Америка дора ширкәтлириниң уйғур елидә килиникилиқ синақ елип бериши америка дөләт мәҗлиси әзалириниң әндишисини қозғиған
2024.08.23
Америка авам палатасиниң демократик вә җумһурийәтчи палата әзалири 20-авғуст байден һөкүмитиниң америка дора ширкәтлириниң хитайда елип барған килиникилиқ дора синақлириға қарита тәкшүрүшни күчәйтишини, бу синақларниң америка дөләт бихәтәрлики вә әқлий мүлкини оғрилаш хәвпи пәйда қилипла қалмай, бәлки бу синаққа “ирқий қирғинчилиқ” қа учраватқан уйғурларниң мәҗбурий қатнаштурулуши мумкинликини билдүргән.
Америка авам палатаси хитай истратегийәлик риқабәт комитетиниң 4 нәпәр әзасиниң америка йемәклик вә дора башқуруш идарисиниң комиссари роберт калифқа язған бу мәктупида көрситилишичә, америка дора ширкәтлири он йилдәк вақиттин бери, хитайниң һәрбий органлири, болупму хитай азадлиқ армийәсигә бағлиқ теббий мәркәзлири вә дохтурханилар билән һәмкарлишип килиникилиқ синақ елип бериш арқилиқ, йеңи ишләпчиқарған дорилириниң бихәтәрлики вә үнүмини синақ қилмақтикән.
Мәктупта мундақ дейилгән: “биз йәнә америка дора ширкәтлириниң хитай компартийәси уйғур аһалисигә ирқий қирғинчилиқ қиливатқан шинҗаң уйғур аптоном районидики дохтурханилар билән килиникилиқ синақ елип бериватқанлиқидин әндишә қилдуқ. Бу райондики аз санлиқ милләтләр учраватқан тарихий зулум вә теббий кәмситишни нәзәрдә тутқанда, шинҗаң уйғур аптоном районида килиникилиқ синақ елип беришта җиддий әхлақий әндишиләр бар.”
Бу мәктупни америка авам палатаси хитай истратегийәлик риқабәт комитетиниң рәиси җон мулинар, бу комитетиниң нопузлуқ әзаси раҗа криснамурти вә комитет әзаси анна ешо вә нел дунниң язғанлиқи мәлум.
Америка авам палата әзалириниң хитайдики килиникилиқ синаққа уйғурларниң мәҗбурий қатнаштурулуши мумкинликидин әндишә қилиши, лагердики тутқунларға намәлум дора вә окулларниң берилидиғанлиқи қәйт қилиниватқан бир вақитта оттуриға қоюлмақта. Гәрчә буниң билән килиникилиқ синақниң бағлинишлиқ икәнликигә даир ениқ дәлил болмисиму, лекин америкада турушлуқ лагер шаһити зумрәт давут, буниң өз ара бағлиниши бардәк бир гуманда икәнликини тәкитләйду. 2018-Йили 3-айда тутқун қилинип үрүмчидики бир лагерға қамалған зумрәт давут 21-авғуст бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда қәйт қилишичә, лагерда тутқунларға һәр 24 саәттә бир қетим дора берилидикән.
Һалбуки, авам палата әзалириниң мәктупида, “ишәнчлик доклатлар бу райондики аз санлиқ милләтләрниң хитай компартийәси тәрипидин өз бәдинигә игидарчилиқтин ваз кечишкә мәҗбурланғанлиқини көрсәткәнлики” тәкитләнмәктә. Мәктупта қәйт қилинишичә, “ширкәтләрниң шинҗаң уйғур аптоном районида халисанә килиникилиқ синақ елип беришқа капаләтлик қилиш мумкинчилики йоқ” болуп, “америка ширкәтлириниң мәқсәтсиз һалда хитай компартийәсиниң бимарларни килиникилиқ синаққа мәҗбурий қатнаштуруштин еришкән санлиқ мәлуматлиридин пайдиланғанлиқиға ишинидикән.”
Белгийә леувен университетиниң пирофессори, бийологийә мутәхәссиси йевес мореу (Yves Moreau) болса, палата әзалириниң мәктупида тилға елинған әндишиләрниң әқилгә мувапиқ әндишиләр икәнликини тәкитләйду. Йевес мореу 22-авғуст бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “мениңчә, бу мәктуп интайин диққәт қиларлиқ мәктуп болуп, мәктупта интайин муһим бир қанчә мәсилә оттуриға қоюлған. Бу мәктупта икки нуқта бар, әң қизиқарлиқ нуқтиси, палата әзалири вә америка һөкүмити хитайниң кәлгүсидә америка яки кәң даиридин ейтқанда ғәрб билән риқабәтлишидиғанлиқидин әндишә қилиши, бу әқилгә мувапиқ бир әндишә. Лекин бу йәрдики соал бу риқабәтни бир тәрәп қилиштур.”
Пирофессор йевес мореуниң көрситишичә, бастуруш йүз бериватқан бир районда килиникилиқ синақ елип бериш бу сәл қарайдиған мәсилә әмәс икән.
