Адриян зенз хитайниң уйғурларниң көпийишини пиланлиқ һалда чәкләватқанлиқини йәнә бир қетим ашкарилиди

Мухбиримиз ирадә
2020.10.20
Adrian-Zenz-guwahliq-dolet-mejlisi.jpg Америка дөләт мәҗлисидә ечилған “хитайдики сиясий вә диний һәқләр дәпсәндичилики” темисидики гуваһлиқ бериш йиғинида тонулған мутәхәссис адран зенз әпәнди гуваһлиқ бәрмәктә. 2019-Йили 10-декабир, вашингтон.
RFA/Eziz

Бу йил 6-айда германийәлик тәтқиқатчи адриян зенз “һамилидарлиқтин сақлиниш, мәҗбурий туғут чәкләш: хитай компартийәсиниң уйғурларниң туғулуш нисбитини контрол қилиш һәрикити” намлиқ бир һөҗҗәтлик доклат елан қилип уйғур елидики туғут нисбити вә нопусниң тәбиий көпийиш нисбитиниң шиддәтлик һалда төвәнлигәнликини җүмлидин хитайниң уйғурларға қаратқан нопус чәкләш һәрикитиниң лагер қурулған мәзгилләрдә техиму әвҗигә чиққанлиқини ашкарилиғаниди.

Адриян зенз доклатида хитай һөкүмити вә бәзи йәрлик һөкүмәтләр өзи елан қилған һөҗҗәтләр вә истатескиларға асаслинип туруп, райондики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләр олтурақлашқан җайларниң һәммисидә нопусниң тәбиий ешиш нисбитиниң 2014-йилдики 15% тин 2018-йилидики 4% кә йәтмәйдиған сәвийәгә чүшкәнлики, 2019-йили уйғур райониниң җәнубидики үч вилайәт, бир областта туғут йешидики аялларниң кәм дегәндә 80% тигә үзүк селип һамилидарлиқтин сақлиниш тәдбири елинғанлиқини, уйғур аптоном райони 2017-йилдин бурун хитайдики туғуш нисбити әң юқири район болсиму, 2017-йилдин башлап хитайдики туғуш нисбити әң төвән районға айланғанлиқи ашкариланған. Әйни чағда бу доклат уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзүлүватқанлиқиниң дәсләпки испатлири сүпитидә зор хәлқаралиқ инкас қозғиғаниди. 

Һалбуки, бу йил 9-айниң 14-күни, шинҗаң университетиниң дотсенти доктор лин фаңфей адриян зенизниң юқиридики доклатиға қарши бир доклат тәйярлап адриян зензниң доклатидики мәлуматларниң ялғанлиқини илгири сүрмәкчи болған. Униң бу доклати йәнә хитайниң чәтәлләргә қаратқан тәшвиқат апарати болған “хитай йәршари теливизийә тори” йәни “CGTN” қатарлиқларда кәң тәшвиқ қилинған. Адриян зенз 16-өктәбир җүмә күни узун бир парчә мақалә арқилиқ хитай дотсент лингә җаваб қайтурди. 

Адриян зенз “шинҗаң университетиниң дотсенти лин фаңфей язған доклатқа берилгән җаваб” намлиқ бу доклатида алди билән хитай дотсент лин фаңфий язған мақалидики бир қисим омумий қурулмилиқ хаталиқларни баһалап өткән. У линниң доклатиниң тунҗи абзасиниң өзини әйибләш билән башланғанлиқиға диққәт тартқан. Лин фаңфий бу аталмиш илмий доклатини адриян зенизни америка һөкүмитиниң қоллишидики, америка ташқи ишлар министири майк помпейониң қоллишидики “чекидин ашқан оң қанат гуруһиниң әзаси” дәп әйиблигәндин сирт, мақалисини адриян зензниң “алтә ялғини” дегәнни испатлаш асасида қуруп чиққаникән. Адриян зенз болса буниңға қайтурған җавабида адәттә бир илмий мақалиниң бундақ услуб билән башланмайдиғанлиқини, буниң мустәқил вә тәрәпсиз болған илмий мақалиләрниң формати әмәсликини тәкитлигән. 

Америкадики уйғур зиялийси елшат һәсән әпәнди бу һәқтә тохтилип, хитайниң адриян зенизни һәрхил амаллар билән қарилашқа урунуватқанлиқини ейтти. У лин фаңфий язған мақалиниңму илмий қиммити йоқлиқини ейтти. 

Лин фамилилик хитай дотсент мақалисидә йәнә, адриян зенз өз доклатида мәнбә қилип көрсәткән вә хитай һөкүмити өзи елан қилған һөҗҗәт вә санлиқ мәлуматлар үстидә тохтилиштин өзини қачурған вә доклатниң толуқ нусхисиниму тилға алмиғаникән. Адриян зенз буниңму пакитни йошуруш вә оқурмәнләрни қәстән қаймуқтуруш болуп һесаблинидиғанлиқини ейқан. 

