Түркийә сот мәһкимиси абдуқадир япчанға қаратқан назарәтни бикар қилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.03.11
Түркийә сот мәһкимиси абдуқадир япчанға қаратқан назарәтни бикар қилди Уйғурлар уйғур җамаәт әрбаби абдуқадир япчан(оттурида)ни истанбул чағлияндики адаләт сарийи, йәни сот мәһкимиси алдида күтүвалди. 2021-Йили 11-март, истанбул.
RFA/Arslan

Бүгүн, йәни 11-март пәйшәнбә күни истанбул чағлияндики адаләт сарийи, йәни сот мәһкимисидә уйғур җамаәт әрбаби абдуқадир япчан үстидин йепиқ сот ечилип униң һәққидә илгирики сотта елинған “назарәт астида туруш, мәһәллә сиртиға чиқмаслиқ” тоғрисидики қарар бикар қилинди вә абдуқадир япчанниң түркийәниң һәрқайси шәһәр вә районлирида әркин йүрәләйдиғанлиқи билдүрүлди. Бирақ абдуқадир япчанниң ақлинип, сотни бикар қилиш яки қарилиништин ибарәт иҗабий яки сәлбий җәһәттә берилидиған һөкүмниң келәр ай ичидә қайта сот ечилип елан қилинидиғанлиқи илгири сүрүлди.

Биз әркин асия радийосиниң мухбири бөлүш сүпитимиз билән сотқа қатнишип абдуқадир япчан үстидин елип берилған сотни көзитип әһвал игилидуқ. Сот мәһкимиси залида үч содийә, бир баш мупәттиш, абдуқадир япчан вә униң икки нәпәр ақлиғучи адвокати һәм абдуқадир япчанниң йеқинлиридин бир қанчә уйғур болди.

Сотта алди билән баш мупәттиш сөз қилип, абдуқадир япчан мәсилисиниң вақтиниң бәк узирип кәткәнлики вә уни әйибләштики дәлил-пакитниң толуқ болмиғанлиқи сәвәбидин бу сотниң бикар қилинишини вә абдуқадир япчанниң әркинликкә чиқишини тәләп қилди.

Абдуқадир япчан сотта өзиниң һечқандақ җинайити йоқлуқини, хитай шәрқий түркистанни ишғал қиливалғанлиқи сәвәбидин пүткүл уйғурларни җинайәтчи дәп төһмәт чаплайдиғанлиқини, өзиниң бирқанчә йилдин буян адаләтсиз түрдә тутуп турулғанлиқи сәвәбидин әркин қоюп берилишини шундақла өзиниң хитай һакимийити үстидин сотқа әрз сунуп униңдин маддий вә мәниви бәдәл төләшни тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.

Абдуқадир япчанниң адвокати сотта сөз қилип, абдуқадир япчан һәққидә хитай даирилири тәрипидин сунулған шикайәтләрниң дәлил-испати йоқлуқини вә бу сотни бикар қилишни шундақ абдуқадир япчанниң әркинликкә чиқишини тәләп қилди.

Баш сотчи ярдәмчилири билән 5 минут өз-ара мәслиһәт қилғандин кейин абдуқадир япчан һәққидә һөкүм чиқирип, бу сотни кечиктүридиғанлиқини вә келәр ай ичидә қайта ачидиғанлиқини, бирақ абдуқадир япчанниң үстидики назарәтниң шундақла униң истанбулдики мәһәллисидин сиртқа чиқмаслиқ тоғрисидики һөкүмниңму бикар қилинғанлиқини елан қилди.

Биз бу һәқтә баш сотчи билән сөһбәт елип беришни тәләп қилған болсақму сотчи әпәнди бу һәқтә ахбаратларға сөзләшни халимайдиғанлиқини билдүрди. Биз абдуқадир япчан вә адвокати ибраһим әргин шундақла сот җәряниға қатнашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтулла оғузхан қатарлиқлар билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдуқадир япчанниң адвокати ибраһим әргин әпәнди бүгүнки сот қарари тоғрисида тохтилип мундақ деди: “баш сот мәһкимисиниң тәпсилий изаһатида, хитайға қайтурулуш мәсилисиниң иҗабий шәкилдә рәт қилинғанлиқи әнгә елинди. Әмәлийәттә қануний җәһәттин иҗабий болуши керәк иди. Чүнки, хитайниң қилған әрз-шикайәтлири асасий йоқ ялған-явидақ һекайә-чөчәктин ибарәттур. Хитай испатсиз, қуруқ сәпсәтилиригә асаслинип туруп, абдуқадир япчанни қайтурушни тәләп қилғаниди. Бундақ қуруқ сәпсәтиләргә тайинип туруп әйиблинидиған вә қайтуруветидиған иш болмайду. Әмәлийәттиму қанунда сиясий мәсилиси болғанларни қайтуруш чәклиниду. Принсипал бирәр кәмчиликниң келип чиқмаслиқи үчүн мәһкимә ахирқи қарарини йәнә бир ай арқиға сүрди. Бирақ ‛назарәт астида туруш, мәһәллә сиртиға чиқмаслиқ‚ тоғрисидики қарар бикар қилинди. Йәни абдуқадир япчан әпәнди буниңдин кейин мәһәллисиниң сиртиға чиқип халиған шәһәргә баралайду”.

Җамаәт әрбаби абдуқадир япчан зияритимизни қобул қилип, бүгүнки сот мәһкимисиниң қарари тоғрисида сөзләп бәрди. Униң билдүрүшичә, у сотта өзиниң үстидин хитайниң түркийә сот мәһкимисигә әрз қилған төһмәтлириниң һәммисиниң ялғанлиқиниң испатланғанлиқини. Өзиниң қәшқәр япчанлиқ икәнликини, хитай болса шәрқий түркистанни ишғал қиливалған ишғалчи, таҗавузчи икәнликини, хитайниң у йәрдә яшаш һәққи йоқлуқини, хитайниң у йәрдә инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини, сот мәһкимисиниң өзиниң үстидики назарәт вә чәклимиләрни бикар қилип түркийә җумһурийити тәрипидин вәтәндашлиқ йәни пуқралиқ берилиши шундақла өзиниң хитай даирилири үстидин шикайәт қилип маддий вә мәниви төләм түләшни баш содийәдин тәләп қилғанлиқини ипадилиди.

Бу сотқа сирттин қатнашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтулла оғузхан сот җәряни тоғрисида тохтилип, бу қетимқи сотниң илгирики сотларға қариғанда иҗабий җәһәттә яхши болғанлиқини, назарәт вә чәклимиләрниң бикар қилиниши болупму баш мупәттишниң бу давани бикар қилинишни баш содийәдин тәләп қилиши яхши илгириләш болди дәп қарайдиғанлиқини вә бир айдин кейин қайта ечилидиған сотта күткән нәтиҗигә еришидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.