Филим ишлигүчи абдухелил обулқасимниң 6 қериндишиниңму түрмидә икәнлики ашкариланди
2024.08.06
Уйғур елидики ғоллуқ карханичилардин “долан оқәтчилик” ширкитиниң саһиби, филим ишлигүчи абдухелил обулқасимниң 15 йиллиқ кесилгәнлики вә қәшқәр түрмисидә җаза өтәватқанлиқи һәққидики хәвиримиз елан қилинғандин кейин, вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бири радийомизға учур йоллап, абдухелил обулқасимниң аилидә 7 қериндаш икәнлики, һәммисиниңла нөвәттә түрмидә җаза өтәватқанлиқини ашкарилиди. Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида, қәшқәрдә тонулған бу 7 қериндашниң алдиға 17йил, кәйнигә 9 йиллиқтин түрмә җазаси һөкүм қилинғанлиқи дәлилләнди.
Вәзийәттин хәвәрдар, өз исмини ашкарилашни халимайдиған бир кишиниң инкас қилишичә, 15 йиллиқ кесилгән вә нөвәттә қәшқәр түрмисидә җаза муддитини өтәватқан абдухелил обулқасимниң аилидә 6 қериндиши бар болуп, уларму 2017 -йилидики чоң тутқундин кейин тутқун қилинип һәммисила түрмигә ташланған. Дейилишичә бу 7 қериндаш сабир обулқасим, пазил обулқасим, мәмәтсидиқ обулқасим, мәмәттурсун обулқасим, абдухелил обулқасим, йүсүпҗан обулқасим вә абдусалам обулқасимдин ибарәт болуп, буларниң дадиси обулқасим қәшқәрдә саәт содиси вә ремонт ишлири билән тонулғаникән. Тиҗаритини қәшқәр һейтгаһ базирида охшимиған саһәдә башлиған бу йәттә қериндаш кейинки йилларда қәшқәрдә “ақ орда сода базири” ни бәрпа қилип қурулуш материяллири вә електир сайманлири содиси билән шуғулланған. Пазил обулқасим содисини каргочилиқ (йүк тошумичилиқ) қа кеңәйтип оттура асия вә түркийә базирида баш көтүргән вә уйғур содигәрлириниң алдинқи қатаридин орун алған. Йәнә дейилишичә, бу йәттә ака-ука меһманхана мулазимити биләнму шуғулланған. Филим ишлигүчи абдухелил обулқасимниң тутқунда икәнлики һәққидә әң дәсләптә твиттирда учур тарқатқан норвегийәдики паалийәтчи абдувәли аюпму, өткән һәптә абдухелил обулқасимниң 6 қериндишиниңму түрмидә икәнлики һәққидә алақидар қаналлири арқилиқ учур алған.
Дейилишичә, 1990-йилларда сода саһәсигә атланған, 2010-йиллардин кейин ронақ тапқан бу 7 қериндаш, 2017-йили чоң тутқун башланғанда һәммисила қара тизимликтин орун алған вә “тәрбийәләш” кә елип кетилгән. 2019-Йилиниң ахири абдухелил обулқасимдин башқа һәммисигә охшимиған муддәттә қамақ җазаси берилгән. Телефонимизни қобул қилған йәкән пәйло йәни қәшқәр түрмисидики бир аманлиқ хадиминиң баян қилишичә, бу йәттә қериндаш алди 17 йил, арқиси 9 йиллиқтин кесилгән.
Алдинқи хәвәрлиримиздә дейилгәндәк, булардин абдухелил обулқасим, уйғур мәдәнийәт саһәсидики “бөлгүнчиләр” билән һәмкарлашқанлиқи үчүн тутқун қилинған болса, униң акиси пазил обулқасим вә сабир обулқасимлар, каргочилиқ давамида чәт әлдики уйғур муһаҗирлар билән алақидә болғанлиқи үчүн, буларму “үч хил күчләр” билән һәмкарлашти дәп қарилип тутқун қилинған вә җазаланған.
Тутқундики уйғур содигәрлириниң көпинчисиниң хәйр-сахавәт ишлири сәвәблик тутқун қилинғанлиқини тилға алған абдувәли аюп, юқириқи 7 қериндашниңму бәлгилик бир иқтисад игиси болуш сүпити билән зиммисигә чүшкән миллий вә инсаний мәсулийитини ада қилғанлиқи үчүнла тутқун қилинғанлиқини илгири сүриду.
Илгирики хәвәрлиримиздә қәйт қилинишичә, узун мәзгил уйғурларниң чәт әлгә чиқишини чәклигән хитай даирилири, бир қисим хәлқара җамаәт пикриниң бесими билән 2010 -йиллардин кейин қисқа бир мәзгил уйғурларниң паспорт елишини қолайлаштурған, һәтта риғбәтләндүргән. Әмма узун өтмәй, паспорт елип чәткә чиққан, һәтта паспортқа илтимас сунғанларму гуманлиқ дәп қарилип лагерларға вә түрмиләргә ташланған. Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң инкас қилишичә, пазил вә сабир обулқасимниң чәтәлдә сода қиливатқан мәзгилидә моһтаҗ һаләттики муһаҗир юртдашлириға қилған ярдими, “һиҗрәт” ни қоллаш йәни “террорчиларниң арқа сепигә ярдәм бериш” дәп әйибләнгән.
юқириқи түрмә аманлиқ хадими, пазил вә сабир обулқасимниң “җинайәт” лиридин бириниң “һиҗрәтни қоллаш” икәнликини дәлиллиди.
юқирида, тутқундики филим ишлигүчи абдухелил обулқасимниң 6 қериндишиниңму түрмидә икәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.