Мәлум болушичә, бу мақалини язған лин фамилилик дотсент техи 2018-йили доктурлуқ унванини алған бир яш тәтқиқатчи болуп, униң докторлуқ үчүн яқилиған мақалисидин башқа, хәлқарада яки хитай ичидики тор бәтләрдә бирәр парчә илмий мақалиси йоқ икән. Адриян зенз йәнә, униң тәтқиқат саһәсиниң уйғур елидики нопус тәтқиқати биләнму алақиси йоқлиқини байқиған. У мундақ дегән: “лин фаңфий шинҗаң университетида чәтәл иҗтимаий нәзәрийиси вә иҗтимаий хизмәт нәзәрийисидә дәрс сөзләйдиған болуп, униң нопус, пиланлиқ туғут яки аз санлиқ милләт қатарлиқ саһәләрдә көрүнәрлик илмий тәҗрибә топлиғанлиқи тоғрисида һечқандақ аламәт йоқ.” 

Лин фаңфий мақалисидә, адриян зензниң уйғур елидики нопусниң тәбиий көпийиш сүритидә зор дәриҗидә төвәнләш болди, дегән йәкүнигә қарши чиққан. У уйғур елидики нопусниң ешиш сүритиниң пүтүн хитай бойичә юқирилиқини илгири сүрүш билән биргә, уйғур елидики туғулуш нисбитиниң бу бир қанчә йилда төвәнлишидики сәвәбни “заманивилаштуруш вә пиланлиқ туғут сияситиниң қанунлуқ йолға қоюлуши нәтиҗисидә аз санлиқ милләт аяллириниң техиму көп балилиқ болуш арзусиниң төвәнлишидин келип чиққан” дәп көрсәткән. Адриян зенз болса хотән, қәшқәр қатарлиқ җайлардики йәрлик һөкүмәтләр өзи елан қилған һөҗҗәтләргә асасән қәтий рәт қилған. У мундақ дегән: “шинҗаңдики туғуш нисбити 2017-йилдики 15. 88Пирсәнттин 2019-йили 8. 14 Пирсәнткә төвәнлигән. Нопусниң тәбиий ешиш нисбити болса 2017-йилдики 11. 40 Пирсәнтин 2019-йили 3. 69 Пирсәнткә төвәнлигән. Бундақ зор дәриҗидики чүшүш һәргизму алий маарип яки турмушниң өзгириши билән мунасивәтлик әмәс. Һалбуки доклатимда тәпсилий баян қилинғандәк дөләтниң кәскин арилишишиниң нәтиҗиси. У кәң көләмлик лагер сиситемиси вә дөләтниң аз санлиқ милләтләрниң көпийишини азайтиштики системилиқ һәрикитиниң нәтиҗиси”. 

Чунки адриян зензниң ейтишичә, уйғур елидики бу йеқинқи бир қанчә йилдики туғулуш вә тәбиий нопусниң ешиш сүритиниң төвәнлиши шәһәр мәркизидә әмәс бәлки уйғур йезилирида йүз бәргән болуп, бу хитай илгири сүргәндәк заманивилишишниң аз туғушниң сәвәби әмәсликини ениқ чүшәндүрүп беридикән. 

Адриян зенз җаваб характерлиқ мақалисидә йәнә бир қетим нурғун пакитлиқ мисаллар арқилиқ туғут нисбитиниң төвәнлишигә сәвәб болған амилниң хитай һөкүмитиниң райондики кәң көләмлик тутқун һәрикити вә уйғур аяллирини мәҗбурий йосунда, тәһдит билән туғмас қилиш һәрикитини интайин қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилғанлиқиниң нәтиҗиси икәнликини тәкитлигән. У болупму хотән вә қәшқәрдин ибарәт уйғур нопуси әң зич җайларда нопус чәкләш, туғмас қилиш һәрикәтлириниң кәскинлик билән, пилан билән елип берилғанлиқини хитай өзи елан қилған һөҗҗәтләрни мисал кәлтүрүп туруп испатлап бәргән. Адриян зенз уйғур елидә елип берилған һамилдарлиқтин сақлиниш оператсийәси саниниң 2014-йилдики 3214 дин 2018-йили 60 миң 440 гә көпәйгәнлики йәни илгирикидин 18. 8 Һәссә ашқанлиқини, уйғур елидики аялларниң балиятқусиға туғут чәкләш үчүн орнитилидиған IUD үскүнисиниң районға киргүзүлүш нисбитиниң 80 пирсәнт өрлигәнликини пакитлири билән оттуриға қойған. Һалбуки лин фаңфий исимлик дотсент мақалисидә бу пакитни рәт қилип, уни аран 8 пирсәнт, дәп һесаблиғаникән. Мәзкур хитай доктор йәнә мақалисидә лагерларни рәт қилиш орниға уни радикалларни оңшайдиған мәркәз дәп көрсәткән болуп адриян зенз бу һәқтә мундақ дегән: “лин шинҗаңниң ақ китабидин нәқил кәлтүрүп туруп, бу орунларниң пәқәт‚диний ашқунлуқ‛ниң тәсиригә учриған кишиләрни ислаһ қилишқа ярдәм беридиған‚тәрбийәләш мәркизи‛икәнликини оттуриға қойди. Тилға елишқа әрзийдиғини, лин сиясәткә хилаплиқ қилғанларниң қилмишиниң җазаси сүпитидә бу аталмиш‚тәрбийәләш мәркәз‛лиригә әвәтилидиғанлиқини инкар қилмайду, пәқәтла бу орунларниң қанунлуқ вә пайдилиқ икәнликини илгири сүриду”.

