Ғәрб әллири уйғур мәсилисигә болған диққәт-етибарини техиму ашурмақта

Мухбиримиз сада
2019.04.15
yighin-korunushi-nuri.jpg Америкадики хәлқара мунасивәтләр кеңишидә мәхсус уйғур мәсилиси бойичә ечилған илмий муһакимә йиғинида сөзгә чиққанлар. 2019-Йили 12-апрел, ню-йорк.
RFA

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияриға қаратқан қаттиқ қол сиясити хәлқараниң тәнқидигә учрап, ғәрб әллириниң җиддий диққитини қозғаватқан бир пәйттә америкадики хәлқара мунасивәтләр кеңишидә уйғур мәсилиси бойичә мәхсус бир илмий муһакимә йиғини ечилди.

Мәзкур йиғин 12-апрел күни американиң ню-йорк шәһиригә җайлашқан хәлқара мунасивәтләр кеңишидә ечилди. “хитайдики уйғурлар” темисидики бу муһакимә йиғиниға америкидики җорҗи тавн университетиниң тарих пәнлири профессори, атақлиқ уйғуршунас җеймис милвард, уйғур адвокат нурий түркәл, б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң муавин рәиси гай мәкдогал қатарлиқлар алаһидә тәклип билән қатнашқан.

Хәлқара мунасивәтләр кеңиши 1921-йили қурулған болуп, баш шитаби ню-йорк шәһиригә җайлашқан. Бу кеңәш сабиқ сиясийонлар, америка ташқи ишлар министирлиқиниң 12 дин артуқ муһим хадимлири, америка мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқлири, банкер, адвокат, университет профессорлири, сабиқ ахбарат хадимлири қатарлиқ муһим әрбабларни өз ичигә алған 4900 адәмдин тәшкил тапқан чоң кеңәш һесаблиниду.

Йиғинда асаслиқ муһакимә қилинған тема хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур диярида йүргүзүватқан зор көләмлик тутқун қилиш вә қийин-қистаққа елиш мәсилиси, америка вә башқа дөләтләрниң юқириқи мәсилигә қарита инкаси қатарлиқларға мәркәзләшкән.

Йиғин башланмисида җеймис милвард әпәнди уйғур мәсилиси вә нөвәттә уйғур диярида йүз бериватқан ишлар һәққидә тохталған. У сөзидә хитай һөкүмитиниң 20-әсирдин буян милләтләр арисидики охшимаслиқларни илмий вә тоғра усуллар арқилиқ бир тәрәп қилишқа урунуп бақмиғанлиқини, уларға қарита бастурушниң тохтап қалмиғанлиқниң сәвәби уларниң өзидин башқа милләтләрни “дөләтни парчилиғучи амил” дәп қариғанлиқидин икәнликини алаһидә тәкитләп өткән.

Җәймис милвард мундақ дегән: “18-әсирниң алди-кәйнидә уйғур дияри манҗу импирийәсиниң контроллуқи астида иди. 20-Әсиргә кәлгәндә хитай һөкүмити көп хил милләтләр мәсилисидә пассип йол тутуп, уларниң арисидики пәрқләргә тоғра муамилә қилмиди. Әң башта сабиқ совет иттипақи парчиланғандин кейин, хитайниң сиясәтшунаслири бир дөләттә көп хил милләтләрниң болуши шу дөләт үчүн тәһдит, дәйдиған йәкүнни чиқарған. Униңдин кейин 2008-2009-йиллири тибәт вә үрүмчидә йүз бәргән вәқәләр хитайниң уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрни бастурушиға бир баһанә болди.”

Җәймис милвард сөзи давамида чен чүнгониң тибәт районида хизмәт өтигән мәзгилидә кичик көләмлик “қайта тәрбийәләш” программилирини барлиққа кәлтүрүп, етник зиддийәтни пәсәйтиштә көрүнәрлик хизмәт көрсәткәнлики, 2016-йили уйғур дияриға йөткәп келингәндин кейин шу хил сиясәтләрни уйғурларғиму тәдбиқлиғанлиқини алаһидә тәкитләп өткән.

Йиғинға тәклип қилинған меһманлардин б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң муавин рәиси гай микдогал ханимму сөз қилған. У сөзидә бултур ноябирда бирләшкән дөләтләр тәшкилатида ечилған хитайниң 2018-йиллиқ кишилик һоқуқ хатирисигә универсал вә қәрәллик қарап чиқиш йиғинини тилға елип өткән. У мундақ дегән: “хитай һөкүмитиниң өз пуқралирини бастурушлириға қарита ғәрб әллири изчил инкас билдүрүп келиватиду. Улар изчил хитайдин уйғур диярида чәклимисиз зиярәттә болушни, шу арқилиқ шу җайниң нөвәттики вәзийитини әйнән баһалашни тәләп қилип кәлди. Униңдин башқа явропа парламентиму охшаш тәләпни оттуриға қойди.”

У сөзидә йәнә “баңладиш, һиндистан вә һиндонезийәгә охшаш ислам дөләтлири өз һөкүмитидин хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушлириға қарита күчлүк тәдбир қоллиниши лазимлиқини тәләп қиливатиду. Биз бундақ инкасларниң қәйәргә берип тохтайдиғанлиқини билмәймиз, әмма бу һәқиқәтән яхши бир әһвал,” дегән.

Йиғин давамида риясәтчи нурий түркәл әпәндидин уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә қарита б д т хәвпсизлик кеңиши немә үчүн әмәлий тәдбир қолланмайдиғанлиқини сориғинида у мунуларни баян қилип өтти: “уйғурларниң мәсилиси давамлишиватқили шунчә узун болған болсиму, әмма хәлқара җәмийәттә йәнила йетәрлик тәсир пәйда қилалмайватиду. Нурғун кишиләр уйғурларниң кимликини, уларниң хитай һөкүмити билән болған мунасивитини шундақла хитай һөкүмитиниң немә үчүн уларға охшимайдиған тактекиларни қоллинип бастуруватқанлиқини яхши чүшәнмәйду. Униңдин башқа пакистан, сәуди әрәбистанға охшаш бәзи ислам дөләтлириниң еғизи хитайниң пули билән йәмләнгән, шуңа улар инкас билдүрмәйду.”

Нурий түркәл әпәнди уйғурларниң бурундинла хитай һөкүмитиниң бастурушиға учрап келиватқанлиқи, һалбуки бу қетимлиқ бастурушниң тарихтики әң еғир балдаққа берип йәткәнликини алаһидә тәкитләп өтти.

У мундақ деди: “хитайниң һазир қиливатқини ирқий бастуруш. Улар өзлири әйни вақитта тәшвиқ қилған уйғурлар ичидики даңлиқ әрбабларни лагерларға солаватиду. Бизниң бәзи дуняға даңлиқ алимлиримиз, язғучилиримиз, тәтқиқатчилиримиз хитайниң җаза лагерлириға соланди. Кишиләр хитайдин буларниң из-дерикини чоқум сориши керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.