Абликим йүсүп: “мән йеңидин туғулғандәк болдум”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.08.07
ablikim-yusup-amerikigha-keldi.jpg Американиң ярдимидә хитайға қайтурулуш хәвпидин қутулуп, қатарниң доһа айропортидин учқан абликим йүсүп әпәнди америкиға кәлди. 2019-Йили 7-авғуст, вашингтон.
RFA/Gülchéhre

6 -Авғуст күни, америка пайтәхти вашингтондики даллас айридроминиң қарши елиш залида бир гуруппа уйғур икки саәттин артуқ күтүштин кейин, американиң ярдимидә хитайға қайтурулуш хәвпидин қутулуп, қатарниң доһа шәһиридин америка пайтәхти вашингтонға қарап учқан абликим йүсүпни қизғин күтүвалди. Зияритимизни қобул қилған абликим “мән қайта туғулғандәк болдум” деди вә америка һөкүмити һәмдә өзигә ғәмхорлуқ қилған барлиқ инсанпәрвәр кишиләргә тәшәккүрини билдүрди.

Өзини қарши елишқа чиққан уйғурлар билән қизғин қучақлишип көрүшүшләрдин кейин, зияритимизни қобул қилған абликим йүсүп: “ бундақ қисқа бир вақитта қутулуп қелишимни ойлимиған идим, бәк тәсирләндим, америка һөкүмитигә, уйғур қериндашларға рәһмәт, мән йеңидин туғулғандәк болдум” дәп һаяҗан билән сөзини башлиди.

Абликим 2- авғуст күни доһа айридромидин, өзиниң хитайға қайтурулуш хәвпидә қалғанлиқини, дуня җамаәтчиликиниң өзини хәтәрдин қутқузуп қелишини тәләп қилип иҗтимаий таратқуларға учур тарқатқаниди. Хәтәргә учриған уйғур мусапирлар хизмитини ишләп келиватқан уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мудири өмәр қанат әпәнди:“америка һөкүмитиниң абликим әпәндини қисқа муддәт ичидә бу кризистин қутулдуруп қелиштәк бу ғәлибиси, йәнә бир тәрәптин хитайға қарши дипломатик ғәлибә” деди.

Абликимниң америкаға кәлгәндин кейинки турмуш капалити вә башқа ишларда вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, америкадики уйғур җамаити билән һәмкарлишип иш елип баридиған болуп, униң америкада панаһлиқ тиләш қатарлиқ қануний рәсмийәтлиригә адвокат кимберлей мотлей ханим мәсул болидикән. Абликимни қарши елишқа чиққан кимберлей ханим, бу өзиниң тунҗи қетим бир уйғур мусапирға ярдәм бериши икәнликини билдүрди. У өзиниң абликимниң барлиқ қануний һоқуқлириниң қоғдилишиға капаләтлик қилиш хизмитиниң абликимниң арзуси бойичә елип берилидиғанлиқини билдүрди.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитайға қайтурулуш вәзийитидә қалған абликимниң қисқа муддәт ичидә 3- бир дөләттин америкаға ғәлибилик елип келишигә көрсәткән ярдимини “ бир мөҗизә характерлик иш” дегән адвокат нури түркәл йәнә: “американиң бу мәсилигә бундақ җиддий муамилә қилишидин уйғур мәсилисиниң америка ташқи мунасивитидә қандақ муһим йәргә кәлгәнликиниму көрситип бериду” дәп тәкитлиди. Нури әпәнди йәнә, буниң уйғурларға зор илһам бәргән бир вәқә икәнликини, әмма уйғурларниң мушу хил һаят- маматлиқ кризистин қутулушқа қариғуларчә, қанунсиз йоллар билән тәвәккүл қилмаслиқи керәкликини әскәртти.

Пакистанда өзини бихәтәр һес қилмиғанлиқи үчүн 31 -июл күни кәчтә пакистан - доһа - сарайево уланма учуш белити билән хитай паспорти арқилиқ визисиз киргили болидиған боснийәгә қарап йол алған абликим, 2-авғуст күни боснийә пайтәхти сарайевоға чүшкән. Әмма боснийә тәрәп уни чеградин киргүзмәстин, қатар авиатсийә ширкитиниң айропилани билән доһаға қайтурувәткән. У доһа хәлқара айридромиға йетип кәлгәндә, қатар даирилири униң 3-авғуст әтигән саәт 11:00 дә бейҗиңға қайтурулидиғанлиқини уқтурған. Хитайға қайтурулуш хәвпидә қалған абликимниң доһа айридромида иҗтимаий таратқулар арқилиқ тарқатқан учуриға инкас қайтуруп, униң әһвалини таратқулар арқилиқ тарқатқан вә униң тәрҗиманлиқ ишлирида ярдәмләшкән таһир имин, “ өзиниң бир уйғурниң һаяти хирисқа учриғанда уйғурларниң меһри муһәббәтлик һәмкарлиқ роһидин тәсирләнгәнлики шундақла бу роһниң абликим йүсүп вәқәсиниң әң әһмийәтлик тәрипи дәп қарайдиғанлиқи” ни оттуриға қойди.

Абликим йүсүп, өзиниң пакистандин уйғур дияриға қайтмай, үчинчи бир дөләткә кетишкә тәвәккүл қилишидики сәвәбләр һәққидә тохтилип, йеқинқи мәзгилләрдә хитайниң пакистандин уйғурларни қайтуруп кетиватқанлиқи, өзиниң банка һесабатлириниң тоңлитиши вә йәнә хитайларниң пакистанлиқ қизларға ялған өйлинип, адәм қачақчилиқи қилиш вәқәлири паш болғандин кейин, ғәзәпләнгән пакистанлиқларниң хитай пуқралириға һуҗум қилиш вәқәлириниң көпийиватқанлиқи қатарлиқ сәвәбләрдин өзиниң пакистанда давамлиқ турушиниң хәтәрлик икәнликини һес қилғанлиқини билдүрди. Гәрчә, абликим йүсүп америкаға сақ -саламәт һалда ялғуз йетип келивалған болсиму, у йәнила өзиниң пакистанда қалған аяли вә 5 яшлиқ балисиниң бихәтәрликидин әндишә қилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.