Уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчилири: “пирофессор абдукерим раһман уйғур фолклор саһәсидики илмий йетәкчи вә тәләпчан устаз иди”

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.04.04
Abdukerim-Rahman-01.jpg Тонулған фолклоршунас, пешқәдәм устаз мәрһум абдукерим раһман вә униң “уйғур өрп-адәтлири” намлиқ китабиниң муқависи.
Photo: RFA

“шаһит биз тори” 27-март күни елан қилған “түрмидики яшанғанлар” тизимликидә шинҗаң университети филологийә институтиниң пирофессори, тонулған фолклоршунас мәрһум абдукерим раһманниңму исми бар болуп, униң тәрҗимиһали тәпсилий тонуштурулған иди. Пирофессор абдукерим раһман 2018-йили 1-айда 78 йешида тутқун қилинип, 2019-йили 7-айниң 25-күни лагердин қоюп берилгәндин кейин, 2020-йили 18-авғуст күни өйидә мирза қамақтики мәзгилидә вапат болған.

Әйни чағда мәрһум һәққидә иҗтимаий таратқуларда тарқалған учурларда, униң зиққа кесили билән 2020-йили8-айниң 18-күни үрүмчидә 80 йешида вапат болғанлиқи тилға елинған.

 Әмма әйни чағдики хитай һөкүмәт таратқулирида пирофессор абдукерим раһманниң өлүми һәққидә һечқандақ хәвәр берилмигән. Радийомиз бу һәқтә йәниму илгирилигән һалда елип ениқлаш елип барған болсиму, әмма шинҗаң университетиниң мунасивәтлик хадимлири бу һәқтә җаваб беришни рәт қилған иди.

 Пирофессор абдукерим раһманниң нөвәттә чәт әлдә яшаватқан оқуғучилиридин бириниң радийомизға билдүрүшичә, 2020-йили 8-айниң 18-күни мәрһумниң җиназа мурасими ковид юқуми баһаниси билән қаттиқ контроллуқ ичидә җамаәтсиз һалда пәқәт аилә әзалири биләнла өткүзүлгән икән.

Түркийә нәвшәһир һаҗибәкташ вәли университетида уйғур фолклорини тәтқиқ қилидиған профессор доктор адәм өгәр әпәнди(солда) абдукерим рахман әпәндиниң өйидә. 2015-Йили үрүмчи.
Түркийә нәвшәһир һаҗибәкташ вәли университетида уйғур фолклорини тәтқиқ қилидиған профессор доктор адәм өгәр әпәнди(солда) абдукерим рахман әпәндиниң өйидә. 2015-Йили үрүмчи.
RFA/Erkin Tarim

Униң билдүрүшичә, мәрһумни дәпнә қилиш үчүн униң пәрзәнтлирини өз ичигә алған наһайити аз сандики кишиләрниңла қәбристанлиққа чиқишиға рухсәт қилинған икән.

 Мәрһум абдукерим раһман 1940-йили 12-айниң 18-күни қәшқәрдә туғулған. 1964-Йили шинҗаң университети әдәбият факултетиниң уйғур тил-әдәбияти кәспини пүттүргән. У уйғур фолклори бойичә тонулған тәтқиқатчи, шундақла уйғур фолклори кәспи бойичә уйғурлардин чиққан тунҗи магистир вә доктор йетәкчиси. Абдукерим раһман 1964-йилидин башлап шинҗаң университетида узун йил уйғур хәлқ еғиз әдәбияти дәрс бәргән. 1980-Йили дотсентлиқ унваниға, 1985-йили пирофессорлуқ унваниға еришкән. 1980-Йилларда шинҗаң университети әдәбият факултетиниң мудирилиқ вәзиписини өтигән. У йәнә уйғур фолклори тәтқиқати бойичә тунҗи қетим тәтқиқатни башлиған мутәхәссис һесаблиниду.

Пирофессор абдукерим раһман уйғур фолклори, уйғур хәлқ еғиз әдәбияти вә уйғур хәлқ мәдәнийити бойичә нурғунлиған илмий әмгәкләрни вуҗудқа чиқарған алимларниң бири. Униң бу саһәдә 20 дин артуқ китаби, 150 парчиға йеқин илмий мақалиси елан қилинған. Униң “уйғур фолклори һәққидә баян”, “уйғур хәлқ еғиз әдәбиятиниң асаслири”, “уйғур әдәбияти тарихи”, “уйғур өрп-адәтлири”, “қәшқәрниң ғәйрий маддий мәдәнийити һәққидә тәтқиқат” қатарлиқ йирик илмий әсәрлири уйғур мәдәнийити саһәсидики қорал китаблардин болуп қалған.

