Бир уйғур аялниң афғанистандин қечип чиқиш сәргүзәштиси
Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.08.27
2021.08.27

15-Авғуст талибан күчлири афғанистанни контрол қилғандин кейин афғанистандики нурғун кишиләр вәһимә ичидә қелип, чәт әлләргә қечишқа башлиған иди.
Дәл шу мәзгилләрдә исмини ашкарилашни халимиған кабулдики бир уйғур аял радийомиз билән алақилишип, афғанистандики уйғурларниң бир тәрәптин талибан күчлири, йәнә бир тәрәптин хитайниң тәһдити астида қалғанлиқини билдүргән иди.
Бу уйғур аял көп қетим хәтәргә тәвәккүл қилиш арқилиқ 25-авғуст күни кабулдики хәмит карзайи хәлқара айродромидин оңушлуқ айрилип, италийәгә сақ-саламәт йетип кәлгән.
Юқиридики авз улинишидин бу уйғур аялниң афғанистандин қечиш һекайисини аңлайсиләр.