Қазақистандики уйғур алимлири тонулған фолклоршунас абдукерим раһманниң вапатиға чоңқур қайғурди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2020.08.20
abdukerim-rahman-1.jpg Тонулған фолклоршунас, пешқәдәм устаз мәрһум абдукерим раһман.
Photo: RFA

Йеқинда мәшһур фолклоршунас алим, шинҗаң университети филологийә институтиниң профессори абдукерим раһманниң вапатидин хәвәр тапқан қазақистандики уйғур алимлири чоңқур қайғурди һәм буниңдин әпсусланди.

Игилишимизчә, ахирқи йиллири хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан бастуруш сиясити нәтиҗисидә көплигән уйғур зиялийлириниң, шу җүмлидин пәқәт уйғур елидила әмәс, бәлки униң сиртидиму тонулған мәшһур алимларниң түрмиләргә вә җаза лагерлириға қамилиши муһаҗирәттики, болупму қазақистандики уйғурларни қаттиқ беарам қилди.

Буниңдин икки йил илгири йүздин ошуқ оқутқучи вә тәтқиқатчиниң, шуларниң ичидә қазақистанлиқ уйғур алимлириға яхши тонуш болған абдукерим раһман, азад султан, арслан абдулла, ғәйрәтҗан осман, абдуқадир җалалдин, раһилә давут, ялқун рози вә башқиларниң тутқун қилинғанлиқи тоғрилиқ учурлар қазақистан иҗтимаий таратқулиридиму кәң тарилип, зор ғулғула пәйда қилғаниди. Шу мунасивәт билән қазақистанлиқ уйғур зиялийлири хитай даирилириниң бу сияситигә өз наразилиқлириниму билдүргәниди.

Радийомиз зияритини қобул қилған әдәбиятшунас алим, филологийә пәнлириниң доктори алимҗан тиливалди әпәнди абдукерим раһман вапатиниң пүткүл дуня уйғуршунаслиқ илми үчүн чоң йоқитиш икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “абдукерим раһман акиниң исми илим-пәндә ривайәткә, символға айлинип кәткәнликини һәммимиз билимиз. У наһайити җапакәш, мәшәқәтлик бир һаятни бешидин кәчүргән алимимиз. ‛мәдәнийәт зор инқилаби‚ ниң дәрдини тартқан көплигән зийлиялар билән биргә бешидин еғирчилиқларни өткүзгән. яшанғиниға қаримай, у өмриниң ахирида һакиммутләқ түзүмниң йәнә бир дәрдини тартишқа мәҗбур болди. Алим сүпитидә шуни ениқ ейталаймәнки, тәқибләш җәрянлириға тәврәнмәй қарап олтуралмаймиз. Ләнәт оқуймиз мушуни әмәлгә ашурғанларға.”

Радийомиз зияритини қобул қилған тилшунас алимә, филологийә пәнлириниң кандидат доктори дилнур қасимова ханим өзиниң шинҗаң университетиға қилған бир сәпиридә абдукерим раһман һәққидә көп аңлиғанлиқини, болупму кәсипдашлири, шагиртлири алаһидә һөрмәтләйдиған алим болғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “фолклоршунаслиқ пенини тиклигән, уйғур еғиз әдәбияти бойичә бөлүмләрни ачқан вә рәһбәрлик қилған, зор түркүм шагиртларни тәйярлиғанлиқини дәп бәргән. У яшларниң мәсилилирини йешәтти. Устазиниң қандақлиқини шугиртлири дуняға тонутиду. Униң тәқдириму шагиртлири билән зич бағлинипту. Раһилә давут лагерда. Ғәйрәтҗан османниму лагерларда йоқап кәтти дәп аңлидуқ. Абдукерим раһманму 2018-йили шу йәрдин азаб чекип, чиққан охшайду.”

Мәлумки, өткән әсирниң 40-йиллиридин кейин қазақистанда раваҗлинишқа башлиған уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири 70-80-йиллири зор нәтиҗиләргә еришти. Бу биринчи нөвәттә қазақистан пәнләр академийәсидә уйғуршунаслиқ бөлүминиң, андин 1986-йили уйғуршунаслиқ институтиниң қурулуши билән зич бағлиқ болди. Өз нөвитидә бу қазақистанлиқ уйғур алимлириниң уйғур елидики тәтқиқат мәркәзлири, шундақла ибраһим мутии, турди әһмәд, имин турсун, хәмит төмүр, азад султан билән бир қатарда абдукерим раһманға охшаш уйғур елидә йетишип чиққан нурғунлиған алимлар билән алақә орнитишиға мумкинчилик яратқан иди.

Фолклоршунас алим, филологийә пәнлириниң кандидат-доктори һакимҗан һәмрайефниң ейтишичә, қазақистанда уйғур фолклори нәмунилирини нәшр қилиш һәм тәтқиқ қилишта, болупму маһинур әлийева, батур әршидинофқа охшаш алимлар көп әмгәк қилғаникән. Нурғунлиған тилшунас, әдәбиятшунас, фолклоршунас, тарихчи алимлар абдукерим раһманниң әмгәклиридин яхши хәвәрдар болғаникән.”

Һакимҗан һәмрайеф әпәнди мундақ деди: “20-әсирниң 2-йеримида шиҗаң уйғур аптоном районида, болупму фолклор саһәсидә зор илгириләшләрниң йүз бәргәнлики бизгә яхши мәлум. ‛булақ‚, ‛тарим‚, ‛или дәряси‚, ‛гүлистан‚, ‛бостан‚ қатарлиқ гезит-журнал сәһипилиридә хәлқ еғиз иҗадийитиниң нәмунилири, чөчәкләр, дастанлар, қошақ вә мақал-тәмсилләр бойичә көплигән илмий тәтқиқатлар, мәнбәләр, текистлар елан қилинған иди. Уларниң көп қисми қазақистан алимлириниңму қолиға тәгди. Уйғур хәлқ еғиз иҗадийитини тәтқиқ қилишта, әлвәттә, абдукерим раһманниң издинишлирини алаһидә атап өтүшкә әрзийду. Алим уйғур хәлқ еғиз иҗадийитини тәтқиқат қилиш билән бир қатарда топлаш, нәшр қилиш ишлири биләнму үнүмлүк шуғулланди. Алимниң издинишлири нәтиҗисидә тонулған муһәббәт дастанлиридин ‛ғерип-сәнәм‚, ‛булбулгоя‚, ‛йүсүп-зүләйха‚, ‛таһир-зөһрә‚, тарихий-қәһриманлиқ дастанлиридин ‛нозугум‚, ‛садир палван‚, ‛төмүр хәлпә‚ қатарлиқлар мәтбуат сәһипилиридә йоруқ көрди. Бу материялларниң көп қисмини өзүмниң илмий тәтқиқатлиримдиму пайдиландим.”

Мәлум болушичә, 1996-йили қазақистан пәнләр академийәсидики уйғуршунаслиқ институти паалийитиниң тохтитилиши сәвәбидин униң тәркиби қисқартилип, башқа тәтқиқат мәркәзлири билән алақилири тамамән үзүлгәнкән. Кейинки йиллири уйғур елидин қазақистанға бир қисим алимлар кәлгән болсиму, лекин бүгүнки күндә илмий алақиләрниң, берип-келишләниң пүтүнләй тохтитилғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.