Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси уйғур мәҗбурий әмгики билән ишләпчиқирилған мәһсулатларни тутуп қелиш буйруқи чиқарди

Мухбиримиз нуриман
2021.01.14
Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси уйғур мәҗбурий әмгики билән ишләпчиқирилған мәһсулатларни тутуп қелиш буйруқи чиқарди Ню-йорк портидики америка таможна вә чегра қоғдаш (CBP) хадимлири хитайдин киргән, уйғур районидики түрмә яки җаза лагердикиләрниң әмгики билән ясалған дәп гуман қилинған ялған чач вә қошумчә буюмларни тәкшүрмәктә. 2020-Йили 29-июн.
AFP

13-январ америка ана вәтән бихәтәрликини қоғдаш министирлиқи (DHS) вә америка таможна вә чегра қоғдаш идариси (CBP) бирликтә ахбарат елан қилиш телефун йиғини өткүзди.

Йиғинда америка ана вәтән бихәтәрликини қоғдаш министирлиқиниң министири кен кучинелли әпәндиниң билдүрүшичә, америка таможна вә чегра қоғдаш идариси 13-январдин башлап американиң 328 кириш еғизиниң һәммисидә хитайда лагерлар вә түрмиләргә соланған милйонлиған уйғурларниң мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған пахта мәһсулатлири вә пәмидур мәһсулатлириға қарита тутуп қелиш буйруқи (WRO) елан қилған.

Тутуп қелиш буйруқиға асасән тутуп қилинидиған мәһсулатлар кийим-кечәк, тоқумичилиқ, пәмидур уруқи, консервалиқ пәмидур, пәмидур қиями вә пахта вә пәмидурдин ясалған башқа һәр қандақ мәһсулатни өз ичигә алидикән. Импорт қилғучилар өзлири импорт қилмақчи болған мәһсулатларниң тәминләш зәнҗириниң хам әшя ишләпчиқириш яки йиғивелиш қатарлиқ һәр қандақ басқучта мәҗбурий әмгәктин пайдиланмаслиқиға мәсул болуши керәк икән.

Йиғинда йәнә америка таможна вә чегра қоғдаш идариси икки йилдин бери хитайдики тәминләш зәнҗирини тәкшүрүш җәрянида, қәрзгә бағлап мәҗбурий ишлитиш, әркин һәрикәт қилишини чәкләш, сирттин айриветиш, қорқутуш вә тәһдит селиш, иш һәққини тутуп қелиш вә начар турмуш вә хизмәт шараити қатарлиқ амиллар мәҗбурий әмгәкниң көрсәткүчиси қилғанлиқи тәкитләнди.

Кен кучинелли әпәнди сөз қилип мундақ деди: “америка ана вәтән бихәтәрликини қоғдаш министирлиқи американиң тәминләш зәнҗиридики һечқандақ мәҗбурийәт әмгикигә йол қоймайду. Биз америка хәлқини давамлиқ қоғдаймиз вә мәҗбурий әмгәккә аит ишәнчлик мәлуматларни тәкшүримиз. Мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларниң дөлитимизгә киришиниң алдини алимиз. Биз хитайниң лагерлирини тақап, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтитишини тәләп қилимиз.”

Мәлум болушичә, өткән йили 7-айда америка һөкүмити сода саһәсидикиләргә хитайдики мәҗбурий әмгәккә читишлиқ болған содиниң сода инавити, иқтисади вә қануний хәвипи тоғрисида агаһландуруш бәргән. 12-Айниң 2-күни, америка таможна вә чегра қоғдаш идариси хитай коммунистик партийәсигә бивастә қарашлиқ иқтисадий вә йерим һәрбий тәшкилат болған шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәнидин кәлгән пахта вә пахта мәһсулатлириға тутуп қилиш буйруқи (WRO) илан қилған иди.

Америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң юқири дәриҗилик әмәлдари марк морган әпәнди сөз қилип мундақ деди: “шуниси наһайити иниқки, хитай һөкүмити уйғур вә башқа етник милләтләрни нишан қилған бастуруш һәрикитини йүргүзүватиду. Бизниң тәкшүрүшимизгә қариғанда, лагерларға вә түрмиләргә соланғанлар ашу районда мәҗбури әмгәккә селиниватиду.”

Марк морган әпәнди йәнә сода саһәсидикиләргә алаһидә шуларни әскәртти: “сода саһәсидикиләргә шу иниқ болсунки, американиң таможна вә чегра қоғдаш қануниға асасән сиз импорт қилған мәһсулатлирңизниң тәминләш зәнҗиридики һәр қандақ басқучида мәҗбурий әмгәк ишлитилмигәнликигә капаләтлик қилишиңиз керәк. Бу бир мәсулийәт, вә риайә қилишқа тигишлик қанун.”

Америка федератсийә қануниниң 19-маддисиниң 1307-бөликидики мәзмунларға асасән пүтүнләй яки қисмән һалда түрмидики җинайәтчиләрниң, балиларниң мәҗбурий әмгики арқилиқ, җүмлидин мәҗбурий яки мәҗбурийәт әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған барлиқ таварларни импорт қилишни мәний қилинидикән. Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси бу бәлгилимиләргә хилаплиқ қилип импорт қилинған дәп гуман қилинған малларни тутуп қалидикән.

Ахирида америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң юқири дәриҗилик әмәлдари марк морган әпәнди кәң хәлқ аммисиниң һөкүмәт органлириға маслишип, американиң сода инавитигә қара сүрүватқан, мәҗбури әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған малларни америка базарлирдин сиқип чиқиришни тәләп қилди: “һәр қандақ бир киши тәминләш зәнҗиридики мәҗбури әмгәккә мунасивәтлик гуманлиқ әһвалларни биз (CBP) гә мәлум қилсаңлар болиду. Силәрниң адди бир һәрикитиңлар америка ана вәтән бихәтәрликини қоғдаш министирлиқи тәшәббус қиливатқан, хәлқарада кишилик һоқуқни қоғдашқа, бихәтәр ишләпчиқириш вә қанунлуқ содини қанат яйдурушқа ярдими болиду. Сәмимийлик билән ейтқанда, биз бирликтә һәрикәт қилсақ, американиң базиридин ‛заманиви қуллуқ‚ ни сиқип чиқириветәләймиз. Буниңда һәммимизниң мәсулийити бар, ахирида америка таможна вә чегра қоғдаш идариси американиң тәмниләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәккә читишлиқ әһвалларни тәкшүрүшни давам қилиду. Биз американиң тәминләш зәнҗиридә мәҗбури әмгәкниң болушиға йол қоймаймиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.