Пирофессор абдукерим раһманниң “уйғур фолклори һәққидә баян” намлиқ китаби түркийәдә түркчә нәшр қилинған. Түркийәдики уйғур фолклор мәдәнийити тәтқиқатчилиридин пирофессор алимҗан инайәт әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, пирофессор абдукерим рахманниң мәзкур китабиниң түркийә университетлирида уйғур мәдәнийити һәққидики муһим дәрсликкә айланғанлиқини билдүрди.

Мәшһур фолклоршунас, шинҗаң университетиниң профессори мәрһум абдукерим рахман  әпәндиниң китаблири.
Мәшһур фолклоршунас, шинҗаң университетиниң профессори мәрһум абдукерим рахман әпәндиниң китаблири.
RFA/Erkin Tarim

 Алимҗан инайәт әпәнди йәнә пирофессор абдукерим раһман түркийәгә кәлгәндә, униң билән һәмсөһбәттә болуш пурситигә еришкәнликини, униң илмий әмгәклириниң пәқәт уйғур арисидила әмәс, бәлки пүткүл түрк дуняси мәдәнийәт тәтқиқати саһәсидиму муһим орун тутидиғанлиқини билдүрди.

 Пирофессор абдукерим раһман 1987-йилдин башлап уйғур фолклор тәтқиқати саһәсидә илгири-ахир болуп бирқанчә түркүм магистирлар вә докторларни тәрбийәләп йетиштүргән. Буниң ичидә магистир оқуғучилириниң сани нәччә онға, доктор аспирантларниң сани 10 дин ашиду. Униң уйғур мәдәнийити вә фолклор тәтқиқати саһәсидә тәрбийәләп йетиштүргән раһилә давут, әсәт сулайман қатарлиқ нәччә онлиған магистир вә доктор оқуғучилири кейинки йилларда бу саһәдә тонулған тәтқиқатчилардин болуп қалған.

Нөвәттә америкада яшаватқан меһриай мәмтили ханим пирофессор абдукерим раһманниң уйғур фолклори кәспидә тәрбийәлигән магистир оқуғучилиридин бир болуп, у устази абдукерим раһманниң илмий әмгәклири, тәрбийәлигән оқуғучилири вә өзидә қалдурған өчмәс тәсиратлири тоғрилиқ пикир баян қилди.

 Меһриай мәмтели ханим, өзиниң пирофессор абдукерим раһманда магистирлиқ аспирантлиқида оқуватқан дәврни әсләп, мәрһум устази абдукерим рахманни уйғур мәдәнийәт тәтқиқатиниң йолбашчиси шундақла бу саһәдә бир әвлад илим әһлини йетилдүргән тәләпкар устаз вә меһрибан ата дәп тәриплиди.

Меһриай мәмтели ханим хитай һөкүмитиниң йеши 80 гә улишип қалған пирофессор абдукерим раһманни лагерида бир йилдин артуқ тутуп туруши, қоюп бәргәндин кейин уни аилисигә нәзәрбәнд қилиши, һәтта униң өлүмигә җамаәтниң келишини тосуш қилмишлирини “хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлириниң бир мисали” дәп көрсәтти. У устази абдукерим раһманға охшаш университетлардики уйғур билим игилирини тутқун қилиш, һәтта уларни йоқитишқа урунуш қилмишлири, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кимликини, мәдәнийәт мираслирини вә бу саһәдики сәрхиллирини йоқитиш пиланиниң бир қисми икәнликини тәкитләп өтти.

Пирофессор абдукерим раһман һәққидә дәррен байлерға охшаш чәт әлләрдики тонулған уйғуршунас тәтқиқатчилар, “хәтәр астидики алимлар” тәшкилати, “америка қәләмкәшләр җәмийити” қатарлиқ органлар 2018-йилдин буян үзлүксиз баянатлар елан қилип кәлди, шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурлар қаратқан ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқини қаттиқ әйибләп кәлди.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.