Америка уйғур бирләшмиси алма мәһсулатлирини мәхсус сетиш дукининиң алдида намайиш өткүзди

Америка уйғур бирләшмиси 17-январ виргинийә штатиниң принс вилям наһийәсидики алма мәһсулатлирини мәхсус сетиш дукининиң алдида намайиш өткүзүп, мәзкур ширкәтни хитайниң уйғурларға қаратқан мәҗбурий әмгәк җинайитигә шерик болуп қалмаслиққа чақириди.
Америка уйғур бирләшмиси уйғурларға қаритилған мәҗбурий әмгәкни ахирлаштуруш баш темисидики намайиш қилиш һәрикитини өткән йили декабирда башлиған иди.
Бу нөвәтлик намайиш шу хилдики намайишларниң бир қисми болуп, намайиш бурунқидәкла тинч йосунда давам қилди.
Намайишчилар қоллирида "җаза лагерлири тақалсун", "кишилик һоқуқни қоғдаш әһдәңләргә асийлиқ қилдиңлар" дегән шоарлар чүшүрүлгән пилакатларни көтүрүшкән иди.
"уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни" бу йил сентәбирдә америка дөләт мәҗлиси авам палатасида мутләқ юқири аваз билән мақулланған вә кеңәш палатасиға сунулған иди.
Һалбуки, қанун авам палатасида мақуллинип узун өтмәй "алма", "найки" вә "кока-кола" қатарлиқ ширкәтләр мәзкур қанунни аҗизлаштуруш үчүн һәрикәткә өткән.
Әйни чағда зияритимизни қобул қилған америка уйғур бирләшмисиниң программа директори макс гелбер юқирида тилға елинған ширкәтләр "уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни" ға қарши башлиған һәрикәтләрниң алдини елип, мәзкур қанунниң оңушлуқ мақуллинишиға капаләтлик қилиш мәқситидә һәрикәт башлиғанлиқини билдүргәниди.
Америка уйғур бирләшмисиниң һәйәт әзаси әлфидар илтәбирниң билдүрүшичә, улар бу хилдики намайишларни һәр һәптә бир қетим охшимиған орунлардики "алма" яки "найки" мәһсулатлирини мәхсус сетиш дуканлириниң алдида изчил давам қилидикән.