Америка-японийә рәһбәрлириниң тунҗи учришишида уйғур мәсилиси тилға елинди

Америка президенти җов байден җүмә күни японийә баш вәзири билән ақ сарайда өткүзгән сөһбити җәрянида уйғур мәсилисиниму сөзләшкән.

Президент җов байден японийә баш вәзири йошихиде сугани ақ сарайда күтүвалди. 2021-Йили 16-апрел. Social Media

Америка президенти җов байден җүмә күни японийә баш вәзири билән ақ сарайда өткүзгән сөһбити җәрянида уйғур мәсилисиниму сөзләшкән.

Президент җов байден японийә баш вәзири йошихиде сугани ақ сарайда күтүвалған вә хитайға қарши иттипақини күчәйтиш истратегийәси үстидә музакирә елип барған иди.

Ақ сарайниң тор бетидики бирләшмә баянатқа қариғанда, сөһбәт җәрянида хитай пәйда қиливатқан хәвпсизлик мәсилиси, хитайниң тәйвәнгә йеқин җайларда барғанчә ешип бериватқан һәрбий һәрикәтлири, хоңкоң вә уйғурларға қаратқан кишилик һоқуқ бузғунчилиқи асаслиқ темиларниң бири сүпитидә оттуриға қоюлған.

Бирләшмә баянатта мундақ дейилди: “биз хоңкоң вә шинҗаң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ вәзийитидин җиддий әндишилинидиғанлиқимизни ортақлаштуқ.”

Америка президенти җов байден сөһбәттин кейин мухбирларға бәргән бирләшмә баянатида хитайға тақабил туруш мәсилиси үстидә тохтилип мундақ деди: “биз хитайдин келидиған риқабәтләргә бирликтә тақабил турушқа һәмдә әркин вә очуқ һинди окянниң кәлгүсигә капаләтлик қилиш үчүн шәрқий деңиз, җәнубий деңиз, шундақла шималий корейә қатарлиқ мәсилиләрдә һәмкарлишишқа вәдиләштуқ.”

Японийә баш вәзири йошихиде суга байден билән өткүзүлгән сөһбәтниң тәпсилатини ашкарилашни халимайдиғанлиқини билдүргән болсиму, тәйвән боғузинң муқимлиқи вә тинчлиқини сақлаш мәсилисидә америка вә японийәниң ортақ тонушқа игә икәнликни ейтти.

Бу, җов байденниң вәзипигә олтурғандин буянқи тунҗи чәтәл рәһбирини ақ сарайда күтүвелиши болуп һесаблиниду.

Японийә баш вәзири суга америка сәпирини башлаштин илгири америкадики нопузлуқ истратегийәлик тәтқиқат органлардин ранд тәтқиқат җәмийитиниң хитай ишлири мутәхәссиси скот һаролд бир обзор елан қилип, японийәни хитай уйғурлар устидин йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқни етирап қилишқа чақириған иди.

Америка-японийә рәһбәрлириниң ақ сарайдики учришиши вә учришиштин кейин елан қилинған бирләшмә баянатларниң хитайни интайин биарам қилғанлиқи мәлум.

Хитайниң америкада турушлуқ баш әлчилики бу һәқтә елан илған баянатида бу бирләшмә баянатқа күчлүк етираз билдүридиғанлиқини ейтти.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org