Җоңшән ониверситетиниң көзгә көрүнгән доктуранти абдуқадирҗан рози тутқун қилинған
2021.10.20

Хитай ахбаратлирида йеқинқи йилларда мәдһийәгә көмүлгән вә кәспий җәһәттики нәтиҗилири билән уйғур җәмийитидиму тонулған докторант абдуқадирҗан рози бу йил4-айда җоңшән ониверситетидин тутуп кетилгән. 6 Айдин бери из-дерики болмайватқан абдуқадирҗан рози һәққидә мухбиримизниң ениқлашлири давамида, униң тутқунда икәнлики җоңшән ониверситети хадимлири тәрипидин дәлилләнди.
“бәйду” учур амбирида тонуштурулушичә, абдуқадирҗан рози 2015-йили хитай бойичә ингилиз тили мусабиқисидә биринчиликкә еришкән. 2018-Йили җоңшән ониверситети бойичә “йиллиқ мәшһур шәхс”, шу йили йәнә җоңшән ониверситети бойичә “йеңи дәвр күчлири” намидики үлгилик шәхс болуп баһаланған. У йәнә камбириҗ ониверситети сода ингилиз тили бойичә алий гуваһнамә саһиби вә хитай мәмликәтлик кококола ингилиз тили мусабиқиси шинҗаң шөбисиниң баһалиғучиси болған. Хитайниң “соху” торида хәвәр қилинишичә, җоңшән ониверситети рәһбәрлири 2019-йили 1-айда абдуқадирҗанниң қәшқәрдики аилисини зиярәт қилип, бу аилиниң абдуқадирҗандәк бир иқтидар игисини йетишүргәнликигә миннәтдарлиқ билдүргән.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң инкас қилишичә, уйғур районидики яшларниңму илмий саһәдики “өгиниш үлгиси” болуп туруватқан абдуқадирҗан рози, бу йил4-айдин башлап аввал тор дунясидин, андин җәмийәттин из-дерики ғайип болған. Вәзийәттин хәвәрдар киши бир қатар ениқлашларни елип бериш арқилиқ, уни үрүмчидин кәлгән сақчиларниң җоңшән онивериситетидин тутуп кәткәнликидин хәвәр тапқан.
Биз алди билән бу һәқтә җоңшән ониверситети қарашлиқ гуаңдуң өлкилик маарип назаритигә телефон қилдуқ. Алақидар хадим бу һәқтә ониверситеттин мәлумат елишимизни өзлириниң бу һәқтә мәлумати йоқлуқини ейтти.
Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, абдуқадирҗан розиға берилгән гуваһнамиләрдин биридә, униң кәспи вә әхлақий сүпәтлиригә юқури баһа берилип: “һәм әхлақлиқ һәм иқтидарлиқ болушниң, шундақла өзигә ишиниш вә ғайилик болушниң өлгиси” дәп тәсвирләнгән. Бу ләвһәдә йәнә униң сиясий ғайиси “шинҗаңниң тәрәққияти вә муқимлиқиға һәссә қошуш” дәп тәриплиниш билән бирликтә, у “милләтләр иттипақлиқиға көврүк салғучи” дәп мәдһийәләнгән.
Хитай ахбаратида мана мушу дәриҗидә мәдһийәләнгән абдуқадирҗан розиниң немә үчүн тутулғанлиқи вә нөвәттә нәдә тутуп туруливатқанлиқи мәлум әмәс.
Телефонимизни қобул қилған җоңшән ониверситети иқтисад инститотиниң бир хадими “абдуқадирҗан розиниң тутқунда икәнлики тоғриму?” дегән соалимизға җавабән: “шундақ, аңлиғанлириңиз тоғра” дәп җавап бәрди. Биз бу хадимдин абдуқадирниң немә үчүн тутулғанлиқини сориғинимида, у бу һәқтә тәпсилий мәлуматиниң йоқлуқини ейтти. Биз униңдин йәнә бу хәвәрни нәдин уққанлиқини сориғинимизда, у йиғиндин уққанлиқини ейтти. Бу хадимниң дийишичә, алақидар хадимлар бир йиғинда, абдуқадирҗанниң буниңдин кейин мәктәпкә кәлмәйдиғанлиқини ейтқан вә уни издимәслик вә униң әһвали һәққидә тәпсилий мәлумат соримаслиқни тәләп қилған икән.
Норвегийәдики “уйғуряр фонди” ниң тутқундики зиялилар тизимликидә, абдуқадирҗан рози 200-қатардин орун алған вә униң бу йил 4-айдин башлап из-дерики йоқлуқи қәйт қилинған. Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң көзитишичиму абдуқадирҗан рози бу йил 4-айдин башлап үндидардин ғайип болған.
Биз җоңшән ониверситетиниң юқуриқи хадимидин абдуқадирҗан тоғрилиқ юқуриқи уқтурушниң қачан берилгәнликини сориғинимизда, у: “бу йиллиқ йеңи оқуш мәвсуми башлиниш алдида, йәни 8-, 9-айларда” дәп җавап бәрди.
Бу учурлардин қариғанда, абдуқадирҗан рози бу йил4-айда тутқун қилинған вә униң мәктәптики оқутқучилириға у тутулуп 4 айдин кейин, йеңи оқуш мәвсумида уқтурулған.
Вәзийәттин хәвәрдар киши абдуқадирҗан розиниң бир парчә илмий мақалисида “бөлгүнчилик идийәси” байқилип қалғанлиқи үчүн тутулғанлиқи һәққидә учур алған. Әмма җоңшән ониверситети хадимлири абдуқаирҗан розиниң немә үчүн тутулғанлиқи һәққидә мәлумат берәлмиди.
Хитай хәвәрлиридә у “милләтләр иттипақлиқиға көврүк салғучи” дәп мәдһийәләнгән болсиму, бу җәһәттә униң конкирет немә иш қилғанлиқи тилға елинмиған. Хитай хәвәрлиридин биридә, униң уйғур районида саяһәтчилик ишлириниң иқтисадий тәрәққиятқа қошудиған төһписи һәққидә бир парчә илмий мақалә язғанлиқи вә бу мақалиниң алақидар органларниң юқури баһасиға еришкәнлики тилға елинған. Әмма мәзкур мақалиниң милләтләр мунасивитигә алақидарлиқи яки әмәслики баян қилинмиған.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң инкасида әскәртилишичә, хитай даирилири уйғур районида иҗра қиливатқан ирқий қирғинчилиқни пәрдазлаш үчүнла, абдуқадирҗан розиға охшаш аз сандики бир қисим зиялийларни пәпилигән вә мәдһийәлигән, һәтта тәшвиқат еһтияҗи билән униңда йоқ хисләтләр билән уларни сүпәтлигән. Әмма вақти саити кәлгәндә, пәйлини 180 градус өзгәртип, буларниму башқа уйғурларға охшашла “җинайәтчи” қатарида бир тәрәп қилған.