Америкалиқ язғучи: “хитай совет иттипақидәк парчилинидиған күнләр һаман келиду, уйғурлар чоқум мустәқил болиду”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.03.15
terisa-bukzaki-xen-shyu-1.jpg Нурғун йиллиқ һаяти хитайда өткән америкалиқ язғучи териса букзаки ханим. У хитайда яшиған йиллирида хән шю дегән хитайчә тәхәллусни ишләткән. 2018-Йили декабир.
RFA

Америкалиқ язғучи териса букзаки ханим 1946-йили 9-айниң 19-күни американиң ню-йорк шәһиридики манхаттан районида туғулған. Териса ханимниң дадиси хитайда узун йил турған америка дипломати болуп, аниси җав венру шаңхәйлик хитай артис икән. 1948-Йили бир йерим яшлиқ терисани аниси башқиларға һавалә қилиш йоли билән американиң һәрбий парахотида шаңхәйдики момисиниң қешиға әвәтип бәргән.

1949-Йили коммунист хитайлар һакимийәт бешиға чиққандин кейин, америка тәйвәнгә чекингән гоминдаң һөкүмитини тонуп, хитай чоң қуруқлуқида қурулған коммунист хитай һакимийитини етирап қилмиған. Буниң билән америка билән коммунист хитай оттурисида таки 1972-йилиғичә дипломатик мунасивәт болмиған. Коммунист хитайлар һакимийәт бешиға чиққан 1949-йилида териса ханим техи 3-4 яшлиқ бала болуп, америка пуқраси болушиға қаримай униң қизил хитайдики узунға созулған хорлуқ һәм бесим ичидики һаяти башланған. 17 Йешидин башлап “сотсиялистик қайта тәрбийә” намида шәнши өлкисидә икки йил, униңдин кейин вә уйғур аптоном райониға җайлашқан биңтүәнниң маралбешидики полк мәйданлирида 9 йил қаттиқ әмгәккә селинған. Териса ханим таки 1978-йилғичә өзиниң хитайдики 30 йиллиқ қабаһәтлик һаятини яшиған.

30 Йиллиқ һаяти хитайда өткән америкилиқ язғучи териса букзаки ханим. У хитайда яшиған йиллирида хән шю дегән хитайчә тәхәллусни ишләткән. 2018-Йили декабир.
30 Йиллиқ һаяти хитайда өткән америкилиқ язғучи териса букзаки ханим. У хитайда яшиған йиллирида хән шю дегән хитайчә тәхәллусни ишләткән. 2018-Йили декабир.
RFA

Териса ханим 1978-йили америкиға қайтип кәлгәндин кейин хитайчә “хән шю” тәхәллусида 45 парчә китаб нәшр қилдурған. Бу китаблар арисида униң ақсу билән маралбеши наһийәси арилиқидики биңтуән 3-девизийәсигә қайта тәрбийәгә чүшкән 9 йиллиқ һаяти һәққидики аччиқ хатириләрму алаһидә йәр алған.

Биз әйни вақиттики уйғурларниң әһвали вә уйғур райониға йәрләштүргән биңтуән системиси һәққидә техиму тәпсилийрәк мәлуматқа еришиш үчүн, уни бүгүнки сөһбәт пирограммимизға тәклип қилдуқ.

Сөһбитимизниң тәпсилатини юқириқи улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.