Уйғур қизи русалина гирузийәдә өткүзүлгән хәлқара шаһмат мусабиқидә алтун медалға еришти

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2024.07.30
qazaqistan-rusalina-01

Шаһмат бойичә хәлқара мусабиқисидә алтун медалға еришкән русалина абдуллайева-(оттурида)2024-йили июл, батуми (гирузийә) RFA/Oyghan

qazaqistan-rusalina-05

Шаһмат бойичә хәлқара мусабиқисидә алтун медалға еришкән русалина абдуллайева. 2024-Йили июл, батуми (гирузийә) RFA/Oyghan

qazaqistan-rusalina-06

Шаһмат бойичә хәлқара мусабиқисидә алтун медалға еришкән русалина абдуллайева. 2024-Йили июл, батуми (гирузийә) RFA/Oyghan

qazaqistan-rusalina-02

Шаһмат бойичә хәлқара мусабиқисидә алтун медалға еришкән русалина абдуллайевани йеқинлири қарши алмақта. 2024-Йили июл, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-rusalina-03

Шаһмат бойичә хәлқара мусабиқисидә алтун медалға еришкән русалина абдуллайевани йеқинлири қарши алмақта. 2024-Йили июл, алмута RFA/Oyghan

qazaqistan-rusalina-04

Шаһмат бойичә хәлқара мусабиқисидә алтун медалға еришкән русалина абдуллайевани йеқинлири қарши алмақта. 2024-Йили июл, алмута RFA/Oyghan

Қазақистандики уйғур өсмүрлири тәнһәрикәтниң һәр хил түрлири бойичә хәлқара мусабиқиләргә қатнишип, чоң утуқларни қолға кәлтүрмәктә. Улар өз утуқлири билән қазақистанниң хәлқарадики абруйиниң көтүрүлүшигә бир кишилик төһпә қошуш билән биргә, пүткүл уйғурларни хушаллиққа чөмдүрмәктә. Шундақ нәтиҗиләрниң қатариға әмди хәлқара шаһмат мусабиқисидә қазанған утуқларму қетилди.

Йеқинда гирузийәниң батуми шәһиридә 8-нөвәтлик шаһмат фестивали өткүзүлди. Униңға 13 мәмликәттин әң күчлүк шаһматчилар талливелинған болуп, улар бир нәччә гуруппиларда күч синашти. Мусабиқигә қазақистандин 13 яшлиқ уйғур қизи русалинаму қатнишип, алтун медалға еришти.

Мәлуматларға қариғанда, фестивал төт дәриҗидә өткән болуп, униңға 8, 10, 12, 14 яшқичә болған 450тин ошуқ бала қатнашқан. Шуларниң ичидә русалина абдуллайева үчинчи гуруппида болуп, униңға 13 мәмликәттин 74 бала қатнашқан.

Биз алмута шәһириниң 102-оттура мәктипидә оқуватқан русалина абдуллайева билән алақиләштуқ. У зияритимизни қобул қилип, грузийәдә өткән мусабиқидин алған тәсиратини төвәндикичә изһар қилди: “гирузийәгә болған сәпирим һәққидә ейтқум келиду. Гирузийәниң батуми шәһири мени қара деңизниң гүзәл көрүнүшлири вә өзиниң мәшһур җайлири билән қарши алди. Мусабиқә қатнашқучилириниң тәркиби хели күчлүк болди. Әмма мән өзүмгә, өзүмниң күчигә һәмдә өзүмниң вәзипилиримниң һөддисидин чиқип, сөзсиз ғәлибә қазинишимға ишәндим. Мусабиқә нәтиҗилири һәм өзүмниң тоққуз күн давамида шундақ бир җиддийликкә чидиғиним мени бәк хушал қилди. Биринчи нөвәттә мән ата-анилиримға чоң рәһмәт ейтқум келиду. Улар мениң сәпиримниң раһәтлик, хатирҗәм болушини тәминлиди һәм мени қоллап-қуввәтлиди вә маңа ишәнди. Теренерим мустафа һүсәйинхоҗаму мениң ғәлибәмдә аз рол ойнимиди. У маңа чоң ярдәм бәрди. Мениң бу утуқум башланмиси болсун. Мән әмди шаһмат билән техиму җиддий шуғуллинидиған болимән”.

