2024-Йиллиқ “хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” дә уйғурлар мәсилиси муһим темилардин болди
2024.01.31
Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң хизмәтчиләр директори пиер този (Piero Tozzi) алди сөз қилмақта. 2024-Йили 30-январ, вашингтон.
30-январ күни америка пайтәхти вашингтон шәһиридә башланған 2024-йиллиқ “хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” алдинқи йиллардикигә охшашла диний етиқад саһәсидики чәклимә вә контроллуққа болған тонушни ашуруш, шуниңдәк диний зиянкәшликкә хатимә беришни баш тема қилғаниди. Шуңа бу йилму мәзкур кеңәш дуняниң һәрқайси җайлиридики көп хил мәдәнийәт, диний етиқад вә охшимиған сиясий партийәләрни бир йәргә җәм қилған зор көләмлик хәлқара йиғин болди. Йиғин қатнашқучилириниң миңға йеқин адәмдин тәшкил тепиши буниң бир қетимлиқ зор йиғилиш болғанлиқидин биваситә дерәк берәтти.
Мәлум болушичә, нөвәттә дуня аһалисиниң 80 пирсәнти охшимиған дәриҗидә диний етиқад саһәсидики түрлүк чәклимиләрниң контроллуқида болуп, буларниң бәзилири йеқинқи йилларда изчил еғирлап маңған. Һәтта уйғур дияридикигә охшаш қирғинчилиққа сәвәб болған. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн бу йиллиқ йиғин “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” темисидики муһакимә йиғини билән башланди.
Йиғинда алди билән “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң хадимлиридин җулий милсәп сөз елип, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға мунасивәтлик әһвалларни тонуштуруп өтти.
Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң хизмәтчиләр директори пиер този (Piero Tozzi) алди билән сөз елип, бу җәһәттә сақлиниватқан бәзи мәсилиләрни тилға елип өтти. Униң қаришичә, нөвәттә хитайдики зулум вә контроллуқ нурғун инсанларға мәлумлуқ саватларға айлинип қалған болуп, әмди буниңға сүкүт қилиш яки васитилик һалда буниңға һәмшерик болуп қелишқа сәвәб қалмиған. Шуңа қандақ сәвәб болушидин қәтийнәзәр һазир ташқи дуня қилалайдиған әң чоң ишларниң бири залимларға янтаяқ болуш яки уларниң чөнтикини томлаштин нери болуш һесаблиниду. Һалбуки, өткән нәччә он йилда америка һөкүмити изчил хитайни иқтисадий җәһәттин қудрәт тапсила қанун арқилиқ идарә қилишқа маңиду; уларниң ташқи дуня билән болған алақисиниң көпийиши уларниң түплүк маһийитини өзгәртиду, дәп ишәнгән. Шуңа һәрқайси басқучлардики америка һөкүмәтлири хитай билән болған иқтисадий муамилигә бәкрәк көңүл қойған. Буниң билән кишилик һоқуқ мәсилиси ташлинип қалған. Әнә шундақ қилип җумһурийәтчиләр вә демократчиларниң хитай һәққидики қарашлири үзүл-кесил бәрбат болған. Мана мушу сәвәбтин “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бу хил залимлиққа чәклимә қоюш мәқситидә мақулланған вә қанунға айланған. Бу қанун уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болған һәрқандақ таварниң америка базириға киришни мәни қилиду. Мал игилириму өзлири ишләпчиқарған таварларниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилмайдиғанлиқини испатлашқа мәҗбур қилиниду. Әмма бу йәрдики ачқучлуқ мәсилә бу қанунни қандақ шәкилдә иҗра қилиш болуп қалған. Бу җәһәттә һазирчә қолға кәлгән нәтиҗиләрни бир зор утуқ, дейишкә болсиму әма буниңда йәнила бәзи йочуқлар мәвҗут. Буларниң әң чоңи америка һөкүмити елан қилған “қара тизимлик” кә зади қайси ширкәтләрни киргүзүш болуп, буни җәзмән өзгәртиш керәк.
“хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң муавин хизмәтчиләр директори тад стәйин (Todd Stein) бу һәқтә тохтилип, бу саһәдики мәсилиләргә башқа нуқтилардин қарап чиқишниңму тәхирсиз болуватқанлиқини тәкитлиди.
