Мутәхәссисләр: “корона вируси кризиси америка-русийә мунасивәтлирини йеқинлаштурмақта”
Йеқиндин буян америка қошма штатлири, русийә вә хитай арисидики сиясий, иқтисадий вә һәрбий мунасивәтләрниң барғансери җиддийлишиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
-
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2020-05-04 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Йеқиндин буян америка қошма штатлири, русийә вә хитай арисидики сиясий, иқтисадий вә һәрбий мунасивәтләрниң барғансери җиддийлишиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә. Болупму бир айдин ошуқ вақит мабәйнидә хитайниң вухән шәһиридин дуняға тарқап, көплигән мәмликәтләрниң иқтисадий вә иҗтимаий әһвалида күчлүк өзгиришләр кәлтүрүп чиқарған корона вируси юқирида аталған мәмликәтләрниң өз ара мунасивәтләргиму зор тәсирләрни йәткүзмәктә.
Йеқинда русийә вә америка президентлири иккинчи дуня урушиниң ахирида, йәни 1945-йилниң 25-апрел күни икки иттипақдаш мәмликәт әскәрлириниң германийәниң елба дәряси бойида учрашқанлиқиниң 75 йиллиқиға беғишлап, бирләшмә баянат елан қилған иди. Бу һәқтә бир қатар аммиви ахбарат васитилири хәвәр елан қилди.
“америка авази” радийосиниң рус бөлүми елан қилған “трамп вә путин елбадики учришишниң 75 йиллиқиға беғишланған бирләшмә баянат елан қилди” намлиқ мақалида ейтилишичә, русийә президенти владимир путин вә америка қошма штатлириниң президенти доналд трамп дәл шу 25-апрел күни бирләшмә баянат елан қилған.
Тарихтики бу күндә америка вә совет әскәрлири германийәниң елба дәряси бойида учришип, натсистлар германийәсиниң үзүл-кесил мәғлуп болғанлиқини намаян қилған иди. Мәзкур баянат ақсарай тәрипидин елан қилинған иди. Баянатта мундақ дейилгән: “елба роһи америка билән русийәниң оттуридики пәрқләрни унтуп, техиму улуғ мәқсәткә йетиштә ишәнч вә һәмкарлиқни күчәйтәләйдиғанлиқиниң үлгисидур”.
Мақалида ейтилишичә, бу йил русийә билән америка германийәдә бир қатар паалийәтләрни өткүзүшни пиланлиған болсиму, әмма корона вирусиниң дуняға тарқилиш сәвәбидин бу паалийәтләрни өткүзүш тохтитилған икән. Шундақла мәзкур тарихий вәқәгә беғишланған илмий муһакимә йиғини торда өткүзүлидикән. Буниңдин ташқири йәнә америкалиқлар, явропилиқлар һәм сабиқ совет пуқралири, шу җүмлидин бир нәччә истепадики генераллар имза қойған бирләшмә ахбарат елан қилинидикән.
Русийәниң “Argumenti Nedeli” (һәптилик пакитлар) тор гезитидә елан қилинған анастасия шипитсинаниң “америкалиқ уруш қатнашқучиси русийә вә американи иккинчи дуня уруши вақтидикидәк бирлишишкә чақирди” дегән мақалисидә дейилишичә, иккинчи дуня уруши қатнашқучиси, америкалиқ 94 яшлиқ полковник френк көн русийә вә американиң корона вируси кесили шараитида бир-биригә қарши туруштин баш тартип, әйни чағларда натсистлар германийәсигә қарши болғандәк бирлишиш һаҗәтликини билдүргән. Френк көн корона вирусиниң пәйда болушиниң русийә вә америка үчүн бирлишишниң амали икәнликини, иккинчи дуня урушиниң корона вирусидинму дәһшәтлик болуп, интайин көп адәмниң, болупму русийәликләрниң қурбан болғанлиқини тәкитлигән һәм икки тәрәпни йеқинлишишқа вә өз ара чүшинишкә чақирған.
“рубалтик” ахбарат агентлиқида елан қилинған александир носовичниң “америка вә хитайниң чоң тоқунушида русийә баш йәңгүчи болуп чиқиду” намлиқ мақалисидә ейтилишичә, америка президенти доналд трамп вә американиң бир қатар иттипақдашлири хитайни корона вирусиниң дуняға тарқилишиға җавабкар дәп қариған. Мақалиниң баш қисмида көрситилишичә, хитай вә америка оттурисидики чоң тоқунуш уруш һәрикәтлиригә елип келиш мумкин болуп, буниңда русийә мәнпәәтдаркән.
Корона вируси русийә билән американи хитайға қарши һәмкарлаштуруши мумкинму?
