Алмутида уйғур рәссами әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмиси ечилди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2024.08.08
almuta-resim-korgezmisi-08

Алмута шәһиригә җайлашқан “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” да өткүзүлгән рәссам әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмисидин көрүнүш. 2024-Йили 2-авғуст, алмута

almuta-resim-korgezmisi-01

Алмута шәһиригә җайлашқан “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” да өткүзүлгән рәссам әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмисидин көрүнүш. 2024-Йили 2-авғуст, алмута RFA/Oyghan

almuta-resim-korgezmisi-02

Алмута шәһиригә җайлашқан “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” да өткүзүлгән рәссам әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмисидин көрүнүш. 2024-Йили 2-авғуст, алмута RFA/Oyghan

almuta-resim-korgezmisi-03

Алмута шәһиригә җайлашқан “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” да өткүзүлгән рәссам әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмисидин көрүнүш. 2024-Йили 2-авғуст, алмута RFA/Oyghan

almuta-resim-korgezmisi-04

Алмута шәһиригә җайлашқан “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” да өткүзүлгән рәссам әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмисидин көрүнүш. 2024-Йили 2-авғуст, алмута RFA/Oyghan

almuta-resim-korgezmisi-05

Алмута шәһиригә җайлашқан “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” да өткүзүлгән рәссам әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмисидин көрүнүш. 2024-Йили 2-авғуст, алмута RFA/Oyghan

almuta-resim-korgezmisi-06

Алмута шәһиригә җайлашқан “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” да өткүзүлгән рәссам әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмисидин көрүнүш. 2024-Йили 2-авғуст, алмута RFA/Oyghan

almuta-resim-korgezmisi-07

Алмута шәһиригә җайлашқан “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” да өткүзүлгән рәссам әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмисидин көрүнүш. 2024-Йили 2-авғуст, алмута RFA/Oyghan

almuta-resim-korgezmisi-09

Алмута шәһиригә җайлашқан “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” да өткүзүлгән рәссам әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмисидин көрүнүш. 2024-Йили 2-авғуст, алмута RFA/Oyghan

almuta-resim-korgezmisi-10

Алмута шәһиригә җайлашқан “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” да өткүзүлгән рәссам әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмисидин көрүнүш. 2024-Йили 2-авғуст, алмута RFA/Oyghan

2-Авғуст күни алмута шәһиригә җайлашқан “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” да қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, сәнәт академийәсиниң академики, қазақистан рәссамлар иттипақиниң әзаси әхмәтҗан әһәтниң йәккә көргәзмиси ечилди. “йүрикимниң хатириси” дәп аталған мәзкур көргәзмә рәссамниң 70 яшлиқ тәвәллутиға беғишланди.

Көргәзминиң ечилиш нутқини “қастейеф намидики дөләт сәнәт музейи” қармиқидики “қазақистанниң тәсвирий сенити” бөлүминиң йетәкчи илмий хадими, сәнәтшунаслиқ пәнлириниң кандидат доктори әмир җадайбайеф сөзлиди. У сөзидә һәр қандақ бир рәссамниң әқли вә һармас роһиниң сәнәт арқилиқ өтмүш вә бүгүнниң роһий бағлинишини көрситишкә, шуниңдәк инсанийәтниң инсаний асаслириға зеһин қоюшқа қаритилғанлиқини оттуриға қойди. У әхмәтҗан әһәт әсәрлириниң өзигә хас услубқа игә икәнликини, хилму-хиллиқи вә рәңдарлиқини, шундақла образлириниң мурәккәпликини тәкитләп униңға утуқлар тилиди.

