Америка палата әзалири хитайға берилгән 10 йиллиқ виза имтиязиға хатимә бәрмәкчи
2021.02.28

Марко рубийо вә том каттон қатарлиқ нопузлуқ кеңәш палата әзалири хитай пуқралириға берилгән 10 йиллиқ виза имтиязиға хатимә бериш һәмдә хитайниң уйғур, тибәт вә башқа милләтләргә системилиқ зулум қилишни ахирлаштуруш үчүн “виза бихәтәрлик қануни” дәп атилидиған бир қанун лайиһәсини тонуштурди.
Мәзкур қанун лайиһәсини бирликтә тунуштурғучилар арисида йәнә рик скот, марша билакбурн вә тәд круз қатарлиқ палата әзалириму бар.
Том каттон бу һәқтики баянатида: “2014-йилдин башлап, хитай компартийәси 10 йиллиқ сода вә саяһәт визиси елиш имканиға еришти, бу хитай пуқралириниң америкиға халиғанчә кирип-чиқишиға йол ачти. Бу виза тарқитишта, америка х к п (хитай компартийәси), униң җасуслуқ органлири вә униң билән очуқ-ашкара һәмкарлашқанларни қарши алди. 2014-Йилидики бу қарар натоғра болди, әмди бу хаталиқни түзитидиған пәйт кәлди.”
Қанун лайиһәсидә йәнә хитайниң америкиға қаратқан иқтисадий вә санаәт җасуслуқ һәрикитини тохтитиш, униң тәйвәнгә болған иғвагәрчилик вә мәҗбурлаш һәрикитини ахирлаштуруш, хоңкоңға қаратқан “дөләт бихәтәрлик қануни” ни әмәлдин қалдуруш қатарлиқ маддилар йәр алған.
Бу һәқтә тохталған рик скот: “биз коммунист хитайниң дуняға һөкүмранлиқ қилиш үчүн американиң техникиси вә билим мүлүк һоқуқини оғрилаштин тохтап қалмайдиғанлиқини билимиз. Коммунист хитайға етибар визиси беришниң һечқандақ сәвәби йоқ,” деди.
Марша билакбурн, хитай компартийәси кишилик һоқуқ вә диний әркинликкә системилиқ дәхли-тәрүз қилишни ахирлаштурмиғучә, хитай пуқралириға 10 йиллиқ көп қетим кирип-чиқиш визиси беришкә болмайдиғанлиқини ейтти.
Кеңәш палата әзаси тәд круз хитайниң америкаға әң чоң җуғрапийәлик сиясий тәһдит елип келидиғанлиқини, униң тәтүр тәшвиқат билән шуғуллинип, америкалиқларниң хитай һәққидики қарашлирини контрол қилишқа уринидиғанлиқини ейтти.
Қанун лайиһәсидә йәнә, хитай пуқралириниң америкиға хизмәт визиси билән киришигиму мунасип чәклимә қоюш тәклипи оттуриға қоюлған.