Америка уйғурлири 2025-йилни бирликтә күтүвалди
2025.01.01

Муһаҗирәттики уйғур җамаити түрлүк сәвәбләрдин дуняниң һәрқайси җайлириға тарқақ маканлашқан болуп, уйғурларниң әсирләр бойи давам қилип кәлгән коллектип һаятлиқ чәмбирикидә өзара алақидә болуш вә җәм болуп бар-йоқтин бирликтә бәһримән болуштәк әнәниси изчил түрдә охшимиған шәкилләрдики паалийәтләр арқилиқ әмәлгә ешип келиватқанлиқи мәлум. Бу хилдики җәм болуш паалийәтлириниң бири, америка уйғурлириниң вашингтон шәһиригә җәм болуп, 2025-йилни күтүвелиш паалийити өткүзүши болди.
Америка уйғур бирләшмисиниң баш саһибханилиқида тәшкилләнгән бу қетимқи паалийәт 31-декабир кәчқурун башланди. Вирҗинийәдики Hyatt меһманханисиниң бәш йүз кишилик зали америка тәвәсидин, шундақла явропа вә башқа җайлардин кәлгән уйғур җамаити билән лиқ толди. Паалийәт риясәтчилири мустафа ақсу вә көп қисим уйғурларға “назакәт” дегән исим билән тонулған доктор елис андерсон бу йиллиқ паалийәтниң башланғанлиқини елан қилғанда, залда гүлдүрас алқиш садалири яңриди.
Уйғур елидә йиллардин буян изчил давам қилип кәлгән бастурушларда әң еғир зәрбигә учриған саһәләрниң бири уйғур миллий кимликигә мәнсуп мәзмунлар болуп, хитай һөкүмитиниң “җуңхуа миллити ортақ еңи вә кимлики чүшәнчисини турғузуш” шоари уйғурларға хас мәдәнийәтни шиддәт билән йоқитишниң нәзәрийәви асасини тәминләп кәлгәнлики мәлум. Бу хил реаллиққа қарита муһаҗирәттики уйғурлар өз миллий кимликини сақлап қелиш, болупму уйғур тил-йезиқи, мәдәнийити вә сәнитини кейинки әвладларға йәткүзүшни буниңдики муһим хизмәтләрниң бири қилип талливалған. Бу қетимқи паалийәт үчүн “ғәмгузар ана” ана тил мәктипиниң оқуғучилири тәйярлиған “чинә уссули” вә башқа номурлар нәпислики, гүзәллики вә сәнәт йүксәклики билән залдики җамаәтниң күчлүк диққитини тартти.
Америка уйғур бирләшмисиниң паалийәтлири йиллардин буян һәрқайси җайлардики уйғур җамаитиниң халисанә қоллашлири бәдилигә меңиватқан болуп, буниңға күч чиқириватқан кишиләрму аз әмәс. Бу йилқи паалийәтниң мәзмунлириниң бири әнә шу хил халисанә хизмәт қилғучилардин вәкиллик кишиләргә мукапат тарқитиш болди. Бу йил мәзкур җәмийәтниң һәйәт әзалиридин абдулғәни муса вә “ғәмгузар ана” ана тил мәктипиниң мәсули сүрәййә қәшқири бу шәрәпкә наил болди. Сүрәййә қәшқири мукапат тапшурувалғандин кейин қисқичә сөз қилип, “ана тил мәктипи” ниң ялғуз тил мәктипила әмәс, бәлки уйғурлар үчүн әң муһим васитиләрниң бири болған маарипқа йол ачқучи ишик икәнликини алаһидә тәкитлиди.
Уйғурларниң қәлб төридин орун алған нахшичилардин санийә исмайилму алайитән бу қетимлиқ паалийәт үчүн қазақистандин йетип кәлгән иди. Униң уйғур қизлиридики җасарәткә беғишланған “мениң исмим уйғур қизи” намлиқ нахшиси йиллардин буян хәлқниң сөйүп аңлишиға муйәссәр болуп кәлгән иди. Санийә бу қетимқи паалийәт үчүн тәйярланған сәһнигә чиқип бу нахшини нәқ мәйданда орунлиғанда паалийәт әһли йәнә бир қетим гүлдүрас алқиш яңратти.
Санийә исмайилниң иҗадий һаяти уйғур елидә түрлүк чәклимиләргә дуч кәлгән болсиму, у өзидики сәнәт талантини өзиниң арзулуқ қизиға мувәппәқийәтлик һалда йәткүзүп кәлмәктә иди. Бу қетимқи паалийәттә бу қиз ялғуз орундиған хәлқ нахшиси әмдила балилиқ дәвригә қәдәм қойған бу сәбийниң кәлгүсидики утуқлиридин дәсләпки қәдәмдә бешарәтләрни бәрмәктә иди.
Уйғурлар йиллардин буян өзлириниң хушаллиқи вә қайғулирини, шуниңдәк күрәш ирадисини ипадиләштә сәнәтни бир түрлүк қорал қилип кәлгәнлики мәлум. Бу қетимқи паалийәт үчүн алайитән шиветсийәдин йетип кәлгән мухтәр абдукерим җанбаз өзиниң юқири маһарити арқилиқ бир йүрүш җәңгивар нахшиларни тәқдим қилди. “дутар шаһи” абдуреһим һейттин биваситә тәлим алған мухтәр җанбаз әпәнди алди билән көпчиликкә “атилар” намлиқ нахшини юқири маһарәт билән ейтип, залдики тамашибинларниң қәлб тарини титрәтти.
Мәрһум сәнәткар күрәш күсән һаят вақтида иҗад қилған вә өзиниң яңрақ авази билән орундиған җәңгивар нахшилири һелиһәм уйғурларни күрәшкә, әркинликкә вә ана вәтининиң һөрийитигә чақирмақта. Мухтәр абдукерәм җанбаз әпәнди бу қетим мәрһум сәнәткар күрәш күсәнниң “атландуқ” намлиқ мәшһур нахшисини юқири маһарәт қайта орундап, йеңи йил паалийитигә иштирак қилған җамаәтниң кәйпиятини йәнә бир қетим йоқири әвҗигә көтүрди.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар елтәбир паалийәт арилиқида айрим зияритимизни қобул қилғанда, бу хилдики номурларниң муһаҗирәт һаятидики уйғурлар үчүн мәниви озуқ болупла қалмастин, йәнә миллий кимлик тәрбийәси үчүн муәййән дәрслик болидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
Мухтәр абдукерим җанбаз техи йеқиндила индияна университетида өткүзүлгән “уйғур һәптилики” дә уйғур сәнитиниң сеһри күчини җанлиқ намаян қилған иди. Бу қетимқи паалийәттә йүзлигән уйғур қериндашлириға нәқ мәйданда нахша орундап уларға шадлиқ беғишлиған мухтәр җанбаз әпәнди муһаҗирәттики уйғурлар һаятида сәнәтниң кәм болса болмайдиған мәниви озуқ икәнликини алаһидә әскәртти.
Қизғин кәйпият ичидә давам қилған паалийәт йерим кечигичә давам қилди. Көпчилик бирликтә 2024-йилиниң ахириқи дәқиқилирини тәтүр санақта узитип, 2025-йилини күтүвалғандин кейинму хели бир мәһәлгичә паалийәтниң шавқун-сүрәнлири бесилмиди.