Русалина абдуллайева алмута вилайити әмгәкчиқазақ наһийәсиниң байсейит йезисида 2009-йили 30-авғустта дуняға кәлгән. 5 Йешидин кейин униң ата-аниси алмута шәһиригә келип орунлашқан.

Биз русалина абдуллайеваниң аниси нузугум мухпулова ханим билән алақиләшкинимиздә у мундақ деди: “қизим русалина йеқинда батуми шәһиридә болған хәлқара шаһмат мусабиқисидә биринчи орунни игиләп, пәқәт бизнила әмәс, бәлки пүткүл уйғур хәлқини хушал қилди десәм, артуқ ейтқан болмаймән. Биринчи нөвәттә, әлвәттә, биз хушал болдуқ. Бу мусабиқә тоққуз күнгә созулди. Тоққуз күн биз җиддий кәйпиятта болдуқ. Қизим11 йешидин тартип шаһмат билән шуғуллинип келиватиду. У шаһматни, шаһмат қаидилирини өзи өгәнди. Өзигә яққандин кейин бизгә “апа-дада, маңа шаһмат яқиду, шуниңға қатнашқум келиду” дегәндин кейин биз шаһмат мәктәплирини издәп, мана төт йил болди шуниң билән шуғуллинип келиватиду. Шаһмат русалина үчүн кәспий тәнһәрикәткә айланди десәмму болиду. Һазир қизиминиң биринчи дәриҗиси бар. Әмди йеқин арида тәнһәрикәт маһириға кандидат дегән атақни алиду дегән үмидимиз бар.”

Русалина абдуллайева дәсләп шаһмат мәктипигә берип, өгинишигә шараит болмиғанлиқтин ата-аниси буниң башқиму йоллирини издәшкә башлиған. Бу һәқтә нузугум мундақ деди: “русалина икки йил тор арқилиқ шаһматқа қатнашти. Сәвәби қизимиз кичик болғанлиқтин өзи берип келәлмәйду. Шаһмат мәктипи өйдин йирақ. Уни апирип әкелидиған мумкинчилик йоқ. Биз ишта. Мана икки йил болди, өзи шаһмат мәктипигә берип келиватиду. Һазир у “шатранж” шаһмат мәктипиниң кәспий шаһматчилар гурупписида дәрс еливатиду. Күнигә бәш-алтә саәт вақтини шаһматқа сәрп қилиду. Турғанҗан бовисиму шаһматни яхши ойнайду. Иккиси саәт-саәтләп шаһмат ойнайду. Қизим төт йил мабәйнидә шәһәр, республика бойичә мусабиқиләргә, шундақла ташкәнт вә батумида болған хәлқара мусабиқиләргә қатнашқан. Қизимниң сандуқида он медали бар. Униң алтиси алтун, үчи күмүш, бири мис медал. Қизимиз наһайити тиришчан, оқуштиму әлачи. У һазир алмутадики 102-мәктәптә оқуйду, 9-синипқа көчти. Қизимиз буниңдин ташқири инглиз тилиниму өгиниватиду. Мәктәпни тамамлап, явропа университетлирида оқушни арман қиливатиду. Бош вақитлирида һәр түрлүк жанирдики китабларни оқушни яхши көриду. Русалинаниң 13 яштики иниси идрисму тәнһәрикәткә қизиқиду. Униң вушу-санда, йәни чамбашчилиқ бойичә тәнһәрикәт маһириға кандидат дегән дәриҗиси бар. Идрисниң 30 дин ошуқ медали бар. Йәнә русалинаниң 5 яшлиқ зарема дегән сиңлиси бар. Биз, момилири, бовилири, ата-аниси русалинани, идрисни даим қоллап-қуввәтләп туримиз һәм һәр даим улар билән пәхирлинимиз”.

Игилишимизчә, һазир қазақистандики уйғур мәктәплиридә шаһмат мусабиқилири өткүзүлүп туридикән. Қазақистанда шаһмат бойичә атиқи чиққан уйғурлардин хелил һәмрайефму мәшһур болғаникән. Хелил һәмрайеф қазақистан уйғурлиридин йетишип чиққан тунҗи пән доктори мурат һәмрайефниң бир туғқан иниси болуп, у мәктәптә оқуватқан чағлиридила мусабиқиләргә қатнишип, көпчиликниң чоң үмидигә игә болған. Кейинрәк униң исми пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки дуняғиму тонулғаниди. Әмма шундақ күнләрдә, хелил һәмрайеф 55 йешида туюқсиз аләмдин өткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.