Америка уйғурлири йеңи йилни үмидләр илкидә күтүвалди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.01.01
Yil-2020-000.JPG Америка уйғурлириниң йеңи йилни күтүвелиш кечиликидин бир көрүнүш. 2019-Йили 31-декабир. Хәрндон, америка.
RFA/Gulchehre

Америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши вә бир айчә вақит җиддий тәйярлиқи билән америка уйғурлириниң 2019-йилни узутуп 2020-йилини күтүвелиш мурасимиға яришимлиқ гүзәл қияпәтлири билән қәдәм тәшрип қилған 500 дин артуқ уйғур вә уларниң америкалиқ достлири мәззилик милли таамлар, вәтән ичи сиртида шөһрәт қазанған кәспий уйғур вә башқа сәнәткарларниң юқири маһарәт билән орундиған сәр хил сәнәт номурлиридин һозурланди.

Уйғурчә кәйпият, уйғурлуқ сөйгүси ичидә йеңи йилни ортақ күтүвелиш арзусида вашингтон шәһири вә униң әтрапидики шитатлар һәмдә канада, австралийә, түркийә қатарлиқ дөләтләрдин келип паалийәткә җәм болған уйғурларни алди билән сорунниң баш саһибхани болған америка уйғур бирләшмисиниң рәиси қуззат алтай әпәнди қизғин тәбрик нутиқи билән күтүвалди.

Америкада өсүп йетиливатқан бир түркүм сәнәтхумар уйғур яшлириниң өзликидин тәшкиллинип тәйярлиған долан мәшрипи билән башланған мәзкур сәнәт паалийитигә мәшрәп түси киргүзсә, ана тил мәктипидики омақ сәбийләрниң нахша-уссулуқ номурлири һәммини сөйүндүриду, . юмур вә күлкә-чақчақларму кәм қалмиди. Кишиләр, америка уйғурлириниң бу йеңи йил кечиликигә қатнашқан артислардин 6 йешидин башлапла бала чолпан сүпитидә уйғур дияриниң чоң кичик сәһнилиридә көзгә көрүнгән, йел университетни пүттүрүп пианист болуп йетишкән яш сәнәткар қәйсәр әнвәр вә йәнә данияр, нуршат асим қатарлиқ талантлиқ нахшичиларниң орундиған муңлуқ мелодийә, уйғурларға тонушлуқ уссуллуқ хәлқ нахшилириға әгишип бирдәм хиялларға чөмсә, бирдәм ихтиярсиз усулға чүшти.
Уйғурларниң йеңи йил ахшимиға уйғур допписини кийип, дутарини алғач кәлгән, уйғурлар назакәт дәп чақиридиған әлис андерсун ханим өзини худди үрүмчиниң сорунида һес қиливатқанлиқини ейтқинида һәммә қошулуп чавак чалди. Чүнки, һәқиқәтәнму бу ахшам америка уйғурлири өзлирини худди вәтинидикидәк һес қилишмақта иди.

Канададин тәклип қилинған көзгә көрүнгән серик артиси айгүл мәмәт вә униң избасар қизлири орундиған юқири маһарәтлик серк номурлири йеңи йил кечиликиниң кәйпиятини техиму юқири көтүрди. Меһманлар сәр хил нахша усул номурлиридин бәһрлиниватқан әснада баштин ахир сәһнидики номурларға чавак челип һәммигә меһри билән беқип олтурған уйғур миллий һәрикити йетәкчилиридин рабийә қадир ханимни зиярәт қилдуқ.

У гәрчә, 2019 йили уйғурлар вәтинидики уйғурлар үчүн тарихидики интайин азаблиқ, күп бәдәлләр төләнгән бир йил болған болсиму, бирақ америкадики уйғурларниң бүгүнки йеңи йилни яшлирини сүртүп, орунлиридин дәс туруп, һаятқа болған толуп ташқан үмид вә ишәнч билән күтүвеливатқанлиқини вә-2020-йилиниң уйғурлар үчүн техиму нәтиҗилик ойғиниш йили болидиғанлиқини билдүрди. 

Америка индиана университетни пүттүрүп, мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиға йеңидин хизмәткә чүшкән мустафа ақсу әпәнди, өзиниң америкида тунