Алмутада уйғурларниң җумһурийәтлик йигит башлири мәшрипи тәшкилләнди
2023.02.02

29-январда алмутада қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизи тәркибидики йигит башлири кеңишиниң уюштуруши билән йигит башлириниң җумһурийәтлик мәшрипи қурулди. Униңға алмута шәһири вә алмута вилайитиниң панфилоф, уйғур, әмгәкчиқазақ, җамбул, или, талғир наһийәлириниң баш йигит башлири иштирак қилди.
Мәзкур мәшрәп өзиниң тунҗи олтурушини тонулған уйғуршунас алим вә җәмийәт әрбаби савут моллавутоф туғулғанлиқиниң 90 йиллиқ хатирисигә беғишлиди. Буниңға җәмийәтлик бирләшмиләрниң вәкиллири, зиялийлар, яшлар вә башқилар қатнашти.
Алди билән мәшрәп риясәтчиси мәшрәпниң қаидилирини чүшәндүрүп өтти. Андин җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси долқунтай абдухелил мәзкур мәшрәпниң биринчи олтурушини уюштурған талғир наһийәлик йигит башлири кеңиши вә униң рәиси өктәбир қурбаниязофқа миннәтдарлиқ билдүрүди, шундақла мәшрәпкә утуқлар тилиди.
Мәшрәпниң биринчи қисмида мәрһум алим савут моллавутофқа беғишланған “әдәбият-униң өмриниң мәзмуни” намлиқ доклат оқулди вә мәрһумниң өмүр мусаписи һәққидә ишләнгән филим көрситилди. Шуниңдин кейин тәбрик сөзгә чиққан қазақистан хәлқи бирләшмиси кеңишиниң вә қазақистан президенти тәркибидики миллий қурултайниң әзаси шаһимәрдан нурумоф, қирғизистан уйғур мәшрипиниң баш йигит беши өмәрҗан һәмрайеф, қирғизистан юқири кеңишиниң сабиқ әзаси турсунтай сәлимоф вә башқилар, уйғурларниң қәдимидин келиватқан миллий әнәниси-мәшрәпниң уйғурларниң милләт болуп сақлинип қелишидики роли, яш әвладларни миллий роһта тәрбийәләштики әһмийити һәққидә тохтилип өтти. Улар йәнә башқа әлләргә селиштурғанда, қазақистанда яшаватқан уйғурларниң өз миллий кимлики вә мәдәнийәт әнәнилирини сақлап қелишта кәң мумкинчиликләргә игә икәнликини билдүрди.
Биз талғир наһийәсиниң бесағаш йезисидики “нур” ресторанида өткән мәшрәп һәққидә мәлумат игиләш үчүн, талғир наһийәлик йигит башлири кеңишиниң рәиси өктәбир қурбаниязоф әпәндигә мураҗиәт қилдуқ.
У мундақ деди: “бүгүнки мәшрипимизгә уйғурлар зич орунлашқан районларға вәкиллик қилған 200 дин ошуқ йигит беши қатнашти. Бу олтурушимиз төт қисимдин ибарәт болди. Биринчи қисимда, меһманлар тонуштурулди. Иккинчи қисимда адәттикидәк сөзлигүчиләргә вә саз-нәғмигә орун берилди. Үчинчи қисмида, йәни дава-дәстур қисмида биз тәртип бузғанларни җазалашни кейингә қалдуруп, икки муһим мәсилини муһакимә қилдуқ. Йәни бизни көпрәк ойландуридиған миллий мәктәплиримизниң вә “уйғур авази” гезитимизниң бүгүнки әһвали, шундақла тәшкилий ишлар һәққидә көплигән пикир-тәклипләр чүшти. Төтинчи қисимда, районлардики йигит башлири тонуштурулди. Бу олтурушимиз мәшрәп қаидилири сақланған һалда өтти. Мәшрипимизниң асасий мәқсити мәшрәптин ибарәт миллий әнәнимизни тәрғиб қилиш, яшлиримизни милләтпәрвәрликкә, вәтәнпәрвәрликкә, адәмгәрчиликкә чақириш, миллий қәдрийәтлиримизни сақлаш вә атақлиқ шәхслиримизни хәлққә тонуштуруштин ибарәт болди.”
Өктәбир қурбаниязоф, қазақистанда һәм униң сиртида кәң тонулған “яркәнт булбуллири” ансамбилиниң вәтән, ана-юрт, бирлик-иттипақлиқ һәққидә иҗра қилған нахшилириниң көпчиликниң қизғин алқишиға еришкәнликини баян қилди. Униң йәнә ейтишичә, русийә федератсийәсиниң саха, йәни яқутийә җумһурийитидин кәлгән тонулған қомузчи еркин алексейефниң иҗра қилған “аләмниң яритилиши” намлиқ әсәр мәшрәп қатнашқучилирида зор тәсират қалдурған.
Зияритимизни қобул қилған саха җумһурийитиниң мәдәнийәт әлачиси еркин алексейеф әпәнди мәшрәпкә “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийити фондиниң мудири карлин мәхпироф тәрипидин тәклип қилинғанлиқини билдрүп, униңға рәһмитини ейтти.
У мундақ деди: “мән мундақ шәкилдики паалийәткә тунҗи қетим қатнишиватимән. Шуниң билән биллә мән уйғур хәлқиниң вәкиллири биләнму вә бу хәлиқниң мәдәнийити биләнму биринчи қетим тонуштум. Маңа бу паалийәтниң өтүш тәртипи интайин яқти. Йәни хәлқ бирлишип, бир дастихандин тамақ йәйдикән, тонушидикән, сөһбәтлишидикән. Униң программисида мәдәнийәт мәзмунлири, йәни нахша-сазларму б баркән. Бир вақитниң ичидила муһим мәсилиләрни муһакимә қилип, һәтта қарарларни қобул қилип чиқидикән. Мушуларниң барлиқиниң ‛мәшрәп‚ дегән нам астидики бу чоң паалийәткә киридиғанлиқини чүшәндим. Маңа уйғур тили тонуш болмисиму, айрим сөзләрни мән чүшәндим. Чүнки бизниң тиллиримиз бир пүтүн түркий тиллар аилисиәә кириду. Бу паалийәт мән үчүн муһим әһмийәткә игә болди, сәвәби бүгүн мән уйғур хәлқиниң қәдимий томури бар хәлқ икәнликини көрүп йәттим. Уйғурларниңму маңа вә мән арқилиқ саха хәлқигә болған қаттиқ қизиқишини байқидим. Бу бизниң хәлқлиримизниң һәр қәһәттин йеқин икәнликидин дерәк бериду, әлвәттә. Шуниң үчүн мундақ туғқан хәлқләр арисида алақә орнитип, мунасивәт шәкилләндүрүш пайдилиқ, дәп ойлаймән. Мән пүткүл уйғур хәлқигә, шу җүмлидин қазақистанлиқ уйғурларға саламәтлик, хатирҗәмлик тиләймән, алдиға қойған мәқсәтлиригә йетишигә тиләкдашмән!”
Мәлуматларға қариғанда, уйғурларниң мәшрәп әнәниси қазақистанда өткән әсирниң 90-йиллиридин башлап, болупму уйғур елида хитай даирилири тәрипидин чәкләнгәндин буян, тез раваҗлинишқа башлиған. Һазир наһийәлик, шәһәрлик, җумһурийәтлик мәшрәпләр мәвҗут болуп, уларниң барлиқи йәрлик һөкүмәт органлири билән келишкән һалда паалийәт елип бармақтикән.