Сингапорда оқуп қайтқан дохтур абдуқейюм ясинниң 4 йилдин буян тутқунда икәнлики дәлилләнди
2021.10.05
Қәшқәр керәмбағ дохтурханисиниң из-дерики ғайиб болған кәспий хадимлиридин бири, сингапорда оқуп қайтқан мудир врач дохтур абдуқеюм ясин әпәнди. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Қәшқәр керәмбағ дохтурханисиниң из-дерики ғайип болған кәспий хадимлиридин бири, сингапорда оқуп қайтқан мудир вирач дохтур абдуқейюм ясин иди. Мухбиримизниң ениқлашлири давамида униң 4 йилдин буян тутқунда икәнлики дәлилләнди.
Инкаслардин мәлум болушичә, чәт әлдә оқуп қайтиш уйғур районида хитайлар үчүн муаши өсүш, мәртивиси йүксилиш қатарлиқ көп хил имтиязларни ата қиливатқан болса, уйғурлар үчүн “гуманлиқ унсур” ға айлиниш вә ахирида түрмигә ташлиниш қатарлиқ ечинишлиқ қисмәтләргә муптила қилмақта. Дейилишичә, буниң бир типик мисали сингапорда оқуп қайтқан мудир вирач дохтур абдуқейюм ясиндур.
Нөвәттә чәт әлдә яшаватқан, илгири қәшқәрдә медитсина саһәсидә хизмәт қилған бир муһаҗирниң радийомизға инкас қилишичә, 2017 -йилниң бешида қәшқәр керәмбағ дохтурханисида бир җиддий йиғин ечилған. Шәһәрлик интизам тәкшүрүш комитетиниң хадимлири вә дөләт аманлиқ сақчилири қатнашқан бу йиғинда, бир түркүм дохтур вә сестираларниң исми атилип оттуриға елип чиқилған. Йиғинда уларниң “гуманлиқ кишиләр” икәнлики вә тәкшүрүлидиғанлиқи билдүрүлүп, йиғин мәйданидин сақчиханиға елип кетилгән. Шу қетим тутуп әкитилгәндин бүгүнгә қәдәр из-дерики болмайватқан бу кишиләрдин бири абдуқейюм ясин болуп, униң из-дерәскиз ғайип болғанлиқи норвигийәдики “уйғуряр фонди” ниң тизимликидә қәйт қилинған. “уйғуряр фонди” ниң түркийәдики вәкили батур қариханли әпәндиниң тонуштурушичә, абдуқейюм ясин шаңхәйдики бир медитсина ониверситетини пүттүргәндин кейин сингапорда билим ашурған вә тутқун қилинишниң алдида қәшқәр керәмбағ дохтурханисиниң ташқи кесәлләр бөлүмидә бөлүм башлиқи болуп вәзипә өтәватқан икән.
Қәшқәр керәмбағ дохтурхана хадимлири дәсләптә бу дохтурханида бундақ бир хадимниң болғанлиқини рәт қилди, арқидин бу дохтурханида 3000дин артуқ ишчи-хизмәтчи барлиқини билдүрүп, бундақ бир киши болған тәқдирдиму тонумайдиғанлиқини ейтти.
Инкасчи муһаҗирниң радийомизға инкас қилишичә, униң компйотеридин тепилған “қанунсиз материяллар” униң тутулуш сәвәплиридин бири болуп қалған. Униң йәнә әскәртишичә, у тәкшүрүлүш җәрянида сингапорда оқуватқан мәзгилидә кимләр билән телефонда сөзләшкәнлики вә кимләр билән көрүшкәнлики һәққидә нуқтилиқ сорақ қилинған. Бу муһаҗирниң хәвәр тепишичә, униң шу мәзгилдә хитай ичи-сиртидики достлири билән қилишқан параңлири “бөлгүнчиликни тәшвиқ вә бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш” дәп қаралған.
Керәмбағ дохтурханисиниң хадимлири абдуқейюм ясинниң қачандин бери хизмәттин тохтиғанлиқи яки тутулғанлиқи һәққидики соалимизға җавабән, бу һәқтә дохтурхана қоғдаш бөлүмидин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди.
Қоғдаш бөлүми хадими абдуқейюм ясинниң 4 йилдин буян иштин тохтиғанлиқини ашкарилиди.
Инкасчи муһаҗир абдуқейюм ясинниң 9 йил вә яки 15 йил кесилгәнлики һәққидә икки хил гәп аңлиғанлиқини мәлум қилған иди. Биз бу һәқтә қәшқәр вилайәтлик оттура сот мәһкимисидин мәлумат соридуқ. Алақидар бир хадим абдуқейюм ясинниң қанчә йиллиқ кесилгәнликидин хәвирини йоқлуқини ейтти, әмма у абдуқейюм ясин исимлик бир дохтур үстидин турғузулған бир делониң архиптики тизимликтә барлиқини дәлиллиди.
Юқирида сингапорда оқуп қайтқан мудир вирач дохтур абдуқейюм ясинниң 4 йилдин буян тутқунда икәнликиниң дәлилләнгәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.









