Аниси вә төт қериндиши от кетиштә өлүп кәткән ача – инилар дуняниң зулумға сүкүт қилмаслиқини тәләп қилди
2022.12.01

Үрүмчидә 24 – январ күни йүз бәргән от кетиш вәқәсидә вапат болғанлар үчүн 1- декабир пәйшәнбә күни истанбулда ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.
Ахбарат елан қилиш йиғинида, үрүмчидә йүз бәргән от кетиш вәқәсидә хитайниң өйләргә қамап қоюш сиясити сәвәбидин бинадин чиқалмай һаятидин айрилған кишиләрниң арисида аниси вә төт қериндиши вапат болған муһәммәд мәмәтели вә шарапәт мәмәтилиму сөз қилип, дуняниң хитайниң уйғурларға селиватқан зулумиға сүкүт қилмаслиқини тәләп қилди.
Ахбарат елан қилиш йиғиниға көп санда түркийә вә чәтәл телевизийә қаналлириниң мухбирлири қатнашқан болуп, йиғинида муһәммәд мәмәтели 2016 – йилиниң бешида ачиси шарапәт билән түркийәгә оқуш үчүн кәлгәнликини билдүрди вә аилиси тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз түркийәгә кәлгәндин кейин дадам мәмәтели мәмәтнияз вә чоң акам иляс рәһим түрмигә қамап қоюлғаниди. Бу от кетиш вәқәсидә мениң анам қәмәрниса вә төт қериндишим өлүп кәтти, мениң у йәрдә йәнә икки қериндишим бар, уларниң авазини аңлашни вә улар билән алақә қилишни тәләп қилимән, хитай һакимийитидин бу от кетиш һадисиси һәққидә чүшәнчә беришини тәләп қилимән. Отни тизла өчүрүвелиш шараити болсиму 3-4 саәт давамлашқан от апити немә үчүн вақтида өчүрүлмигәнликини сораймән, техичә түрмигә қамақлиқ болған дадам мәмәтели мәмәтнияз вә акам иляс рәһимниң қоюп берилишини вә улар билән алақилишишни тәләп қилимән, униңдин башқа йәнә һеч қандақ из- дерикини алалмайватқан икки қериндишим әнәс мәмәтели вә мәтнияз мәмәтелиниң из – дерикини қилишни, уларға даир мәлумат вә йип учиға еришишни тәләп қилимән. Шуниң билән биргә пүтүн дуняниң вә мусулман дөләтләрниң бу зулумға сүкүт қилмаслиқини тәләп қилимән”.
Шарапәт: “анам вә қериндашлиримни дәпинә қилишқиму қатнишалмидуқ”
Ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған шарапәт мәмәтели “от кетиш вәқәсидә көйүп кәткән әң кичик қериндишимни тоғулғандин буян һеч көрүп бақмиғанидим, 11 – айниң 24 – күни иҗтимаий таратқуларда анамниң вә төт қериндишимниң өлүм хәвирини алдим, хитай һакимийити, өтни өчүрүш үчүн һеч қандақ һәрикәткә өтмиди, от өчүрүш идариси вә дохтурхана шундақ йеқин туруқлуқ немә үчүн вақтида келип отни өчүрмиди? анамни вә қериндашлиримни дәпинә қилишқиму қатнишалмидуқ. Мусулманларға вә пүтүн дуняға шуни чақириқ қилимәнки, у йәрдики өлгүчиләр мениң әмәс бәлки силәрниң аиләңлар болуп қелиши мумкин иди, бу зулумға сүкүт қилмаслиқиңларни, авазимизға аваз қошушуңларни тәләп қилимән”, деди.
Ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған хәлқара мусапирлар һоқуқи җәмийитиниң рәиси адвокат рәсул дәмир әпәнди мундақ деди: “бүгүнки күндә шәрқий түркситанда ирқий қирғинчилиқ билән озуқлиниватқан хитай дөләт рәиси ши җинпиң, “юқумни нөлгә чүрүш” сиясити намида нурғун инсанларни өйлиригә сулап өлүмгә ташлап қойди, төт айдин буян өйлиригә қамилип қалған уйғурлар ачлиқ вә һәр хил кесәлликләргә дучар болуп һаят қелиш үчүн муҗадилә қилмақта. Бу қетим уйғурлар 24 – ноябир күни көплигән кишиниң өлүп кетишигә сәвәб болған от кетиш вәқәсигә дуч кәлди. У райондики йәрлик мәнбәләргә асасланғанда, от өчүрүш әтрити 3 саәт кечикип кәлгән вә отни өчүрүш үчүн йетәрлик дәриҗидә тиришчанлиқ көрсәтмигән. Хитай бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишидики бәш даимий әзаниң бири болғанлиқи сәвәбидин, б д т хәлқаралиқ бир ембарго йүргүзәлмәйду, б д т қармиқида тәкшүрүш елип баралмайду, ахбарат органлири шәрқий түркистандики йиғивелиш лагерлири тоғрисида керәклик хизмәтләр елип баралмайватиду, биз өтмүштикигә охшаш бүгүн вә кәлгүсидиму мәзлумларниң йенида болушни давамлаштуримиз”.
Ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлири бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан, хитайниң ирқий қирғинчилиқ сияситиниң бу от кетиш вәқәсидин ибарәт әмәсликини билдүрди вә “башта түркийә қатарлиқ ислам дөләтлиридин мустәқил бир тәкшүрүш һәйитиниң шәрқий түркистанға берип тәкшүрүш елип беришини тәләп қилимиз” дәп тәкитлиди.