Уйғурларниң америкида елип бериватқан паалийәтлиригә қизғин аваз қошуватқан мусулманлар барғанчә көпәймәктә

Америкидики мусулманларғила әмәс пүтүн дуня мусулманлири, һәтта пүтүн дуня хәлқи арисида кеңәйтишни мәқсәт қилип башлиған уйғурларни қутқузуш һәрикитиниң үнүми көрүлмәктә.

“бирма вәзипә күчлири тәшкилати” билән “сада вә нәзәр” тәшкилатиниң рәиси имам абдул малик муҗаһид әпәндим америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән уйғурлар һәққидики қанун лайиһәләргә имза қоюшқа чақириқ қилиш паалийитидә сөздә. 2019-Йили 19-июн. Вашингтон, америка.

Б д т ниң кишилик һоқуқ кеңиши қармиқидики австралийә, фирансийә, германийә, японийә, шивейитсарийә вә әнглийә қатарлиқ дөләтләрни өз ичигә алған 22 әза дөләт 10-июл бирләшмә баянат елан қилип, хитай һөкүмитини уйғур дияридики уйғурларни нишан қилған зор көләмлик тутқун вә зиянкәшлик қилмишлирини дәрһал тохтитишқа чақирди. Һалбуки буниңда бирму ислам дөлитиниң аваз қошмиғанлиқи дуня җамаәтчилики тәрипидин қайтидин әйибләнмәктә.

Милйонлиған уйғур вә башқа йәрлик мусулманларниң җаза лагерлириға қамалғанлиқи илгири сүрүлүватқан мушундақ бир мәзгилдә, ислам дөләтлириниң мусулман милләт болған уйғурлар учраватқан адаләтсизликләргә көз юмуп, пассип мәйдан тутуп келиватқанлиқи уйғурларға көңүл бөлүп келиватқан ғәрб дөләтлири билән күчлүк селиштурма һасил қилған болсиму, әмма америкидики мусулман аммиви тәшкилатлири вә мусулман әһли уйғурлар үчүн мәхсус қоллаш паалийәтлирини уюштуруп вә аваз қошуп кәлмәктә.

Болупму буниңда “бирма вәзипә күчлири тәшкилати” вә “саонд висион” йәни “сада вә нәзәр” тәшкилати йетәкчи рол ойнаватқан болуп, барлиқ мусулманларға ярдәм бериш вә уларниң инсаний һәқ һоқуқлири үчүн хизмәт қилишни өзигә муқәддәс бурч қилған бу мусулманлар тәшкилатлири мәхсус америка қошма штатлирида бу йил марттин башлап, “уйғурларни қутқузуш” намидики мәхсус тәшвиқ, тәрбийиләш вә ярдәм һәрикитини қозғиғаниди. Мәзкур һәрикәт пилани төвәндикиләрдин ибарәт:

Биринчи, мусулманларни уйғурларни қоллаш һәққидә дөләт мәҗлис әзалириға хәт йезишқа тәшкилләш, уйғурлар һәққидики икки қанун лайиһиси үчүн имза топлаш 

Иккинчи, уйғурларни қоллаш үчүн хитай маллиридин пәрз тутуш йәни хитай маллирини байқут қилиш паалийитини қанат яйдуруш 

Үчинчи, америка қошма штатлиридики барлиқ мәсчит имамлири, мусулман алим вә имамлириниң хитайға қарши очуқ баянатиға аваз қошуш қатарлиқ мәхсус үч түр бойичә давам қилип кәлмәктә.

Юқириқи паалийәтниң вуҗудқа чиқишиға алаһидә күч чиқириватқан “бирма вәзипә күчлири” тәшкилати һәмдә “сада вә нәзәр” тәшкилатиниң рәиси имам абдулмалик муҗаһидни зиярәт қилдуқ.

