Бейҗиңдики карханичи абдухәбәр муһәммәдниң 10 нәччә киши билән тәң сотланғанлиқи вә 15 йиллиқ кесилгәнлики айдиңлашти
2023.09.06
Өткән һәптидики аңлитишимизда бейҗиңда ширкәт ачқан вә нәтиҗилири хитай ахбарати тәрипидин бир мәзгил кәң тәшвиқ қилинған яш карханичи абдухәбәр муһәммәдниң тутқунда икәнликини хәвәр қилғанидуқ. Мухбиримизниң илгириләп әһвал ениқлишида давамида, униң өткән йилниң ахири 10 нәччә сәпдиши билән тәң сотланғанлиқи 15 йиллиқ кесиветилгәнлики айдиңлашти. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған пирограммиси диққитиңларда болиду.
Өзини ашкарилашни халимиған вәзийәттин хәвәрдар кишиниң өткән һәптә радийомизға йәткүзгән учурида, бейҗиңда маарип мәслиһәт ширкити ачқан яш карханичи абдухәбәр муһәммәдниң диний әсәбийлик вә миллий бөлгүчилик билән әйиблинип сотланғанлиқи қәйт қилинған. Учурда йәнә әскәртилишичә, абдухәбәрниң диний әсәбийлик билән әйиблинишигә униң илгири ақсудики мәзгилидә бир җамаәт сорунида һалал йемәкликләрниң әһмийити һәққидә сөз қилғанлиқи сәвәб болған.
Телефонимизни қобул қилған бейҗиңдики “шинҗаңлиқларға ярдәм қилиш вә шинҗаңлиқларни башқуруш ишханиси” хадими, абдухәбәрниң тутулуш сәвәби һәққидә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини, чүнки буниң дөләт мәхпийәтликигә ятидиғанлиқини тәкитлиди. Хитайниң ашкариланған мәхпий һөҗҗәтлиридин “тоққузақ сақчи архиплири” да зор бир түркүм кишиләрниң йемәк-ичмәктә һалал-һарамни айриғанлиқи вә яки һалал-һарамни айришни тәшәббус қилғанлиқи үчүн тутулғанлиқи хатириләнгәниди.
Йәнә өзини ашкарилашни халимиған, абухәбәрниң савақдашлиридин бири, абдухәбәрниң дадисиниң уйғур елидә тонулған арман йемәк-ичмәк ширкитиниң ақсудики вакаләтчиси икәнлики, шуңа абдухәбәрниң дадисиниң содисиға һәмкарлашқан мәзгилидә һалал йемәкликләрниң тазилиқ вә бихәтәрлик җәһәттин үстүнлүкини сөзлигән болуши мумкинликини әскәртиду.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң инкасида баян қилинишичә, абдухәбәр һалал йемәкликләрниң әвзәллики һәққидә гәп қилған сорунда 20 гә йеқин киши болуп, буларниң һәммисила сотқа тартилған. Инкаста дейилишичә, бу сотланғанларниң ичидә 3 нәпири абдухәбәрниң туғулуп өскән йезиси-кәлпин наһийәсиниң йорчи йезисидин икән. Йорчи йезисидин телефонимизни қобул қилған бир кәнт сақчиси, йорчи йезисидин абдухәбәр муһәммәдкә четилип 3 киши тутулғанлиқ вә кәлпин наһийәси бойичә 6 киши тутулғанлиқини ашкарилиди. Бу хадим йәнә өзиниң көргән аңлиғанлириға асасән, ақсуда ечилған сотта абдухәбәрниң делосиға четилип җәмий 10 нәччә кишиниң сотланғанлиқини дәлиллиди. Өзиниң йорчидин тутулғанларни сақчиханиға тапшурушқила мәсул болғанлиқини тилға алған бу хадим, сотниң өткән йилниң ахиридики бир күни әтигән мәзгилдә қисқила ечилғанлиқидин хәвири болғанлиқи, әмма сотниң тәпсилати болупму, әйибнамә һәққидә хәвири болмиғанлиқини әскәртти.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң инкасида дейилишичә, абдухәбәрниң “миллий бөлгүнчилик” билән әйиблинишигә, униң ширкитиниң мәслиһәти вә йол көрситиши билән чәтәлгә чиққан оқуғучилардин хитайға қарши паалийәтләргә қетилғанларниң байқалғанлиқи сәвәб болған. Иҗтимаий таратқулардин “уйғур инфо” намидики бир X (тивиттер) учурида хәвәр қилишичә, абдухәбәр муһәммәд 15 йиллиқ кесилгән. Телефонимизни қобул қилған ақсу шәһиридики бир кәнт сақчиси, абдухәбәр муһәммәдниң 15 йиллиқ кесилгәнликини дәлилләш билән бир вақитта, униң билән бирликтә сотланғанлар арисида, бир ака-уканиңму барлиқи, уларниң чәтәлгә чиқип кәткән қериндиши билән телефонда сөзләшкәнлики үчүн тутулғанлиқини ашкарилиди.
Бейҗиңдин тутуп кетилгән вә 15 йиллиқ кесиветилгәнлики бүгүн дәлилләнгән абдухәбәр муһәммәт һәққидики хитай хәвәрлиридә, у дөләтни сөйидиған вә дөләткә садиқ бир карханичи сүпитидә тонуштурулған вә уйғур яшлири униңдин өгинишкә чақирилғаниди. Иҗтимаий таратқулардики инкаслардиму, абдухәбәр муһәммәдниң мәйли оқуш, мәйли тиҗарәт һаятида хитай һөкүмитиниң сизиқидин чиқмиғанлиқи әскәртилгәниди.