Доналд трампниң қайта пирезидент болуп сайлиниши хитай үчүн немидин дерәк бериду?

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.11.07
tramp-shi-jinping-xan-sariyi.jpg Америка президенти доналд трумп рәпиқиси билән хитай президенти ши җинпиң вә униң рәпиқиси билән хитайниң гугоң хан сарийида зиярәттә. 2017-Йили 8-ноябир, бейҗиң.
REUTERS

Мутәхәссисләр, сабиқ пирезидент доналд трампниң бу қетимқи америка пирезидент сайлимида ғәлибә қилиши, хитай һөкүмити үчүн күтүлмигән хәвәр болғанлиқини, тирамп йолға қоймақчи болған таможна беҗиниң хитай иқтисадиға техиму зор зәрбә беридиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Сабиқ пирезидент доналд трампниң бу қетимқи сайламдики ғәлибиси хитай, украина, оттура шәрқ вә дуняниң башқа җайлиридики дөләт һәм районға һәр җәһәттин наһайити чоң тәсир көрситиду, дәп қаралмақта. Нөвәттә америкадин қалсила дунядики иккинчи номурлуқ зор иқтисадий гәвдә болуп оттуриға чиқиватқан хитайға нисбәтән, трампниң йәнә төт йил америка пирезиденти болуп вәзипә өтүши, икки зор риқабәтчи күч оттурисидики мунасивәткә зор тәсир көрситидиғанлиқи мәлум. Шуңа трамп 2025-йили 5-январда ақсарайға қайта киргәндин кейин, униң хитайға қандақ муамилә қилидиғанлиқи вә қандақ сиясәт йүргүзидиғанлиқи, һәр саһә кишилириниң диққитини тартиватқан, шундақла җиддий мулаһизә қилиниватқан қизиқ темилардин болмақта.

Тирамп алдинқи нөвәтлик пирезидентлиқ мәзгилидә хитайға қарши сода урушиниң пилтисини йеқип, хитайниң експорт мәһсулатлириға нәччә йүз милярд долларлиқ таможна беҗи қойған, шундақла хитайниң әң чоң телеграф ширкити болған хуавейға қарши дуняви һәрикәт башлатқан иди.

Ундақта, трампниң ғәлибиси хитай үчүн немидин дерәк бериду? униң бу нөвәтлик пирезидентлиқ мәзгилидә американиң хитай сияситидә җиддий өзгиришләр боламду?

Америкадики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon G. Chang) Бу һәқтә өз көз қарашлирини баян қилип, мундақ деди: “трампниң қайта пирезидент болуп сайлиниши, хитай һөкүмити үчүн хош хәвәр болмиди, әлвәттә. Хитай һазир дуня базириға җиддий еһтияҗи бар. Чүнки ши җинпиң ташқий експорт арқилиқ чөкүшкә башлиған хитай иқтисадини қутқузмақчи болуватиду. Мән тирампниң хитай маллиридин кәм дегәндә 60 пирсәнт таможна беҗи елиш вәдисигә әмәл қилидиған яки қилалмайдиғанлиқини билмәймән. Лекин биз тирампниң хитай маллиридин таможна беҗи елишни халайдиғанлиқини вә буни наһайити муһим дәп қарайдиғанлиқини билимиз. Таможна беҗиниң йолға қоюлуши, хитай маллириниң америка базириға киришини җиддий шәклидә чәкләйду. Бу хитай һөкүмити үчүн интайин начар хәвәр”.

Җумһурийәтчиләр партийәси бу қетимлиқ америка пирезидент сайлимидила утуп қалмастин, бәлки йәнә америка кеңәш палатаси билән авам палатасидиму зор үстүнлүкни игилиди. Бу нәтиҗиниң доналд трамп, җов байдендин һакимийәтни өткүзүп алғандин кейин, униң кәлгүси 4 йилда зор сиясий қарарларни елиши вә иҗра қилишини асанлаштуридиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси мав ниң 6-ноябир күнидики ахбарат елан қилиш йиғинида трампниң сайламдики ғәлибисигә инкас қайтуруп, мундақ дегән: “биз хитай-америка мунасивитини өзара һөрмәт, тинчлиқта биллә мәвҗут болуш һәм өзара мәнпәәт йәткүзүштәк һәмкарлиқ пиринсипи бойичә давамлаштурушни халаймиз. Бизниң америкаға қаратқан сияситимиз бирдәк”.

Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән әпәндиниң трампниң қайта пирезидент болуп сайлиниши вә трампниң хитай сиясити һәққидики қарашлири пәрқлиқ. У бу һәқтә мундақ деди: “трампниң американиң иқтисадини тәрәққий қилдуруш, америкаға көңүл болуш вә американи күчләндүрүш пилани, хитайға дуняниң һәрқайси җайлирида, болупму шәрқий-җәнубий асияда, җүмлидин тәйвәндә хитайға қолайлиқ шараит вә пурсәт елип келиш мумкин. Мениңчә, бу хил еһтималлиқ бәк юқири”.

Һалбуки, америкадики сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) трампниң қайта пирезидент болуп сайлиниши, хитайға нисбәтән ейтқанда техиму зор вә күчлүк рәқиб шәкилләндүриду, дәп қарайду. У, американиң хитай вә униң иттипақдашлириға қарита йүргүзгән сияситидә чоқум бәзи өзгиришләрниң болидиғанлиқини илгири сүриду:

“трамп, хитайға нисбәтән техиму чоң вә техиму күчлүк рәқиб болуп қалиду. Чүнки трамп һөкүмити байден һөкүмитигә қариғанда хитайдин техиму юқири таможна беҗи алиду. Тәйвән мәсилисигә кәлсәк, трамп узундин буян тәйвәнни асасий җәһәттин қоллап кәлди. Көпинчә кишиләр, трамп американиң күчлүк иттипақдашлирини қоллайду. Трамп иттипақдашлириниң өз армийәсини күчәйтишини үмид қилиду, иттипақдашлириниң пәқәт америка армийәсигила тайинип қелишини халимайду, дәп қарайду. Шуңа трамп иттипақдашлириниң мудапиә чиқимини американиң сәвийәсигә, йәни омумий ишләпчиқириш қиммити (GDP) ниң үч пирсәнттин төт пирсәнткичә болған қисмини дөләт мудапиә хамчоти үчүн сәрп қилиши керәкликини тәшәббус қилиду. Мениңчиму хитай вә русийәниң күчлүк тәһдитигә учраватқан алдинқи сәптики японийә, корейә, тәйвән, австралийә, украина, полша қатарлиқ дөләтләрниң хитай вә русийәгә қарши өзлириниң күчлүк мудапиә системиси болуши керәк. Бу дөләтләрниң бәзилири өзлирини мудапиә қилиш үчүн ядро қораллириға еһтияҗи бар, чүнки улар өзлирини қоғдашта трамп һөкүмитигә тайинип қелишни халимайду, шундақла бу җәһәттә трамп һөкүмитигә бәкму ишинип кәтмәйду. Шуңа хитай вә русийәниң тәһдитигә қарши әң яхши вә күчлүк мудапиә системиси дәл ядро қораллириға игә болуштур”.

Бейҗиң университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң пирофессори җя чиңгу хитайни өзини тутувелишқа чақирған. У, хитайниң америкаға тақабил турушта өзиниң һәрбий вә иқтисадиға мәбләғ селиш арқилиқла әмәс, бәлки җәнубий деңиз вә тәйвәндә һәрбий тоқунуштин сақлиниш вә зөрүр болмиған ихтилаплардин йирақ туруш арқилиқ, америка билән техиму чоң риқабәткә тәйярлиқ қилишқа чақирған.

Шаңхәй фудән университети хәлқара тәтқиқат институтиниң мудири ву шинбо, доналд трампниң биринчи нөвәтлик вәзипә өтәш мәзгилидә, хитай әмәлдарлириниң уни төвән мөлчәрлигәнликини, буниң уларниң трампниң иш беҗириш усулини билмигәнликидин болғанлиқини, шуңа хитай рәһбәрлириниң бу қетим трампниң иккинчи нөвәтлик пирезидентлиқ мәзгилигә техиму яхши тәйярлиқ қилиши керәкликини оттуриға қойған. У мундақ дегән: “биз трамп һөкүмити билән һәм сөһбәтлишишкә шуниң билән бир вақитта йәнә қаршилишишқа тәйяр турушимиз керәк. Буларниң һәр иккиси зөрүр. Биз сөһбәт билән тоқунушни тәң елип беришимиз керәк”.

2020-Йили алдинқи нөвәтлик трамп һөкүмитиниң ташқи ишлар министири майк помпейо хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзгән юқири бесимлиқ бастуруш сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиған иди. Бу қарар кейинчә америка һөкүмити вә бир қисим ғәрб әллириниң уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә қарар елишиға зор дәриҗидә түрткә болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.