Имам малик муҗаһид мундақ деди: “д т да 22 дөләтниң бирдәк баянат елан қилиши наһайити чоң илгириләш. Мән америкиниң рәһбәрликидин бәкму миннәтдар чүнки, илгирики йили америка башчилиқида 12 дөләт хитай һөкүмитиниң уйғурларни лагерларға қамиғанлиқиға ашкара әйиблигән болса, бу сан 22 гә йәтти. Уйғурларниң барлиқ әқәллий инсан һәқ-һоқуқлириниң хитай һөкүмити тәрипидин бастурушқа учриши, милйонлиған уйғурларниң лагерларға қамилиши охшашла дуняниң ортақ мәсилисигә айланғанлиқини көрситип бериду. Мән келәр йили 22 мусулман һөкүмәтлириниңму буниңға аваз қошушини вә аваз қошупла қалмай хитайға қарши актип тәдбир қоллишини үмид қилимән. Чүнки баянлиримда давамлиқ тәкрарлиғинимдәк, хитай һөкүмитиниң қурған лагерлири иккинчи дуня уруш мәзгилидики натсистлар германийәси қурған лагерлардин кейин тарихтики әң чоң җаза лагерлиридур. Шуңа һәммә инсанниң вә һөкүмәтниң буниңға қарши туруш мәсулийити бар.

Биз муҗаһид әпәндидин уйғурлар учраватқан зулумларға қарита ислам һөкүмәтлириниң мусулман җамаити инкаслириниң қанчилик роли вә әһмийити болидиғанлиқини сориғинимизда у мундақ дәп җаваб бәрди:

“мусулман дөләтлири хитай билән достлуқни күчәйтишни ғәрб дунясиға риқабәт елан қилғанлиқи дәп чүшинивалмаслиқи керәк, чүнки хитайға уйғур мәсилисидә наразилиқ билдүргән бу ғәрб дөләтлириниң хитай билән мунасивити интайин яхши. Хитайға дүшмән әмәс. Иқтисади вә башқа һәмкарлиқлирини сақлап кәлгән. Улар биваситә хитайниң мусулманларға йүргүзүватқан сиясәтлириниң биваситә тәсиригә учримиған. Әмәлийәттә уйғурларни қоллашниң орниға дәл әксичә уйғур мәсилисигә көз юмуп һәтта хитайни қоллаватқан бәзи мусулман дөләтлири вә хәлқлириниң өзи хитайниң тәсиригә учримақта. Пакистанда қиз-аялларниң хитайлар тәрипидин хитайға сетилип аяғ-асти қилинғанлиқи вә пакистанлиқларниң уйғур аяллириниң лагерларда икәнликидәк мәсилиләр ашкариланди. Пакистан һеч болмиғанда бу аялларға игә чиқиши, уларниң лагердин берилишини тәләп қилиши керәк. Башқа мусулман дөләтлириму буниңдин ибрәт елиши, ғәрб дөләтлириниң хитайни лагерларни тақаш чақириқиға аваз қошуши керәк. 

У, уйғурлар мәсилисидә мусулман аммиви тәшкилатларниң, мәсчитләрниң, мусулман өлима-имамларниң мәсулийити барлиқи вә амма арқилиқ һөкүмәтләргә тәсир көрситәләйдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини оттуриға қойди. Униң билдүрүшигә қариғанда, пәқәт америкидики мусулманларғила әмәс пүтүн дуня мусулманлири, һәтта пүтүн дуня хәлқи арисида кеңәйтишни мәқсәт қилип башлиған уйғурларни қутқузуш һәрикитиниң үнүми көрүлмәктә. У мундақ деди:

“мән уйғурларни қутқузуш һәрикитиниң нәтиҗисигә бәкму үмидлик, болупму мәзкур һәрикитимизниң мәхсус түрдики паалийәтлиридин, америкидики йүз имам вә өлиманиң аваз қошушини көзләп башлиған хитайға қарши омумий баянат елан қилиш һәрикитимизгә аваз қошқан имам өлималар 300 дин ашти. Бу пүтүн америка қошма штатлиридики мәсчит имамлири вә ислам өлималириниң саниниң 10 пирсәнтидин артуқ, америкида үч миң әтрапида имам бар. Әлвәттә аваз қошқанлар америкидики әмәс пүтүн дунядики мусулманлар арисидиму нопузға игә, әгәшкүчилири көп болған ясир қазиға охшаш алимлар вә хәлқтә пикир еқини пәйда қилалайдиған, хәлқни башлиялайдиған чоң мәсчитниң имамлири, уларниң чақириқлири мусулманларға тәсир көрситиду, һәр қандақ мусулман дөләт мусулман әһлиниң арзусиға һөрмәт қилиши шәрт. Тексас, лос анҗелис, вирҗиния қатарлиқ мусулманлар олтурушлуқ җайлардики асаслиқ имамлар аваз қошмақта. Бу имамлар мәсчитләрдә җүмә қутби вә дәвәтлиридә мәхсус уйғурларни қутқузуш һәққидә дәвәт қиливатиду вә шу җайлардики уйғурларни мәсчит вә мусулман йиғилишлириға тәклип қилип, уйғурларниң әһвали һәққидә доклат вә гуваһлиқ бәргүзүш паалийәтлирини елип бармақта. Биз йәнә барлиқ имамларниң ортақ баянатини елан қилип, америка һөкүмитиниң уйғурлар һәққидә икки қанун лайиһисиниң қарардин өтүшигә түрткә болушини үмид қилимиз”. 

