Антони билинкин: “америка диний чәклимигә учраватқан мусулманларниң қешида туриду”

Мухбиримиз меһрибан
2023.05.10
bilinkin-roza-heyt Америка ташқи ишлар министири антони билинкин вашингтонда өткүзүлгән роза һейтлиқ зияпәттә. 2023-Йили 9-май, вашингтон
Facebook/state.gov

Америка ташқи ишлар министири антони билинкин 9-май күни вашингтонда өткүзүлгән роза һейтлиқ зияпәттә, американиң диний етиқади чәклимигә учраватқан мусулманларниң қешида туридиғанлиқини билдүргән.

Игилишимизчә, америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин уюштурулған бу йиллиқ роза һейтлиқ зияпәт 9-май кәчқурун ақсарай йенидики билайер сарийи (Blair House) да өткүзүлгән. Бу йиллиқ роза һейт зияпитигә америкадики мусулман дөләтлириниң баш әлчилири вә дипломатлиридин башқа йәнә диний тәшкилатлар вә қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәһбәрлириму тәклип қилинған.

Америка ташқи ишлар министири антони билинкин билән уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң дериктори, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат вашингтонда өткүзүлгән роза һейтлиқ зияпәттә. 2023-Йили 9-май, вашингтон
Америка ташқи ишлар министири антони билинкин билән уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң дериктори, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат вашингтонда өткүзүлгән роза һейтлиқ зияпәттә. 2023-Йили 9-май, вашингтон
Omer Kanat

Мәлум болушичә, бу йилқи роза һейтлиқ дөләт зияпитигә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң дериктори, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат, уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас қатарлиқлар тәклип бойичә қатнашқан.

Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, америка ташқий ишлар министири антони билинкин зияпәттә сөзлигән нутуқида гәрчә уйғурларниң намини биваситә тилға алмиған болсиму, әмма мусулманларниң диний әркинлик мәсилисиниң америка ташқи ишлар сияситиниң муһим нуқтиси икәнликини билдүргән. У, мусулман топлуқлири учраватқан диний етиқад чәклимилиригә җиддий диққәт қиливатқанлиқи вә “американиң диний етиқади чәклимигә учраватқан мусулманларниң қешида турудиғанлиқи” ни ейтқан.

Сүрәттә америка ташқи ишлар министири антони билинкин билән уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас вашингтонда өткүзүлгән роза һейтлиқ зияпәттә. 2023-Йили 9-май, вашингтон
Сүрәттә америка ташқи ишлар министири антони билинкин билән уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас вашингтонда өткүзүлгән роза һейтлиқ зияпәттә. 2023-Йили 9-май, вашингтон
Roshen Abbas

Игилишимизчә, роза һейтлиқ зияпәткә қатнашқан өмәр қанат әпәнди билән рошән аббас ханим, зияпәт җәрянида америка ташқи ишлар министири антони билинкин вә башқа муһим әрбаблар билән айрим сөһбәтлишиш пурситигә игә болған.

Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, у антони билинкинниң нутуқидин кейин униң билән айрим көрүшкәндә, американиң уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа техиму әмәлий тәдбирләрни елишини тәләп қилған.

Уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханимму америка ташқий ишлар министири антоний билинкинниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлгәнликигә өзиниң шәхсий нами вә уйғурлар намидин рәһмәт ейтқан.

Америка хәлқара җинайи ишлар адаләт ишханисиниң башлиқи бет ван шак ханим билән уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас вашингтонда өткүзүлгән роза һейтлиқ зияпәттә. 2023-Йили 9-май, вашингтон
Америка хәлқара җинайи ишлар адаләт ишханисиниң башлиқи бет ван шак ханим билән уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас вашингтонда өткүзүлгән роза һейтлиқ зияпәттә. 2023-Йили 9-май, вашингтон
Roshen Abbas

Рошән аббас ханимниң билдүрүшичә, улар роза һейтлиқ зияпәт паалийити җәрянида йәнә америка хәлқара җинайи ишлар адаләт ишханисиниң башлиқи бет ван шак (Beth Van Schaack) ханим вә америка хәлқара диний әркинлик баш әлчиси рашад һүсәйин (Rashad Hussain) билән айрим сөһбәтлишиш пурситигә игә болған.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң дериктори, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат билән америка хәлқара җинайи ишлар адаләт ишханисиниң башлиқи бет ван шак ханим вашингтонда өткүзүлгән роза һейтлиқ зияпәттә. 2023-Йили 9-май, вашингтон

Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, америка хәлқара җинайи ишлар адаләт ишханисиниң башлиқи бет ван шак ханим, униңға американиң уйғур мәсилисигә қаратқан сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.