Җорҗ вашингтон университетида уйғурлар дияридики зор тутқун һәққидә муһакимә йиғини ечилди
2019.04.16
Хитай һөкүмитиниң уйғурларни нишан қилған сиясий бастуруш һәрикитиниң әң типик ипадилиридин бири болған лагерлар мәсилиси хәлқарадики һәрқайси ахбарат васитилиридә қизиқ темилардин болуш билән биргә һәр саһә кишилириниңму зор диққитидә болуватқанлиқи мәлум. 15-Апрел күни вашингтон шәһиридики чоң алий мәктәпләрниң бири болған җорҗ вашингтон университетида ечилған уйғурлар дияридики зор тутқун мәсилисигә беғишланған муһакимә йиғинини әнә шуниң җүмлисидин дейишкә болиду.
Мәзкур университетниң қанун институтида ечилған бу йиғинға қанун пәнлири профессори ралф стейнхард риясәтчи болди. У алди билән бу қетимқи йиғинға тәклип қилинған мутәхәссисләрни бирмубир тонуштуруп чиқти. Андин уйғурлар дуч келиватқан зор тутқун темисидики бу муһакимә йиғинини немә үчүн әмдиликтә мушу мәктәптә ечиш тоғра келип қалғанлиқи һәққидики соални бу паалийәтни тәшкиллигән профессор доналд кларкқа сунди.
Профессор кларк сөз елип, уйғурлар дуч келиватқан зор паҗиәниң бу қетимқи йиғинни тәшкилләшкә түрткә болғанлиқини, чүнки һазир хитай һөкүмитиниң “террорлуққа қарши туруш” намида пүткүл уйғурларни һуҗум нишани қиливатқанлиқини алаһидә тәкитлиди. Шундақла “хитай һөкүмити зор көләмдә түркий милләтләргә мәнсуп болған уйғурларниң мәдәнийәт вә миллий кимликигә һуҗум қиливатиду” дейишниң һечқанчә көптүрүветилмигән тәсвир болидиғанлиқини, чүнки террорлуқни баһанә қилип бир милйондин артуқ адәмни лагерға соливелиш, милйонлиған гөдәкләрни қаранчуқсиз қоюш, пүткүл уйғурларни назарәткә елиш дегәндәк тәдбирләрниң һазир уйғурлар диярини толиму қабаһәтлик бир маканға айландуруп қойғанлиқини, шуңа мушундақ бир муһакимә йиғинини уюштуруш арқилиқ көпчиликни бу әһваллардин хәвәрдар қилиш зөрүр болуп қалғанлиқини баян қилди.
Шуниңдин кейинки сөз темиси хитай һөкүмити учурларни шунчә қаттиқ контрол қиливатқан әһвалда уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләрниң йәнила ташқи дуняға мәлум болғанлиқи һәмдә буларниң қандақ мәлум болғанлиқи һәққидә болди. Вашингтон шәһиридики уйғур адвокат, уйғур инсан һәқлири қурулуши тәшкилати идарә һәйитиниң рәиси нурий түркәл сөз елип, бу һәқтики хәвәрләрниң әң дәсләп лагерни көргән кишиләр арқилиқ ташқи дуняға мәлум болғанлиқини, кейинчә лагер шаһитлириниң оттуриға чиқиши, германийәлик мутәхәссис адрян зензға охшаш мунасивәтлик алимларниң издинишлири, шавн җаңға охшаш кишиләрниң сүний һәмраһтин тартилған сүрәтләр арқилиқ лагерларниң орни, сани вә көлимини испатлиши билән ғәрб ахбаратиниң бу ишлардин хәвәрдар болғанлиқини, ахирида америка һөкүмәт даирилири вә б д т ниң нөвәттә лагерларға қамалғанларниң сани аллиқачан бир милйондин ешип кәткәнлики һәққидә сөз қилишқа өткәнликини оттуриға қойди.
Инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүминиң мудири софи ричардсон буниңға қошумчә қилип, хитай һөкүмитиниң әң дәсләптә бу лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қилғанлиқини, кейинчә лагер шаһитлириниң баянлири, ташқи дуняға мәлум болған пакитлар вә башқа амилларниң бесими билән бу орунларни “кәспий тәрбийиләш мәктәплири” дейишкә мәҗбур болғанлиқини тәкитлиди.