Адриян зензниң ейтишичә, мәйли лин фамилилик дотсент болсун вә яки хитай һөкүмити елан қилған башқа тәнқидий мақалилиридә болсун һәммиси бирдәк, адриян зенз мақалиисдә илгири сүргән муһим пакитларни талаш-тартиш қилиштин өзини елип қачқан. Адриян зенз бу ноқтиниң муһимлиқини тәкитләп, “әгәр хитай доклатимда азрақ бир хаталиқ байқиған болса, буниңға чиң есиливелип һәргизму қоювәтмигән болатти” дегән. 

Андин қалса, хитай йәнә пичан наһийәси вә хотән шәһиригә аит пиланлиқ туғут көрсәткүчидики йиллиқ туғут чәкләш нишани һәққидики испатларға баһа бәрмигән. Адриянниң ейтишичә бу һөҗҗәтләрдә “уйғурлар көп олтурақлашқан юқиридики икки районда, 2019-йили айрим-айрим һалда “туғут йешидики той қилған йеза аяллириниң тәхминән % 14. 1 Вә % 34. 3 Ни туғмас қилиш керәк” дәп очуқ йезилған болсиму, лин мақалисидә буни тилға елипму қоймиған. Бу хитай доктор йәнә, шинҗаң сәһийә комититиниң туғут чәкләш хизмитигә мәхсус 1 милярд 500 милйон йүән хамчот аҗратқанлиқидин сөз ачмиған болуп, бу хамчот уйғур йезилиридики аялларниң бәдән тәкшүртүши, һамилдарлиқтин сақлиниш үзүки салдуруши, бала чүшүрүши вә һамилидарлиқниң алдини елиш тәдбирлири қатарлиқлар үчүн сәрп қилинғаникән. Әмма улар бу пакитларға изаһат бериштин өзини елип қачқан. 

Адриян зенз мақалисидә йәнә, мәйли лин болсун вә яки башқа тәнқидий мақалиләрдә болсун хитай һөкүмитиниң 2018-йилдин башлап уйғур елидә кәң түрдә омумлашқан “туғут чәкләшкә хилаплиқ қилишни нөлгә чүшүрүш” дегән сөзигә баһа бәрмигәнликини алаһидә тәкитлигән. Униң ейтишичә, бу сөз хитайниң башқа җайлирида вә һәтта уйғур елиниң өзидиму 2018-йилиғичә ишлитилмигән сөз болуп, “туғут чәкләшкә хилаплиқ қилишни нөлгә чүшүрүш” 2018-вә 2019-йиллири райондики баш пиланлиқ туғут нишаниға айланғаникән. Бу йәрдики алаһидә кәскин әһвал хотән вилайити болуп, нопуси 2 милйон 530 миң болған бу районда 2019-йили туғут чәкләшкә хилап қилмишниң 21 дин ешип кәтмәслики буйруқ қилинғаникән. 

Адриян зенз юқиридикиләрни хуласә қилип, ахирида шинҗаң унверситетиниң дотсенти лин лин фаңфей язған доклатни илмий әсәр дәп баһалашқа болмайдиғанлиқини ейтқан вә “әпсуски, мән шуни йәкүнләп чиқтимки, линниң доклати иҗадиий вә адил һалда мениң доклатим яки тәһлилимниң күчлүк яки аҗиз тәрәплирини мулаһизә қилишни мәқсәт қилмиған, бәлки уни пүтүнләй инкар қилишқа урунған. Униң доклати илмий тәшвиқат намида нәшир қилинған мурәккәп бир тәшвиқат халас” дегән. 

Елшат һәсән әпәндиму сөзидә лин фаңфий илгири сүргән аталмиш сәвәбниң пут тирәп туралмайдиғанлиқини ейтти. У линниң бу мақалисиниң илмиий мақалә әмәс, тәшвиқат мақалиси икәнликини ейтти. 

Хитай һөкүмити юқириқидәк пакитлар асасида уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә доклат тәйярлаватқан тәтқиқатчиларни вә ахбарат органлириниң хизмәтлирини рәт қилишни изчил давамлаштурмақта. Ройтерсниң хәвиридин қариғанда, хитай ташқи ишлар баянатчиси җав лиҗийән 16-сентәбир күни американиң нопузлуқ жорналлиридин “иқтисадшунас” жорнили елан қилған хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясиитини “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп баһалиған мақалиниму рәт қилип, “иқтисадшунас” жорнилини тәнқид қилған. Қизиқарлиқи, “иқтисадшунас” жорнили хитайниң “инсанийәткә қарши җинайәт” қиливатқанлиқи һәққидики йәкүнни тәтқиқатчи адриян зенз тәминлигән полаттәк пакитларға тайинип туруп чиқарғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.