Униң қаришичә, мәзкур қанунниң дуняға келиши һәммила кишигә пәхирлиниш туйғуси ата қилған болсиму әмма бу саһәдә техи пәхирләнгүдәк утуқлар қолға кәлгини йоқ. Болупму уйғур диярида ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр давам қиливатқанда буниңдин елишқа тегишлик көплигән савақлар мәвҗут. Бу қанун гәрчә диний етиқад әркинлики һәққидики қанун болмисиму, әмма уйғурлар дуч келиватқан мәсилиләрниң муһим бир тәркиби қисми дәл диний етиқад саһәсигә мәнсуп. Шуңа бу қанунни башқа саһәләрдики мәсилиләргиму тәдбиқлашни ойлишип көрүшкә болиду. Йәнә бир яқтин бу қанунни иҗра қилишқа мәсул болуватқан америка таможна вә чегра қоғдаш идариси бу җәһәттики хизмәтләрни техиму толуқ ишләш үчүн һазирқидинму көп хамчотқа моһтаҗ. Болупму хитай һазир дунядики мәҗбурий әмгәк әң зор дәриҗидә мәвҗут болуватқан, шуниңдәк қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр садир болуватқан бирдин-бир дөләт болуватқан әһвалда хитай билән иқтисадий елим-берим мәсилисидә мушу қанун васитисидә хитайдин аҗрилип чиқишму көплигән мәсилиләргә берип четилиду. Гәрчә бу қанун кишиләрни хитайдин нери турушқа яки униңдин аҗрилип чиқишқа буйрумисиму әмма хитай билән муамилидә болуштин аввал һечболмиғанда бу хил алақә тоғрисида ойлишип көрүшкә буйруйду. Шуңа бу саһәдики хирислар вә тосқунлуқлар йәнила интайин зор салмақта мәвҗут болуп туруватиду.
Америка авам палатаси қармиқидики “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң хадимлиридин җейк паркер (Jake Parker) му шу қатарда сөз алди. . Униң пикричә, уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләштә тәминләш зәнҗириниң саплиқини диққәттин сақит қилмаслиқ интайин муһим. “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” иҗра қилинишқа башлиғандин буян икки милярд америка доллири қиммитидики тавар тутуп қелинған. Буларниң ичидә кийим-кечәк вә електронлуқ буюмлар зор салмақни игилигән. Бу җәһәттики мәлуматлар тәминләш зәнҗиридики хәтәрниң салмиқини ениқ көрситип бериду. Бу җәһәттә һазир көплигән ширкәтләр, болупму америка ширкәтлири алаһидә һошяр болушқа башлиған. Шуниңдәк тәминләш зәнҗиригә мунасивәтлик һалқиларни инчикә сүрүштә қилишқа башлиған. Әмма бу һал техи ортақ паалийәткә айлинип болалмиған.
Муһакимидин кейин өткүзүлгән соал-җаваб бөликидә йеңи сайламниң бу хил реаллиққа қандақ тәсир көрситиш мумкинлики, уйғурларниң мәнпәәтини қоғдашниң буниңдики мәркизий нуқта икәнлики, күнтахта вә башқа мәһсулатлардики мәҗбурий әмгәк бу сәпкә техиму көп дөләтләрни, җүмлидин явропа вә канадани елип кирип, бу җәһәттә зор иш бирликини әмәлгә ашурушниң зөрүрлүки һәққидә пикирләр оттуриға қоюлди.
“хәлқара диний әркинлик алий кеңиши” ниң гуруппа муһакимилири бирнәччә мәйданға бөлүп орунлаштурулған болуп, буларниң һәммисидила дегүдәк диний әркинликниң һәммила киши көңүл бөлүшкә тегишлик мәсилә икәнлики, диний етиқадқа болған өчмәнликниң худди әйни вақитта “йәһудий зор қирғинчилиқи” ға сәвәб болғанға охшаш һазирму уйғурларни қирғин қилишқа асас болуватқанлиқи тәкитләнди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң диний етиқад әркинлики мәсилилири бойичә пәвқуладдә мәлуматчиси назилә ғәнийә бу һәқтә қилған сөзидә “диний өчмәнлик ипадиләнгән һәрқандақ һәрикәт дөләтләрниң тездин һәрикәткә өтүшигә сигнал болуши лазим” деди.
Шу қатардики гуруппилар муһакимисиниң биридә уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас алаһидә сөз қилди. . У сөзидә уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан һадисиниң ялғузла диний етиқад әркинликини боғуш әмәслики, әксичә сифирлиқ назарәтниң пүткүл уйғур диярида омумлишип болғанлиқи, әмдиликтә уйғурлар дуч кәлгән бу қисмәтниң дуняға йейиливатқанлиқи һәққидә тохтилип өтти.
Бу қетимқи алий кеңәшниң тунҗи күндики паалийәтлиригә америка сиясий саһәсидики вә диний хизмәт саһәсидики кишиләрдин сам бровнбәк (Sam Brownback), катрина свет (Katrina Lantos Swett), рашад һүсәйин (Rashad Hussain), майк җонсон (Mike Johnson), майк пенс (Mike Pence) қатарлиқ нәччә онлиған кишиләр, шуниңдәк авам вә кеңәш палаталириниң әзалири қатнашти. Биз бу тоғрисида кейинки аңлитишлиримизда давамлиқ хәвәрләр беримиз.