Бу қетимқи муһакимә йиғининиң йәнә бир меһмини, җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робертис бу һәқтики учурларниң дәсләп тор дунясидиму тарқалғанлиқини, болупму үндидар суписи арқилиқ көп учурларниң мәлум болғанлиқини, бу җәрянда бир қисим кишиләр охшимиған җазаларға мәһкум қилинған болса, йәнә ғайәт зор сандики кишиләрниң һазирға қәдәр лагерларда қамақта туруватқанлиқини, йәнә нәччә йүз миң кишиниң күндүзлүк “тәрбийиләш” кә қатнаватқанлиқини, әмдиликтә болса лагер мәһбуслириниң ичкиригә йөткиливатқанлиқи һәққидә түрлүк учурларниң оттуриға чиқиватқанлиқини әсләтти.
Бу қетимқи йиғинда алаһидә муһакимә қилинған бир нуқта хитай һөкүмитиниң немә үчүн лагерларни кеңәйтиши болди. Софи ричардсон буһәқтә сөз қилип, хитай һөкүмитиниң һәр хил шәкилләрдә йол қоюши арқилиқ йиллардин буян уйғурлар вә уларниң миллий, диний кимликини хунүкләштүрүш хаһишиниң барғансери юқири пәллигә чиққанлиқини, буниң билән хитай һөкүмитиниң “террорлуқ” билән бағлиниши “бәкла қоюқ” болған уйғурларни бастурушиға җамаәт пикри тәйярланғанлиқини тәкитлиди. Нури түркәл болса буниңға қошумчә қилип, нөвәттики сиясий бастурушта уйғурлардин башқа бир қисим қазақ, қирғиз қатарлиқ башқа милләтләрниңму барлиқини, әмма бу милләтләрниң һечқачан хитай һөкүмити ейтқандәк “террорлуқ” билән четилип бақмиғанлиқини, йәнә келип уйғурлардин чиққан хәйри-сахавәтчиләр, тәбиий пән алимлири, сәнәткарлар дегәндәк сиясий билән һечқандақ алақиси йоқ кишиләрниң йүзләп, миңлап тутқун қилиниватқанлиқини, әмдиликтә болса уйғур аяллирини хитай көчмәнлиригә мәҗбурий тойлаштуруш қилмишиниң юқири пәллигә чиқиватқанлиқини, лагерлар һәққидә ашкара һалда “тәрбийиләш мәркәзлири мәктәп шәклидә лайиһиләнгән, һәрбий шәкилдә башқурулидиған, түрмигә охшаш қоғдилидиған орун” дегән баянларниң хитай ахбаратидин йәр алғанлиқини баян қилди. Шундақла мушу әһвалларни омумлаштуруп қариғанда нөвәттики сиясий бастурушниң мәқсити худди хитай һөкүмәт хадимлири ейтқандәк уйғурларниң “нәсәбини үзүп ташлаш, йилтизини кесип ташлаш, мунасивитини үзүп ташлаш, мәнбәсини кесип ташлаш” икәнликини көрүвелиш мумкинликини билдүрди.
Йиғинда оттуриға қоюлған йәнә бир муһим нуқта уйғурлар дияридики лагерларниң қанун җәһәттә қандақ асасқа игә икәнлики болди. Профессор доналд кларк бу һәқтә сөз қилип, хитайниң һечқандақ қанун-низамлиридин бу хилдики лагерлар мәсилисини қанунлуқ қилип көрситәләйдиған бирәр маддини тапқили болмайдиғанлиқини, хитай имза қойған хәлқаралиқ әһдинамиләрниңму бу лагерларниң мәвҗут болушини һимайә қилидиған мәзмунлар билән тәмин етәлмәйдиғанлиқини алаһидә көрситип өтти.
Муһакимә җәрянида лагерлар мәсилиси оттуриға чиққандин буян муһаҗирәттики уйғурларниң буниңға қарши қандақ паалийәтләрдә болуватқанлиқи, бу хил бастурушларға билип-билмәй һәмкарлишип қалған америка ширкәтлирини чәкләш үчүн америка һөкүмитиниң қандақ ишларни қиливатқанлиқи, шуниңдәк ислам дуняси вә мусулман әллириниң бу мәсилидики позитсийиси, хитай һөкүмитиниң иқтисадий үстүнлүкни козир қилип һәқиқәтни қандақ аяқ-асти қиливатқанлиқи қатарлиқларму охшимиған нуқтилардин баян қилинди.