“бирма вәзипә күчлири тәшкилати” ниң америкида җәмий 38 мусулманлар тәшкилатлири болғандин сирт башқа диний тәшкилат вә инсан һәқлири органлири биләнму һәмкарлиқта иш елип бармақта. Шуңлашқа “уйғурларни қутқузайли” темисида қозғалған һәрикәткә америкиниң һәр қайси штатлиридики аммиви тәшкилатлириниң қизғин аваз қошуватқанлиқи һәмдә түрлүк дәвәт паалийәтлириниң америка миқясида охшимиған штаттики мәсчит-җамәәләрдә давам қиливатқанлиқи вә қоллашқа еришиватқанлиқи мәлум. 

Йеқинда йәни 19-июн күни уйғур кишилик һоқуқ қурулуши билән “бирма вәзипә күчлири тәшкилати” ниң һәмкарлиқида америка дөләт мәҗлисидә америка дөләт мәҗлис әзалири билән учришип, уйғурлар һәққидики қанун лайиһәлиригә имза қоюшқа чақириқ қилиш һәрикитигә 200 гә йеқин мусулманниң пидаий болуп аваз қошуши уйғурлар учраватқан зулумларға қарши америкидики мусулманларниң актип инкас қайтуруватқанлиқини йәнә бир қетим көрситип бәргән иди. 

“бирма вәзипә күчлири тәшкилати” ниң һәйәт әзаси вә “һәммигә адаләт тәшкилати” ниң вашингтон алаһидә районидики директори хена ханим, мусулман җәмийәтлириниң пайтәхт вашингтон вә униң әтрапида уйғурлар үчүн елип бериливатқан паалийәтлиридики актип пидаийларниң биридур. У өзиниң журналист болуш сүпити билән икки йил аввал уйғурларниң вәзийити һәққидә мақалә йезиш җәрянида издинип, уйғурларниң әһвалини техиму чоңқур чүшәнгәндин кейин, һазир “уйғурларни қутқузайли” һәрикитидики бир актип паалийәтчигә айланғанлиқини, өзигә охшаш бу паалийәтләргә һәтта башқа штатлардинму мусулманларниң тохтимай аваз қошуватқанлиқини билдүрди. У: “йәнә дуня миқясида уйғурларға көңүл бөлүш долқуни ортақ садаға айлиниватқан мәзгилдә, мусулман хәлқләрниң болупму охшаш қанлиқ бастуруш қирғинчилиқни бешидин кәчүргән бирма роһеңга мусулманлириниңму һәмкарлишиши адаләт үчүн уюшқан сепимизни вә авазимизни күчләндүриду шундақла бир-биримизгә ярдәм берәләймиз” деди.

Вирҗиния штати мусулманлар җәмийитиниң рәиси имам рафи “уйғурларни қутқузайли” ортақ баянатиға имза атқан нопузлуқ ислам өлималириниң бири. У хитайниң уйғур диярида қурған лагерлирини тақиши вә “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһиси” ниң мақуллинишини қолға кәлтүрүш үчүн америка дөләт мәҗлиси әзалири билән көрүшүшни давам қилип келиватқанлиқини билдүрди. У йәнә вирҗиниядики барлиқ мәсчитләрниң имамлири вә өлималарниң “бирма вәзипә күчлири”, “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” билән изчил һәмкарлишип, уйғурларниң паалийәтлиригиму иштирак қилғанлиқини, җәмийәттә йәнә мусулманларни уйғур мәсилиси бойичә пидаийлиққа тәрбийиләш, мәсчитләрдә мәхсус уйғурлар үчүн паалийәтләрни елип беришқа йетәкләватқанлиқини билдүрди.

Уйғурларни қоллап келиватқан инсанпәрвәр тәшкилат яки мусулманлар тәшкилатлиридин башқа уйғурларниң америкида елип бериватқан паалийәтлиригә қизғин аваз қошуватқан мусулманларму барғанчә көпәймәктә.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org