Қазақистандики “москва комсомоллири” ( “москва яшлар иттипақиниң әзалири” ) тор гезити көргәзминиң ечилишидин кейин елан қилған “йүрикимниң хатириси: әхмәт әһәт өз көргәзмисини шундақ дәп атиди” мавзулуқ мақалида мундақ дейилгән: “чоңқур уйғур роһиға игә әхмәт әһәт өзиниң пүткүл аңлиқ һаятида түрк мәдәнийитини тәтқиқ қилиш билән биллә әсәрлиридә улуғ йипәк йолида ғайиб болған яки сақлинип қалған қәдимий шәһәр вә йезиларниң чоңқур тарихи һәққидә өз ойлирини тәсвирләйду. Пат-пат заман вә әсирләр чаңлиридин өчүп кәткән өтмүш дәврләрниң излири униң әсәрлиридә қайтидин намаян болиду.”

Көргәзминиң ечилиш мурасимида сөзгә чиққан қазақистан парламентиниң сенат әзаси закирҗан қузийеф, җумһурийәтлик уйғур миллий мәдәнийәт мәркизиниң рәиси долқунтай абдухелил, қазақистан сәнәт академийәсиниң академики ермухан җунисхан, шуниңдәк алмута шәһәрлик һөкүмәт, қазақистан рәссамлар иттипақи, хәлқаралиқ “түрксой” тәшкилатидин кәлгән вәкилләр вә башқилар әхмәтҗан әһәтниң әсәрлири һәққидә өз ой-пикирлирини оттуриға қоюп, униң иҗадийитини юқири баһалиди.

Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистан хәлқ язғучиси, дираматорг әхмәтҗан һашири әпәнди әхмәтҗан әһәтниң иҗадийити һәққидә тохтилип мундақ деди: “әхмәтҗан әһәтниң бәдиий рәсимлири көңүлни хушал қилидиған, дилға арам беридиған, шундақла йүрәкни яшартидиған аҗайип мөҗизиләргә толған. У шаман, будда, мани вә ислам динлири дәврлиридә дуняға кәлгән турпан миң өй безәклири, ярғол там өйлири, қәшқәрниң тар кочилиқ өйлири арисида меңип өткән мәһмуд кашиғәрийниң қәдәм излири чиғир йол әмәсликини, әксичә униң дағдам вә бәхт йоли икәнликини заманиви варисларға көрсәткән. Бу сүрәтләрни көргәндә көңүл азадиликкә толиду, роһимиз чоңқур қуввәт алиду. Әхмәт әһәт өзиниң надир әсәрлири билән пүткүл дуня мәдәнийитигә қошқан төһписи зор бир киши.”

Әхмәтҗан әһәтниң исми уйғур, қазақ, өзбек, рус, татар вә башқа көплигән милләтләргә яхши тонуш. У узун йиллардин буян қазақ рәссамлири билән зич алақидә болуп, өзара тәҗрибә алмаштурушни, бир-бирини қоллап-қуввәтләшни һәмдә өзара достлуқ орнитишни әнәнигә айландурған. Бу һәқтә қазақистан сәнәт академийәсиниң академики, қазақистан рәссамлар иттипақиниң әзаси амандос ақанайеф әпәнди мундақ деди: “әхмәтҗанни мән хели бурунқи вақитлардики совет дәвридин тартип билимән. У мениң кәсипдишим. Биз биргә рәссамлар иттипақиға әза болдуқ. Дәсләп яшлар бирләшмисидә болдуқ, андин совет иттипақиниң рәссамлар иттипақида биллә ишлидуқ. Иҗадий сәпәрләрдә биллә болдуқ. Бүгүнки күндә мән әхмәтҗанни уйғур хәлқиниң қәдимий мәдәнийитиниң ярқин вәкили дәп һесаблаймән. Буниңға йәнә шуни қошумчә қилғум келиду: әхмәтҗан йәнә түрк дунясиниң атақлиқ рәссамлириниң биридур. Өзиниң 50 йиллиқ иҗадийити мабәйнидә әхмәтҗан үзлүксиз издиништә болди. У һәр хил заманиви технологийәләрдин пайдиланған һалда рәссамлиқ иҗадийитиниң май бояқ, графика вә башқиму саһәлиридә охшашла иҗад қилип келиватиду. Шуниң үчүн бүгүн һәммимиз бирлишип уни һәм көргәзмиси һәм иҗадий утуқлири һәм тәвәллути билән тәбрикләймиз. Биз униң улуғ вә қәдимий уйғур мәдәнийити, җүмлидин түрк дуняси мәдәнийити үчүн буниңдин кейинму чоң иҗадий утуқларни қолға кәлтүрүшигә тиләкдашмиз.”