Йиғинниң ахиридики соал-җаваб бөликидә йиғин мәйданидики оқуғучилар вә һәр саһә кишилири лагерлар мәсилисини чөридигән һалда өзлири қизиққан нуқтилар бойичә бәс-бәстә соаллар сориди. Уларниң лагерлар мәсилисигә бәкла қизиққанлиқи соралған соалларниң көплүки вә көп хиллиқидин мана мән дәпла чиқип туратти.
Йиғин ахирида биз софи ричардсон ханим билән айрим сөһбәттә болдуқ. Биз униңдин бир қисим кишиләрниң уйғурлар дуч келиватқан паҗиәни “инсан һәқлири даирисидин һалқип кәткәнлик” дәватқанлиқини, униң бу һәқтә қандақ ойлайдиғанлиқини соридуқ. У бу һәқтә сөз қилип мундақ деди: “инсан һәқлири дуняси һазир шинҗаңда болуватқан кризисни хитайда тйәнәнмин вәқәсидин буян инсан һәқлири саһәсидә барлиққа кәлгән әң еғир мәсилә, дәп қарайду. Лагерлардики тутқунниң көлими вә дәриҗиси һәқиқәтәнму адәмни шүркүндүриду. Лагерларниң сиртидики диний етиқад әркинлики вә мәдәнийәт кимликиниң аяқ-асти қилиниши, шәхсләргә қилиниватқан паракәндичилик қатарлиқлар қошулуп биз өткән 30 йилда көрүп бақмиған көләмдики инсан һәқлири дәпсәндичиликини намаян қилмақта. Әмди сиз ейтқан ‛ирқий қирғинчилиқ‚ аталғусиға кәлсәк, бу аталғуниң мәхсус бекитилгән қануний мәнаси бар. Әмма мениң қаришимчә, бизниң қолимизда һазирчә бу аталғуни ишлитишкә йол қойғудәк миқдарда пакитлар мәвҗут әмәс. Шуңа бу мәсилә һәққидә қанун саһәси, мәсилән, хәлқара җинайи ишлар соти яки қанун институтлири бирәр баянат елан қилған болса у һалда буниң роли чоң болған болатти.”
Җорҗ вашингтон университетиниң профессори доналд кларкму айрим зияритимизни қобул қилди. Биз униң билән лагерларниң қануний асаси тоғрилиқ сөзләшкинимиздә у бу мәсилини хитай қанунлири арқилиқ һәрқанчә қилипму йоллуқ қилип көрсәткили болмайдиғанлиқини билдүрди.
“худди бүгүнки муһакимидә ейтип өткинимдәк, хитай һөкүмити нурғун җәһәтләрдә өз қанунлириға риайә қилип кәтмәйду. Мәсилән алсақ, шинҗаңда болуватқан зор тутқунни хитай қанунлириниң һечқайсиси һәқлиқ қилип көрситәлмәйду. Демәк хитайниң қанунлириму буни йоллуқ, дейәлмәйду. Шуңа бу нуқтидин алғанда хитай һөкүмитини өз қанунлириға өзи риайә қилип кәтмәйду, дейишниң һечқандақ хатаси йоқ.”
Ахирида уйғур адвокат нури түркәл билән айрим сөһбәттә болғинимизда у һазир уйғурлар дияридики зулумға қарита муһаҗирәттики уйғурлар қиливатқан хизмәтләрниң муәййән үнүми болидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
Бу қетимқи йиғинниң асаслиқ иштиракчилири болған қанун пәнлириниң оқуғучилири бу қетимқи лексийәдин уйғурлар вә уларниң һазирқи әһвали һәққидә әтраплиқ чүшәнчигә игә болди. Мәлум болушичә, җорҗ вашингтон университетида бу хилдики муһакимә йиғинлири пат-ат ечилип туридиған болуп, буниң билән барғансери көп америкилиқ оқуғучилар уйғурлар һәққидә мәлуматларға игә болмақта икән.