Йевес мореу мундақ деди: “бастуруш болған яки болуватқан бу районда һәр қандақ шәкилдики килиникилиқ синақ елип бериш әхлақи өлчәмгә даир мәсилә, бу сәл қариғили болидиған бир мәсилә әмәс. Бу, америка йемәклик вә дора башқуруш идариси җиддий ойлишидиған әмәс, бәлки қандақ тәдбир қоллинишини ойлишидиған мәсилә, дәп қараймән. ”
Пирофессор йевес мореониң көрситишичә, хитайниң барлиқ дохтурхана ториниң һәммисиниң шинҗаңға бағлинишлиқ болуши уни һәйран қалдурмақта икән. Йевес морео мундақ деди: “мени һәммидин һәйран қалдурғини, пүтүн мәмликәт бойичә бир биригә зич бағлинишлиқ болған мәмликәт характерлик бу кәң торда, бу дөләттики пүтүн дохтурханиларниң асасән шинҗаңға, болупму үрүмчигә бағлинишлиқ болуши кишини һәйран қалдуриду.”
Биз 21-авғуст америка йемәклик вә дора башқуруш идарисигә елхәт йезип уларниң инкасини сориған болсақму, әмма бу идарә соаллиримизға җаваб бәрмиди. Америка йемәклик вә дора башқуруш идариси (FDA) ахбарат ишханисиниң бу һәқтики қисқа язмисида қәйт қилинишичә, улар “мәктупни тапшурувалған, әмма униң җавабини дөләт мәҗлиси әзалириға беридикән.”
Lilly Ширкити хитайниң базиси хоңкоңдики иновент-бийологийә (InnoventBio) ширкити билән шерикчилик орнатқан америка дора карханиси. Бу ширкәтниң баянатчиси җәрид шапиро 21-авғуст мухбиримизға бәргән баянатида, “Lilly әқлий мүлүкни қоғдашта чиң туриду. Һәмкарлашқучилирини қаттиқ баһалап, уларниң тәтқиқат вә санлиқ мәлумат мәхпийәтлики лилиниң өлчимигә йетишигә капаләтлик қилиду, шуниңдәк килиникилиқ тәҗрибә елип барғанда уларниң паалийитини назарәт қилип, сүпәт вә санлиқ мәлуматларниң мукәммәлликигә капаләтлик қилиду” дегән.
Лекин кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң сабиқ директори софийә ричардсон болса, уйғур елидә кишиләрниң бу хил синақларға өз разилиқи билән қатнишиш мумкинчилики йоқлуқини билдүрди. Софийә ричардсон 21-авғуст бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ дәйду: “тәтқиқатчилардин тәләп қилинидиған бу хил синаққа өз разилиқи билән қатнишиш әхлақи өлчими хитайдики хәлқләр еришиши қийин болған мүшкүл бир мәсилә. Мәлум шәкилдики тутқунлар лагери мәвҗут болған бир йәрдә яки уйғур районидәк бир җайда, сиз һөкүмәт қоллиған ишларни рәт қилалмайсиз, шундақла сиз тәтқиқатчилардин тәләп қилинидиған синақ әхлақ өлчәмлири бойичә разилиқ берәлмәйсиз.”
Софийә ричардсонниң қәйт қилишичә, хитайдики бу хил килиникилиқ синақларда хәлқара қанун, һәтта хитайниң ички қанунлириғиму хилаплиқ қилинмақтикән. Ричардсон: “кишиләрниң килиникилиқ синақларға уларниң разилиқсиз қатнишиватқанлиқиға даир баянлар, көп хил хәлқара кишилик һоқуқ қанунлириға, һәтта хитайниң сәһийә қануни, шәхси мәхпийәтлик қануни, җинайи ишлар дәва қанунини өз ичигә алған бир қатар қанунлириғиму хилаптур” деди.
Бу мәктупта йәнә американиң био-техника саһәсидики һалқилиқ әқлий мүлүки хитай азадлиқ армийәсиниң қолиға өтүп кетиш яки хитайниң дөләт бихәтәрлик қануниға асасән униң қолиға чүшүп кетиш хәвпи җиддий әндишә пәйда қилғанлиқиму тәкитләнгән. Мәктупта қәйт қилинишичә, америка дора ширкәтлири һәмкарлиқ елип барған хитай азадлиқ армийәсиниң 307-дохтурханиси хитай һәрбий теббий пәнләр академийәсигә қарашлиқ болуп, бу орун илгири америка сода министирлиқиниң қара тизимликигә киргүзүлгәникән.
Мәктупта, бу дохтурханиниң америка ширкәтлиридин еришкән техникини хитай һәрбий теббий пәнләр академийәсигә өткүзүп берип, америка дөләт бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилғанлиқи, хитай һәрбий пәнләр академийәсигә өткүзүп берилгән бу техника килиникилиқ синақниң дәсләпки басқучиға аит интайин назук санлиқ мәлуматларни өз ичигә алғанлиқи тәкитләнгән.