим 2013-2014 йиллири у өз хираҗити билән байкөл мәһәллә мәсчитини салдурған һәмдә бир қанчә қетим һәҗгә барған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.