Әхмәтҗан әһәт 1954-йили уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә дуняға кәлгән. Ата-аниси билән қазақистанға көчүп чиққандин кейин оттура мәктәпни, кейинчә алмута шәһиридики абай намидики педагогика институтиниң сәнәт-графика факултетини тамамлиған. Әхмәтҗан әхәт 1988-йилдин тартип қазақистан рәссамлар иттипақиниң әзаси болған һәмдә 1990-йили қазақистан пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ институтиниң аспирантлиқ бөлүмини түгәткән. 1995-Йили ташкәнттә өткүзүлгән “асия сәнити” хәлқара көргәзмисидә алтун медал билән тәқдирләнгән. У 2004-йили “қазақистанниң хизмәт көрсәткән әрбаби” шәрипигә муйәссәр болған. У йәнә “илһам” мукапатиниң саһиби. Рәссамниң әсәрлири түркийә, италийә, америка қошма иштатлири, хитай вә башқа әлләрдә көргәзмигә қоюлған.

Зияритимизни қобул қилған рәссам әхмәтҗан әһәт бу қетимлиқ көргәзмә һәққидә тохтилип мундақ деди: “көргәзмә интайин яхши болди, адәмләрму көп кәлди. Мән шунчилик хурсән. Бу йәргә ахирқи он йилда ишлигән иҗадий әсәрлиримниң һәммиси кирди. Зал интайин чоң. Бу бирнәччә күндә ‛уйғурумниң тар кочилири‚ мавзусидики көргәзмә давамлишиватиду. Буниңда қазақистандин хоҗа әһмәд йәсәви, шундақла қәшқәр вә турпандики мазарларда өзүм көргән кочиларниң сүрәтлирини май бояқта ишлидим. Өзүм шу яқларға барғанда тартқан сүрәтлирим арқилиқ мушу рәсимлиримни яритип келиватимән. Мушу темини йәнә давамлаштуримән. Бу көргәзмә 20 күн болиду. Арминим мушу сүрәтләрни чәт әлгә чиқириш. Бу хәлқим үчүн, шундақла қазақистан үчүн қиливатқан хизмитим. Уйғурумниң сәнитини чәт әлләргә көрситиш оюм бар.”

Игилишимизчә, әхмәтҗан әхәт 1992- вә 2003-йиллири уйғур елидә болуп, көплигән тарихий ядикарлиқларни зиярәт қилған. Шу сәпәрләр нәтиҗисидә униң “будда дәври” вә “шәрқ аһаңлири” намлиқ топламлири барлиққа кәлгән. Йәнә бир топлимиға қәшқәр, турпан, хотән, ғулҗа, шуниңдәк һазирқи қазақистанниң чимкәнт, өзбекистанниң сәмәрқәнт қатарлиқ шәһәрлиридики қәдимий имарәтләр киргән болуп “қәдимий йипәк йолидики шәһәрләр” дәп нам алған. Әхмәтҗан әһәтниң “шәрқ кочиси”, “қәдимий қәшқәр кочиси”, “турпан”, “қәшқәр”, “қәдимий кочидики яшанған киши”, “балилиқим өткән қәдимий коча” вә башқиму әсәрлири сәнәт мухлислириға яхши тонуш. Әхмәтҗан әһәт омумән 5000 ға йеқин әсәрниң муәллипи.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.