Помпейо америка-тәйвән мунасивитидики чәклимиләрни бикар қилди

Мухбиримиз җүмә
2021.01.10
Помпейо америка-тәйвән мунасивитидики чәклимиләрни бикар қилди Америка ташқи ишлар министири майк помпейо.
AP

Америка ташқи ишлар министири майк помпейо шәнбә күни америка вә тәйвән әмәлдарлири оттурисидики дипломатик алақиләргә қоюлған чәклимиләрни бикар қиливатқанлиқини җакарлиди.

Бәзи ахбарат васитилиридә бу һәрикәтниң америка-тәйвән мунасивәтлирини түптин өзгәртип, хитайни ғәзәпләндүридиғанлиқи вә бейҗиң билән вашингтон оттурисидики зиддийәтни күчәйтиветидиғанлиқи илгири сүрүлди.

Помпейо баянатида мундақ деди: “ташқи ишлар министирлиқи нәччә он йилдин буян америка дипломатлири, һәрбий хадимлар вә башқа әмәлдарларниң тәйвәнлик кәсипдашлири билән болған алақисигә мурәккәп ички чәклимиләрни қоюп кәлгән. Америка һөкүмити бейҗиңдики коммунистик һакимийәтни рази қилиш үчүнла бу қарарларни бир тәрәплимә һалда йолға қойған. Әмди у күнләр кәлмәскә кәтти.”

У йәнә мундақ деди: “бүгүн мән, өзимизгә өзимиз қойған бу чәклимиләрниң һәммисини бикар қилғанлиқимни җакарлаймән.”

Мәлум болушичә, бу чәклимиләр тәйвән әмәлдарлирини америка ташқи ишлар министирлиқида қобул қилмаслиқ, улар билән сөзлишиш тоғра кәлсә меһманхана қатарлиқ бирәсмий сорунларда учришиш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

Америка ташқи ишлар министириниң мәзкур қарари тәйвән даирилириниң алқишиға еришти.

Тәйвәнниң вашингтондики вәкили шяв мейчин ханим бу һәқтә йоллиған твиттер учурида: “нәччә он йиллиқ кәмситиш бикар қилинди. Бу өзара мунасивитимиздики ғайәт зор бир күн. Мән буниңдики һәр бир пурсәтни қәдирләймән,” деди.

Америка ташқи ишлар министири майк помпейо хитайға қарита қаттиқ позитсийә тутқан вә уни америка дуч кәлгән асаслиқ узун муддәтлик тәһдит дәп бекиткән иди.

Хитайниң америкиниң мәзкур қарариға қандақ инкас қайтурғанлиқи һазирчә мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.