Мәркизий асия вә хитай бойичә мутәхәссис руслан һезимоф әпәндиниң пикричә, корона вируси вәзийитиниң русийә вә американи хитайға қарши һәмкарлаштуруш еһтималлиқи хели төвән икән. У мундақ деди: “бу американиң салаһийәтлик сиясий вә малийә-иқтисадий шәхслириниң русийәни асасий ташқи сиясий хәвп сүпитидә тонуши билән бағлиқ. Мән ойлаймәнки, бу әһвалниң йеқин арида өзгириши натайин. Раст, русийәгә нисбәтән омумий бесимниң, йәни ембарго бесиминиң бәлгилик дәриҗидә төвәнлигәнликини байқаймиз. Лекин бу қандақтур бир тактикилиқ чарә болуши мумкин. Бу биринчидин, корона вирусиниң америка иқтисадиға чоң чиқим кәлтүрүватқанлиқи билән бағлиқ. Һазир америка даирилири бу кесәлгә қарши турушқа чариләрни қоллиниш билән бәнд. Иккинчидин, һазир мана президентлиқ сайламларға тәйярлиқ һәрикәтлири башланди. Америка хитайни асасий ташқи хәвп сүпитидә таллап алди. Бәзи шитатларда қанат йейиватқан хитайни җавабкарлиққа тартиш һәрикәтлириму әнә шу сайлам билән зич бағлиқ. Шуниң үчүн москва вә вашингтонниң хитайға қарши бирлишип һәрикәт қилиши гуман туғдуриду, дәп ойлаймән.”
Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди хитайдин чиққан вирусниң дунядики пүткүл вәзийәтни, һәм сиясий, һәм җуғрапийилик әһвални, дөләтләр ара мунасивәтләрни өзгәртивәткәнликини, вирусниң дәл әнә шу хитайдин чиқип тариғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “шундақ туруп, хитай кейинки вақитта дуняни әйиблигәндәк иш қиливатиду. Йеқинда һәйран қаларлиқ иш болди. Бу вирус америка билән русийәни бир-биригә бағлаватиду. Бу икки дөләт бир мәдәнийәтниң вәкиллири. Улар бирләшмә баянат елан қилди. Буниңдин шундақ хуласә чиқағили болидуки, бу икки дөләт хитай мәсилисидә йеқинлишалайду.”
Русийәлик анализчи рустәм җелил радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “мениң оюмчә, ‛COVID-19‚ американиң русийә вә башқиму мәмликәтләргә болған мунасивәтлиригә, шундақла бәзи мәмликәтләргә елан қилған ембарголириға, һәтта уларниң юмшишиға өзгириш елип келиши натайин. Мениңчә, бу вирус буниңдинму еғир чәклимиләргә, еғирчилиқларға елип келиши мумкин. Бу йәрдә һәтта русийә вә америка оттурисидики мунасивәтләрниң өзидә чоң мәсилә бар. Корона вируси күчәйгән бир пәйттә һәтта русийәгә қаритилған ембарголарни күчидин қалдуруш тәклиплири болған болсиму, буни биринчи нөвәттә америка өзи қоллимиди. Болупму кишилик һоқуқ мәсилиси бу икки дөләт оттурисида қариму-қаршилиқ туғдуруватқан чоң мәсилә болуп қалмақта. Бу мәмликәтләрниң корона вирусиниң мәнбәси мәсилисигиму болған позитсийәси бир-биригә охшимайду. Хусусән америка хитайни бу вирусни йошурғанлиқта әйиблимәктә. Русийәдә болса мундақ позитсийәни, мундақ баһани қоллимайватиду. Шундақ болған тәқдирдә һәм америка, һәм русийәниң хитайға болған позитсийәсини бирдәк дәп қарашқа болмайду. Бу йәрдә американиң хитайға болған тәсири русийә билән селиштурғанда күчлүкрәк.”
Украинаниң “112” ахбарат агентлиқида елан қилинған “америка русийә билән болған начар мунасивәтләрниң сәвәблирини баһалиди” дегән мақалида ейтилишичә, русийә вә америка оттурисидики мунасивәтләр 1985-йилдин буян бүгүнки күндики әң чигишләшкән мунасивәтләр икән. Мақалида дейилишичә, болупму путин 2012-йили мәмликәт бешиға қайтип кәлгәндин кейин, русийә вә америка оттурисида бир нәччә сүркилишләр йүз бәргәникән. Украинадики вәқәләр, сүрийә вәзийити, русийәниң 2016-йили американиң президентлиқ сайламларға арилишиши шулар җүмлисидин болуп, кейинки вақитларда истратегийәлик һуҗум қораллири бойичә икки тәрәплимилик шәртнамә тәқдири муһим әһмийәткә игә болмақтикән.
Америка вә русийә мунасивәтлиридә қандақ йүзлиниш болуши мумкин? бу икки мәмликәт мунасивәтлири яхшиланса, һәмкарлиқ күчәйсә, бу оттура асия мәмликәтлиригә қандақ тәсир көрситиду?
