Түрк вә уйғур тарихи мәсилилири тәтқиқати билән тонулған тарихшунас абдуқадир донук вапат болди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.08.26
Түрк вә уйғур тарихи мәсилилири тәтқиқати билән тонулған тарихшунас абдуқадир донук вапат болди Профессор абдуқадир донук әпәнди мәрһум әйса йүсүф алиптикин вапатиң хатириләш йиғинида сөздә. 2015-Йили 17-декабир, түркийә.
RFA/Arslan

Истанбул университети әдәбият факултети тарих бөлүмидин дәм елишқа чиққан, түрк тарихи вә уйғур ели тәтқиқатлири билән тонулған тарихшунас, профессор абдуқадир донук 2022-йили 8-айниң 24-күни 74 йешида истанбулда кесәллик сәвәбидин вапат болди.

Мәрһумниң җиназа намизи 25-авғуст күни истанбул-фатиһ җамәсидә оқулди. Җиназа намизиға истанбул университети баш мудири вә оқутқучилири, мәрһумниң достлири вә бир қисим уйғурлар қатнашти. Мәрһумниң мейити, униң вәсийитигә асасән туғулуп өскән юрти аданадики сағкая йезисида дәпнә қилинди.

Омумий түрк тарихи уқутқучилиридин бири болған профессор доктор абдуқадир донук, уйғурларниң сәмимий қоллиғучиси, уйғурлар вә уйғур елигә мунасивәтлик көплигән тәтқиқат мақалилири билән түркийәдә яшаватқан уйғурлар үчүн муһим шәхсләрниң бири иди.

Профессор абдуқадир донук әпәнди(солдин иккинчи) мәрһум әйса йүсүф алиптикин вапатиң хатириләш йиғинида. 2014-Йили 10-декабир, түркийә.
Профессор абдуқадир донук әпәнди(солдин иккинчи) мәрһум әйса йүсүф алиптикин вапатиң хатириләш йиғинида. 2014-Йили 10-декабир, түркийә.
RFA/Arslan

Мәрһум профессор абдуқадир донук, “түрк һөкүмдар”, “түрк дөлитидә һакимийәт чүшәнчиси”, “қәдимки түркләрдә дөләт вә тәшкилати”, “түркләр вә муңғулларда мәҗлис адити”, қатарлиқ онлиған китаб язған.

У йәнә уйғурларға мунасивәтлик, “түрклик муҗаһиди әйса йүсүп алиптекин”, “қәшқәрлик мәхмутлар өлмәйду”, “түркләрдә вәтән сөйгүси” дегәнгә охшаш онлиған илмий мақалиләрни язған.

Мәрһумниң вапати тоғрисида мәрһумниң йеқин достлири вә бир қисим тәшкилат вә органлар тәзийәнамә елан қилди. Милләтчи һәрикәт партийәси, истанбул университети, түрк оҗақлири тәшкилати вә шәрқий түркистан вәхписи қатарлиқ тәшкилат һәм органлар рәсмий тиветтир сәһипилиридә мәрһумниң вапатидин қайғуға чөмгәнликини ипадиләп тәзийәнамә елан қилди.

Түрк тарихи вә уйғур ели тәтқиқатлири билән тонулған тарихшунас, профессор абдуқадир донукниң җиназа намизи. 2022-Йили 25-авғуст, истанбул, түркийә.
Түрк тарихи вә уйғур ели тәтқиқатлири билән тонулған тарихшунас, профессор абдуқадир донукниң җиназа намизи. 2022-Йили 25-авғуст, истанбул, түркийә.
RFA/Arslan

Профессор абдуқадир донук, истанбулда өткүзүлгән мәрһум әйса йүсүп алиптекинни хатириләш йиғинида уйғурлар тоғрисида сөз қилип мундақ дегәниди: “хитай өтмүштин һазирғичә қол астиға еливалған хәлқләрни хитайлаштурушқа урунуп кәлди, бирақ әйса йүсүп алиптекин буниңға қаттиқ қарши чиққан лидер иди. Әйса йүсүп алиптекин дәвридә шәрқий түркистан дәваси дуня җамаәтниң қоллишиға еришәлмигәниди”.

