Тениси штатидики тунҗи уйғур рәсим көргәзмиси күчлүк диққәт тартқан

Ухбиримиз гүлчеһрә
2019.04.02
Eziz-Sulayman-Tennesse-Resim-Korgezmisi-01.jpeg Тениси штатида өткүзүлгән лагер мәсилиси йорутулған тунҗи уйғур рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2019-Йили 30-март. Менфис, америка.
RFA/Gulchehre

Америкадики уйғурларниң сани бир қәдәр аз болушиға қаримай улар һәр қайси штатларда тарқақ яшайду. Уларму уйғур елидики қериндашлириниң әһвалиға йеқиндин көңүл бөлүватқанлиқи мәлум. Американиң тениси штатиниң менфис шәһиригә олтурақлашқиниға бир қанчә йиллар болған уйғур зиялий әзиз сулайман, өзи яшаватқан шәһәр даирисидә өз аилисидин башқа уйғур болмиған шараитта аилиси бойичә әтраплиқ тәйярлиқ көрүп, лагер мәсилиси йорутулған рәсим вә тәшвиқат варақчилири билән 3-айниң 30-күни менфис “мусулманлар күни көргәзмиси” гә қатнашқан вә бәлгилик тәсират пәйда қилған.

Хитай һөкүмитиниң 800 миңдин 2 милйонға қәдәр уйғур башқа йәрлик мусулман милләтләрни лагерларға қамиши билән һазир чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң өз аилә-тавабиатлиридин хәвәр алалмай, лагерға қамалғанларниң һаят яки әмәсликидинму бихәвәр яшимақта. Уйғурлар омумйүзлүк учриған бу зулум вә азаб, нөвәттә хитайниң уйғур елидики зулуми вә инсан һәқлири дәпсәндичиликигә қарши илгири паалийәтләргә қатнишип бақмиған уйғурларниму өз аилә-тавабиатлири вә уйғурлар үчүн сүкүтни бузушқа, һәтта өз алдиға қолидин келишичә паалийәтләрни қилишқа түрткә болмақта икән.

Американиң мемфис шәһиридә аяли вә икки қизи билән яшаватқан уйғур зиялийси әзиз сулайман әпәнди вә униң аилиси тениси штатида тунҗи қетимлиқ бир уйғур рәсим көргәзмисиниң мувәппәқийәтлик ечилишиға сәвәб болған. 

Әзиз әпәндиниң тонуштурушиға қариғанда, менфис шәһәрлик һөкүмәтниң орунлаштуруши билән өткән һәптә мусулманлар байрам һәптилики қилип бекитилгән болуп, бу мунасивәт билән мемфис шәһиридики чоң көргәзмә залида мусулман әл хәлқлири үчүн көргәзмә уюштурулған. У, бу көргәзмигә өз аилиси вә әтраптики шәһәрләрдин кәлгән башқа бир қанчә уйғур аилилири билән бирликтә қатнашқан. Улар уйғурлар үчүн аҗритилған көргәзмә бөликигә асаслиқ уйғурларниң лагерларға қамилиши вә униң елип келиватқан паҗиәлири тәсвирләнгән сүрәтләрни көргәзмигә қоюп, зиярәтчиләргә уйғурларниң нөвәттики вәзийитини чүшәндүргән.

Әзиз әпәндиниң сөзләп беришичә, 3 көргәзмә залиға 30 нәччә дөләттики мусулман хәлқләрниң мәдәнийити тәсвирләнгән рәңгарәң мәдәнийәт өрнәклири қоюлған болуп, 3-4 миң зиярәтчи қатнашқан бу көргәзмидә йәнила уйғур вәзийити тәсвирләнгән рәсимләр алаһидә пәрқлиқ һалда һәмминиң диққитини тартқан.

Америкадики уйғурларни қоллап вә лагер мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан “соунд виссен мусулманлар тәшкилати” һәйәт әзаси вә шуниңдәк мемфис мәсчитиниң имами муса әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң мәзкур көргәзмигә уйғурларниң қатнашқанлиқи вә бәлгилик тәсир қозғиғанлиқидин мәмнун болғанлиқини билдүрди. У, өзиниң лагерлар мәсилини аңлиғиниға бир йилдин ашқанлиқини вә шундин буян һәр җүмә қутбисида уйғур мусулманлири учраватқан бу ечинишлиқ паҗиәләрни ахирлаштуруш һәр бир мусулман һәр қандақ бир инсан баш тартип болмайдиған мәсулийәт икәнликини тәкитләп, кишиләрни уйғурларға көңүл бөлүш вә ярдәм беришкә чақириқ қилип келиватқанлиқини тәкитлиди. Униң қаришичә һазир уйғурлар йүзлиниватқан қирғинчилиққа, мәзкур инсан һәқлири дәпсәндичилики вә чидиғусиз адаләтсизликкә қарита, пүтүн инсанийәтниң вә дуняниң инкаси йетәрлик әмәс.

Муса әпәнди йәнә “соунд виссен мусулманлар тәшкилати” вә башқа мусулман гуруппиларниң уйғурларни қоллаш һәрикитини аввал мусулманлар арисида андин давамлиқ иҗтимаий саһәләрдә вә һөкүмәткә қәдәр кеңәйтишкә тиришидиғанлиқини билдүрүп йәнә ; “бу көргәзмә арқилиқ әтраптики мусулман вә башқа хәлқләр уйғур мәсилини қисқичә чүшәнди вә қизиқти, әмди алдимизда биз бу йиллиқ рамизанлиқ паалийәтлиримиздә мәхсус уйғурларни қоллашни мәқсәт қилған чоң типтики паалийәтләрни орунлаштуримиз, тениси штатидики мәсчитләр бу йиллиқ йиғилған закатниң 50%tini уйғурларға ярдәм беришқа сәрп қилишни қарар қилдуқ” дәп билдүрди.

Гәрчә тунҗи қетимлиқ бир көргәзмә паалийити болсиму бу паалийәтниң қозғиған тәсиридин риғбәтләнгәнликини билдүргән әзиз әпәнди, “уйғурлар мәйли бирлишип вә мәйли ялғуз болайли нийәт қилидикәнмиз, уйғур үчүн пайдилиқ иш қилиш пурсити яриталайдикәнмиз, өз аиләм вә пүтүн уйғурлар учраватқан бу зулумни тохтитиш үчүн тохтап қалмаймән” дәйду. 

Әйдиз тарқилишини контрол қилиш қатарлиқ сәһийә хизмити билән шуғуллиниватқан әзиз әпәнди, нөвәттә өзиниң йиллардин буян топлиған кәспий тәҗрибилирини бу саһәдикиләргә тонуштуруш арқилиқ, уйғурларниң әң зор әйдиз тәһдитигә учриған вә ярдәмсиз қалған бир милләт икәнликигә қарита диққәт қозғаш үчүн илмий муһакимә йиғини ечишни пиланлаватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.