Руслан һезимоф йеқиндин буян америка вә русийә мунасивәтлиридә қандақтур бир өзгиришләрниң йүз бәргәнликини билдүрүп, мундақ деди: “тәрәпләр өз ара мунасивәтләрни яхшилашқа тиришиши мумкин. Һәр икки мәмликәт рәһбәрлири икки тәрәп мунасивәтлириниң йепилип қалғанлиқини, буниңдин кейин қаршилиқниң пәқәт техиму күчийидиғанлиқини чүшинип туриду. Буни биз икки мәмликәт оттурисида имзаланған ракета қораллирини қисқартиш мәсилисидә көрәләймиз. Корона вируси мәсилисидә америка вә хитай оттурисидики мунасивәтләр җиддийлишиватқан бир вақитта америка вә русийә истратегийәлик һуҗум қораллири шәртнамиси бойичә бәзи йеңи келишимләргә келиши мумкин. Бирақ буниң еһтималлиқи төвән.”
Руслан һезимоф америка вә русийәниң мәркизий асияға болған тәсириниң әң қизиқ мәсилиләрниң бири икәнликини илгири сүрүп, мундақ деди: “бу йәрдә, мән ойлаймәнки, һәммә нәрсә чүшинишлик. Русийә вә америка мәркизий асиядики асасий риқабәтчиләр болуп қеливериду. Уларниң мәнпәәтлири қариму-қарши. Мәсилән, корона вируси мәсилисидә бу дөләтләр қариму-қарши позитсийәни игиләйду. Америка баштила хитайни әйиблиди. Ташқи ишлар министири майк помпейо мәркизий асияға кәлгәндә хитайниң вирусни контрол қилмайватқанлиқида әйиблигән. Буниңға җавабән хитай американи өзлирини әйибләшкә киришти. Мушу ахбарат урушида йеңи қизиқарлиқ мәлуматлар сиртқа чиқишқа башлиди. Мәсилән, алмута шәһиридики мәркизий референс-лабораторийә американиң ярдими билән селинған. Бир қизиқ йери, бу ахбарат урушиға русийәму қатнашти. Бу әһвалда у хитай тәрәп болди. Бәзи аммиви ахбарат васитилири американиң мәркизий асия, мустәқил дөләтләр һәмкарлиқи территорийәсидики, шу җүмлидин қазақистандики түрлүк йошурун лабораторийәлирини көрситип язған. Шуниң үчүн русийә вә американиң мәркизий асия мәсилисидә бир келишимгә келиши мумкин әмәс. Әмди кейинки йилларда русийә вә хитай шундақ бир шәкилни таптики, улар мәркизий асияда тоқунушсиз һәм сапалиқ һалда өз сиясәтлирини йүргүзмәктә. Русийә вә американиң мәркизий асиядики мундақ дәриҗидики өз ара һәмкарлиқини күтүш мумкин әмәс.”
Қәһриман ғоҗамбәрди мундақ деди: “әң болмиғанда русийә һазирқи вәзийәттә иҗабий битәрәп бир позитсийәгә өтсә нур үстигә нур болиду. Ундақ вақитта америка хитайни тизгинләйтти. Һазирқи хитай вируси вә униң ақиветидин болуватқан вәзийәтләр вашингтон билән москвани йеқинлаштуридиған бир шараит. Әгәр улар йеқинлашса, мәркизий асия дөләтлири, түркий дөләтләр үчүн иҗабий болатти. Америка билән русийәниң йеқинлишиши мәркизий асия дөләтлиригә, шу җүмлидин уйғур мәсилисигә әң пайдилиқ, әң керәк.”
Рустәм җелил мәркизий асия мәмликәтлириниң мушу күнгичә русийә, хитай вә америка қошма штатлири башлиқ явропа иттипақиниң тәсири астида болуп келиватқанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “улар әнә шу үч тәрәпниң тәсири астида йәнә қалиду. Мумкин шу мәмликәтләр арисида һәтта техиму кәң даиридә шараитқа қарап яшашқа тоғра келиду. Хитай өзиниң мәркизий асиядики илгирики позитсийәсини йоқатмай келиватиду. Әмди русийә вә американиң бу райондики әһвали қийинлишиши мумкин. Корона вирусиниң тарқилиши билән көплигән мәмликәтләрниң хәлқарадики роли башқичә болуши мумкин. Әмди җуғрапийәлик җәһәттин йеқин орунлашқан мәмликәтләрниң бу районға болған тәсири күчлүкирәк болиду, дәп ойлаймән.”
Мәлум болушичә, ахирқи вақитларда дуняға тариған корона вируси сәвәбидин русийә, америка һәм хитай өзлириниң мәркизий асиядики позитсийәсини техиму мустәһкәмләшкә киришкәнкән. Болупму хитай қазақистан, қирғизистан охшаш қошна мәмликәтләргә теббий мәһсулатлар, озуқ-түлүк, һәтта теббий мутәхәссисләр җәһәттин ярдәм көрситиватқан болсиму, бу йәрлик аһалә арисида, айрим паалийәтчиләрдә хитайға болған гуманни техиму күчәйтмәктикән.