Мәрһум билән узун йил йеқин өткән шәрқий түркистан вәхписиниң сабиқ рәиси һамутхан көктүрк әпәнди, мәрһумниң уйғурлар тоғрисида елип барған хизмәт-паалийәтлири тоғрисида тохталди. У мундақ деди: “мәрһум һаят вақтида мәрһум рәһбәр әйса йүсүп алиптекин билән йеқин өткән вә түркийәниң һәр қайси шәһәрлиригә берип уйғурлар мәсилиси тоғрисида лексийә сөзлигән, шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүшкә тиришқан шәхсләрдин бири иди. У йәнә, уйғурлар тоғрисида ечилған йиғинларға актиплиқ билән қатнишип сөзлигән яки риясәтчилик қилған”.

Биз йәнә мәрһум һәққидә әйса йүсүп алиптекин вәхписиниң сабиқ рәиси шундақла истанбул университети түркологийә тәтқиқат институтиниң муавин мудири, мәрһумниң оқуғучиси доктор өмәр қул билән сөһбәт елип бардуқ.

Түрк тарихи вә уйғур ели тәтқиқатлири билән тонулған тарихшунас, профессор абдуқадир донукниң җиназа намизи. 2022-Йили 25-авғуст, истанбул, түркийә.

Доктор өмәр қул мәрһумниң һаяти вә униң уйғурлар тоғрисида елип барған хизмәтлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “абдуқадир донук устаздин айрилип қалдуқ, мән униң билән 2002-йили истанбулға докторлуқ унвани үчүн оқушқа кәлгән вақтимда тонуштум, йиғинларға бирликтә бараттуқ, мән оқуш пүттүргәндин кейинму мәрһум маңа шәрқий түркистанға мунасивәтлик, осман батурға мунасивәтлик тәтқиқат елип беришни тәвсийә қилғаниди, шуниңдин кейин мәнму мәрһумниң васитиси арқилиқ шәрқий түркистанға көңүл қоюшқан башлидим. Мәрһум абдуқадир донук маңа охшаш көплигән оқуғучи йетиштүрди. Униң әс-яди түрк дуняси хусусән шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүш вә тәтқиқат елип бериш иди. Мәндин илгири йәнә абдулла бакир исимлик бир оқутқучиға муһәммәд имин буғраниң һаяти тоғрисида тәтқиқат елип беришни вәзипә қилғаниди. Шәрқий түркистан тәшкилатлири қачан бирәр йиғинға дәвәт қилса актипчанлиқ билән келәтти вә йиғинларда шәрқий түркистан тоғрисида сөз қилатти яки йиғинға риясәтчилик қилатти. Униң ишханиси зиярәтчиләр билән ават болуп кетәтти, зиярәтчиләрниң көпинчиси шәрқий түркистанлиқ иди, униң әслиму түркистандин кәлгән қарақалпақ түрклиридин иди. Түркий хәлқлири арисида һеч айримичилиқ қилмайтти, униң үчүн түркпәрвәрлик муһим иди, шуниң үчүн түрк дунясиға әһмийәт берәтти, һеч кимниң көңлини рәнҗитмәйтти, алла рәһмәт қилсун, ятқан йери җәннәттә болсун”

Профессор абдуқадир донук 1948-йили адана шәһириниң җәйлан наһйәсигә қарашлиқ кирмит районида туғулған. 1968-Йили истанбул университети әдәбият факултетиниң тарих бөлүмигә қобул болуп 1972-йили 6-айда оқуш пүттүргән. Кейин тарихшунас ибраһим кафәсоғлиниң йенида докторлуқ унвани үчүн омумий түрк тарихи тоғрисида оқушқа кирди. 1978-Йили докторлуқ унвани алди вә түрк тарихи мәҗмүәси кутупханисида ярдәмчи мәмур болуп хизмәт башлиди. 1980-Йили өз имканийити билән америкаға берип коломбийә универистетида алтә ай өзиниң кәспи саһәсидә тәтқиқат билән шуғулланди. Кейин истанбулға қайтип келип истанбул университети әдәбият факултети тарих бөлүмидә профессор болуп хизмәт қилди. У узун йилдин буян истанбул университети әдәбият факолтетида мудир болуп вәзипә өтигән болуп, 2016-йили хизмәт қилиш вақти тошуп дәм елишқа чиққаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.