Доктор руни стенберг: “адаләт вә баравәрлик болмиса қандақсигә уйғур вә хитайлар инақ-иттипақ яшиялайду?”
2023.10.11

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан қаттиқ бастуруш сиясити кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бир қисим демократик дөләтләр тәрипидин “инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқ” дәп қаттиқ әйибләргә учраватқан мәзгилдә, хитай таратқулири уйғурлар билән хитайларниң инақ-иттипақ вә бәхтияр яшаватқанлиқини пүтүн дуняға тәшвиқ қилмақта. Уйғур вә хитай вәзийитини көзитиватқан тәтқиқатчилар вә муһаҗирәттики уйғурлар хитай һөкүмитиниң бу тәшвиқатларни өзниң қилмишлирини йошуруш вә дуня җамаитидин йошуруш үчүн елип бериватқанлиқини илгири сүрмәктә.
Йеқинда тикток қатарлиқ хитай таратқулирида компартийәниң уйғурларға қаратқан сияситини, уйғур вә хитайларниң достлуқини күйләйдиған филим вә видийо тәшвиқатлири көпәйгән. Җу деруңға охшаш милләтләр иттипақлиқи үлгилирини ясап чиқип өзлириниң сияситиниң маһийитини йошурушқа урунған. Тиктокта тарқалған филимларниң биридә хитайниң бу хил тәшвиқатлири мундақ чүшәндүрүлгән:
“җу деруң хотәндә туғулуп чоң болған. Җу деруң 2014-йилидин башлап хотән шәһири җия йезиси иттипақ кәнтиниң секретари. Уйғур тилини хотән шевисидә наһайити раван сөзләйдиған җу деруң милләтләр иттипақлиқини өз әмәлийитидә көрсәтти. Униң йетәкчиликидә милләтләр иттипақлиқи күллири порәкләп ечилди”.
Уйғур елидә яшап өгиниш вә тәтқиқатлар билән шуғуллинип яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән уйғуршунас доктор руни стенберг (Rune Stenberg) бу һәқтә тохталди. У мәзкур синниң хитайниң тәшвиқати икәнликини, униң әмәлийәткә уйғун әмәсликини көрсәтти. У: “биз җу деруңниң иш излири вә хитайниң өткән 10 йиллиқ сияситигә қарайдиған болсақ, милләтләр иттипақлиқи яхшиланмиди, барғансери начарлашти. Җу деруң милләтләр иттипақлиқиға төһпә қошмастин, әксичә у милләтләр иттипақлиқиға зәрбә бәрди” деди.
2017-Йилидин буян җу деруңға охшашлар секретар болған уйғур йезилирида нурғун уйғур лагер вә түрмиләргә солинип иккинчи дуня урушидин кейинки инсанийәт дунясида еғир паҗиәләр йүз бәрди.
Лекин хитай буларни етирап қилмай, әксичә райондики гүлләп яшнаватқан мәнзириләр, милләтләр иттипақлиқини тәшвиқ қилмақта. “шинҗаң гезити” 2023-йили 5-айниң 19-күни юқиридики хотән шәһири җия йезиси иттипақ кәнти һәққидә мәхсус хәвәр елан қилған. Хәвәрдә мундақ дейилгән: “шинҗаңниң хотән шәһири иттипақ кәнти, йәрлик һөкүмәт вә кишиләрниң җасарити вә әқил-параситигә тайинип бипаян қумлуқта қәд көтүргән йеңи кәнт. 500 Дин артуқ аилә вә 1000 дин артуқ нопуси бар. Хитай, уйғур вә хуйзу (туңганлар) яшайду. Нопусиниң %50 ни уйғурлар тәшкил қилиду. Иттипақ кәнтидә, һәр милләт аһалилири биллә яшап, биллә ишләп, биллә өгинип, чоңқур достлуқ орнатти. Җия кәнти милләтләр иттипақлиқиниң йеңи үлгисигә айланди”.
Һалбуки, җия кәнтидә туғулуп чоң болған һазир истанбулда яшаватқан абдуваһап әпәндиниң дейишичә, иттипақ кәнтиниң әсли исми имамасим икән. Бир қәдимий уйғур кәнти икән. У: “бу йәрдә 2014-йилдин бурун хитай йоқ иди. Һөкүмәт хитайларни 2014-йили көчүрүп кәлди. Уйғурчә билгән җу деруңниң кәнт башлиқи болуши уйғурларниң қәлбини утуш үчүн. У уйғурларға вәкиллик қилмайду, хитайға вә хитай һөкүмитигә вәкиллик қилиду. Хитайниң мәқсити уйғурларниң земинини тартивелиш вә уйғурларни бу йәрдин аста-аста йоқ қилиш” деди.
Хотән керийәдә туғулуп чоң болған, һазир муһаҗирәттә яшаватқан абдуләзиз бәштоғрақ әпәнди бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилди. Җу деруңға охшаш уйғурчә билгән хитайларниң хотәндила әмәс қәшқәрдиму кәнт вә йезиларға башлиқ қилип тәйинлигәнликини вә буларниң хитай һөкүмитиниң оюнчуқлири икәнликини көрсәтти.
У: “җу деруңға охшаш уйғурчә билидиған хитайлар бәк аз. Мутләқ көп сандики хитайлар уйғурчә билмәйду вә өгәнмәйду. Лекин. Уйғурларни хитайчә өгинишкә мәҗбурлаватиду. Һөкүмәт җу деруңға охшаш хитайлар арқилиқ ирқи қирғинчилиқ сияситини йүргүзиду” деди.
Униң қаришичә, уйғур тилида раван сөзләйдиған җу деруңниң уйғурларға чин йүрикидин көйүнидиған, уйғурларниң инсаний вә сиясий һоқуқлирини һөрмәт қилидиған киши болуши мумкин әмәс. Һәтта шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң сабиқ муавин мудири җу хәйлун (朱海伦) му уйғур елидә узун йил турған болуп, уйғурчини яхши биләтти. Әмма у, хитайниң 2017-йилдин буян уйғур елидә кәң-көләмдә йүргүзүватқан тутқун (лагер) сияситиниң лайиһәлигүчиси дәп билингән.
2020-Йили америка һөкүмити җу хәйлүн қатарлиқ төт хитай әмәлдариға ирқий қирғинчилиқ билән четишлиқи болғанлиқи үчүн ембарго қойған. 2021-Йили явропа иттипақиму җу хәйлүн қатарлиқларға җаза йүргүзгәниди.