Америка һөкүмити һиндистанни йөләп хитайға тақабил туруш истратегийәсини ашкарилиди
Америка “бломберг” таратқусиниң 13-январ бәргән хәвиридин мәлум болушичә, америка дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси роберт обирәйин 1-айниң 14-күни “америка һиндистан-тинч окян истратегийәси лайиһәси” ни елан қилған.
-
Мухбиримиз җәвлан
2021-01-17 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Америка һөкүмити йиллардин буян хитайниң күнсери күчийиватқан һәрбий тәһдитигә қарши тәдбир еливатқан болуп, буниң ичидә әң көзгә көрүнәрлик болғини, һиндистан вә тәйвәнгә ярдәм берип, хитайниң җәнуби деңиз вә қошна әлләрдики зомигәрликигә тақабил туруш тактикиси иди.
Америка “бломберг” таратқусиниң 13-январ бәргән хәвиридин мәлум болушичә, америка дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси роберт обирәйин 1-айниң 14-күни “америка һиндистан-тинч окян истратегийәси лайиһәси” ни елан қилған. Униң билдүрүшичә, америка президенти доналд трамп 2018-йил 2-айда тәстиқлиған бу истратегийә пилани 3 йилдин буян американиң шәрқий-җәнуби асиядики һәрбий һәрикитигә йетәкчилик қилип кәлгән. Бу истратегийә йәнә өз нөвитидә һиндистан-тинч окян райониниң узун муддәт әркин вә ечиветилгән район болушиға капаләтлик қилалайдикән.
Роберт обирәйн өзиниң бу һәқтә бәргән баянатида мундақ дегән: “хитай һазир һиндистан-тинч окян райониға бесим қилип, уларниң әркинлики вә игилик һоқуқини коммунист хитай тәсәввур қилған ортақ тәқдир даирисигә киргүзмәкчи болуватиду. Әмма американиң усули униңға охшимайду. Биз өз иттипақдашлиримиз вә шериклиримиз, йәни һиндистан-тинч окян районида әркин вә ечиветилгән муһит бәрпа қилиш ғайисигә игә дөләтләр билән бирликтә өзимизниң игилик һоқуқини қоғдаймиз.”
Истратегийә мутәхәсиси, доктор әркин әкрәм әпәнди бу истратегийә пилани һәққидики көз қаришини баян қилип: “бу пиланниң иҗра қилиш вақти қалмиди вә уни иҗра қилиш җәһәттиму алаһидә нәтиҗиләр қолға кәлмиди. Әмма америка бу истратегийәгә йәнила муһтаҗ,” деди.
“америка һиндистан-тинч окян истратегийәси лайиһәси” әслидә 10 бәтлик мәхпий һөҗҗәт болуп, һиндистан-тинч окян райониниң кәлгүси вәзийити, йәни йәтмәкчи болған нишанлар төвәндикичә оттуриға қоюлған: хитайниң иқтисад булаңчилиқи вә техника оғрилиқини қәтий чәкләп, һәрбий күчиниң зорийип кетишиниң алдини елиш; һиндистанниң җәнубий асиядики иқтисадий күчи вә һәрбий үстүнлүкини җари қилдуруш; шималий корийәниң ядро қорал тәһдитини аяғлаштуруш; иттипақдаш дөләтләр билән һәмкарлишип, хитайниң игилик һоқуққа тәһдит селиш яки бузғунчилиқ қилиш қилмишлириға тақабил туруш; һиндистан-тинч окян райониниң иқтисадта бир гәвдилишишини илгири сүрүп, уни хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пиланиниң орниға дәсситиш. Бу лайиһәдә йәнә хитайниң барғанчә ғалҗирлишип, тәйвәнни қошувелишқа мәҗбурлайдиғанлиқи, сүний әқил техникасида йетәкчи орунға өтивелип, әркин дуняни тәһдит астиға елиши мумкинлики һәққидә агаһландурушлар берилгән.
Әркин әкрәм әпәнди, америка гәрчә һиндистан-тинч окян райониниң иқтисадта бир гәвдилишишини илгири сүрүш пиланини оттуриға қойған болсиму, буниңдин көрүнәрлик нәтиҗә алалмиғанлиқини билдүрди. У йәнә хәвпсизлик җәһәттиму америка билән хитайниң бу райондики үстүнлүк талишиш риқабитиниң узаққа созулидиғанлиқини оттуриға қойди.
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, американиң һоқуқ алмишиш мәзгилидә елан қилинған бу 10 бәтлик һөҗҗәттики истратегийәлик пилан хәлқарада көплигән сиясәтчиләр, анализчилар, тәтқиқатчилар вә мухбирларниң қизиқишини қозғиған һәмдә һәр хил муназириләргә сәвәб болған. Австралийә истратегийәлик сиясәт тәтқиқат институти тор бекити бу һәқтә мақалә елан қилип, “американиң ичкий вәзийити таза муқим болмайватқан бу күнләрдә бу һөҗҗәтниң ашкарилиниши американиң бу сиясәтни давамлаштуридиғанлиқини очуқ җакарлиши һесаблиниду,” дегән көз қарашни оттуриға қойған. Хитай һөкүмити бу һөҗҗәткә инкас билдүрүп: “бу ‛хитай тәһдити нәзәрийиси‚ ни техиму көптүргәнлик; америка өзиниң тәйвән һәққидә бәргән вәдисигә әмәл қилмиди,” дәп әйиблигән.
Әркин әкрәм әпәнди американиң бу истратегийәлик пиланиға қарита хитай һөкүмитиниңму ичкий вә ташқий сиясәт җәһәттә бир қатар тактикилар билән тақабил туруши мумкинликини оттуриға қойди.
Анализчиларниң қаришичә, чоң ғайиләр билән түзүлгән бу пиландики бәзи нишанларға йетиш тәс болсиму, узун муддәтни көздә тутқанда униң пайдилиниш қиммити бар икән. Америка әгәр дуня иқтисадиниң муһим мәркизи һесаблинидиған бу истратегийәлик районда хитайниң йетәкчи орунға өтүшигә йол қойса, хитай билән риқабәтлишәлмәйдикән; әгәр бу риқабәттә хитайни утуп чиқимән десә, дөләт ичидики тәртипини сақлаш билән бирликтә һиндистан-тинч окян районидики йетәкчи орниниму сақлап қелиши керәк икән.
Мақалидә көрситилишчә, трамп һөкүмитиниң хитайға тақабил туруш һәрикити америкадики һәр икки партийәниң қоллишиға еришкән. Келәр нөвәтлик президент җов байдинниң әмәлдалириму, американиң өз иттипақдашлири билән һәмкарлишип хитайға бирликтә тақабил турушиниң зөрүрлүкини баян қилишқан болуп, буму юқириқи истратегийәниң һалқилиқ қисми һесаблинидикән. Америка бу районниң бихәтәрликини қоғдашта австралийә, японийә вә һиндистан билән болған һәмкарлиқини давамлиқ күчәйтидикән.