Русийә ака-ука шәһризат вә шаһдиярниң панаһлиқ илтимасини йәнә рәт қилди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.11.28
moskwa-sot-mehkimisi.jpg Русийә москвадики сот мәһкимисиниң алди көрүнүши. 2017-Йили 1-авғуст.
AP

Йеқинда русийә федератсийәгә тәркибидики татаристан җумһурийитиниң пайтәхти қазан шәһиридә сиясий панаһлиқ алалмайватқан қош кезәк ака-ука шәһризат вә шаһдияр шавкәтләрниң панаһлиқ елиш илтимаси русийә һөкүмити тәрипидин йәнә рәт қилинди.

Бу һәқтә русийәниң бир қатар аммиви ахбарат васитилири хәвәр қилди. “қазан фөст”, “реялнойе время”, “азадлиқ” вә башқиму мәтбуатларда “қазандики сот хитай пуқраси болған қошкезәк татарға панаһлиқ бериштин ваз кәчмәктә”, “қазандики сот ака-ука уйғурларға панаһлиқ бериштин баш тартишни қанунлуқ һесаблиди”, “хитайдики татарларға қазанда орун тепилмиди”, “русийә хитайдин кәлгән татарға панаһлиқ бериштин баш тартти” дегәндәк мақалә-хәвәрләр елан қилинди.

“коммерсант” тор бетидә елан қилинған “хитайдин кәлгән татарларға қазандин орун тепилмиди” намлиқ мақалида ейтилишичә, уйғур елидин кәлгән татар ака-ука шәһризат вә шаһдияр шавкәт үрүмчидә татар-уйғур аилисидә туғулған болуп, қазан шәһиридә өткән сотта шәһризат хитай даирилириниң уларниң исимлирини хитайчиға өзгәртишкә мәҗбурлиғанлиқини ейтқан. 2015-Йили улар қазан шәһиридики “федератсийә университети” гә оқушқа киргән. Адвокат руслан нагийефниң ейтишичә, уларниң оқуш үчүн пулини татарларниң дуня қурултийи төлигән. Лекин өткән йили уларниң оқуш пули тохтитилиш мунасивити билән университеттин чиқирилип, визиси тохтитилған икән. Шуниңдин кейин шәһризат вә шаһдияр шавкәт русийәдә қелиш үчүн вақитлиқ панаһлиқ илтимасини сунған.

Биз шәһризат вә шаһдияр шавкәтниң сот әһвалини билиш үчүн уларниң адвокати зөһрә һәмрайеваға мураҗиәт қилдуқ. У зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “шәһризатниң 25-ноябирда қазан шәһириниң авиястроител наһийәлик сотида делоси қаралди. Униң вақитлиқ панаһлиқ илтимаси рәт қилинди. Биз әмди русийәниң алий сотиға бу һәқтә әрз сунмақчимиз. Әмди шаһдиярниң илтимаси мушу йили 12-декабирда алий сотта қаралмақчи. Һазир әһвал мана шундақ. Мубада алий сот бу илтимасни рәт қилса, у вақитта уларни русийә қанунлири бойичә мәмурий җавабкарлиққа тартиш һәм русийә чеграсидин чиқириветиш хәвпи туғулиду. Әгәр шундақ әһвал йүз бәрсә, у вақитта һөкүм чиққандин кейинла биз кишилик һоқуқ бойичә явропа сотиға мураҗиәт қилип, уларниң хитайға қайтуруп берилмәслики һәққидә чарә қоллинишини қолға кәлтүрүшкә урунимиз.”

Қазандики татар паалийәтчилириниң бири фарит закийеф шәһризат вә шаһдияр шавкәтниң панаһлиқ илтимасиниң явропа сотида қарилидиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “биз уларни қоғдаш мәқситидә кейинки һәптидә бир нәччә кишилик намайиш уюштурушни ойлаватимиз. Бизчә мусулман әллириму уларни қоғдаш үчүн аваз қошуши керәк. Һазирчә пәқәт явропа иттипақила уйғур мусулманлирини яқлайду дәп ойлаймән. Мусулман әлләр бу һәқтә изчил сүкүттә туруватиду. Шуниң үчүн биз хитайниң шинҗаңда йүргүзүватқан уйғурларға қаритилған қирғинчилиқиға қарши. Әлвәттә, бу намайишқа һөкүмәт рухсәт бериши керәк, дәп ойлаймән.”

Москвадики өзбек паалийәтчиси бәһрам һәмрайефниң пикричә, шәһризат вә шаһдияр шавкәтниң ишида икки чоң мәмликәтниң, йәни русийә вә хитайниң өз-ара сиясий мунасивәтлири биринчи орунда туридикән. У русийәни башқа мәмликәтләргә вә хәлқләргә тутқан мәвқәси һәққидә тохтилип, мундақ деди: “русийәниң биринчидин, мусулманларға, шу җүмлидин уйғурларға нисбәтән истратегийәлик мәвқәси бар. Һазир уйғурлар тартиватқан паҗиәлик әһвалниң явропа сотлирида қариливатқини мәлум болсиму, русийә бу һәқтә үндимәйватиду. Русийә бу йәрдә он, йүз йиллап келиватқан хитай билән болған алақилирини бузушни халимайду. Русийә хитайни өзиниң иттипақдиши һәм шерики сүпитидә тонуйду. Шуниң үчүн русийә уйғурларға нисбәтән йүргүзүлүватқан тәқибләшни тохтитишқа һеч қандақ һәрикәт қилмайватиду. Мениң оюмчә, уйғур мәсилиси бу алди билән сиясий мәсилидур. Һазир уйғур мәсилиси пүткүл хәлқараға мәлум болуп кәтти. Шундақтиму русийә уйғурларни қоллаштин баш тартмақта. Шәхсән мениң пикримчә, уйғурлар һазир сирттин ярдәмгә наһайити моһтаҗ. Улар өзлири ялғуз бу еғир әһвалдин чиқип кетәлмәйду. Уйғурлар ярдәмсиз қеливатиду, биз буниң барлиқини көзитиватимиз.”

Бәһрам һәмрайеф мусулман әллириниң рәһбәрлири уйғур мәсилисидә сүкүттә туруватқан болсиму, әмма дуня ислам әһлиниң уйғурларға нисбәтән қандақтур бир һессидашлиқ мәвқәсидә туруватқанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди. У йәнә шәһризат вә шаһдияр шавкәтниң тәқдиригә һессидашлиқ қиливатқанларниңму йоқ әмәсликини, әмма уларниң һазирчә күчиниң йетәрлик әмәсликини билдүрди. Бәһрам һәмрайеф қазан җамаәтчилики вә бәзи кишилик һоқуқ қоғдиғучиларниң арилишиши билән шәһризат вә шаһдиярниң университетқа оқушқа киргәнликини, шу сәвәбтин һазирчә уларниң мухбирларға сөһбәт бериштин еһтият қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.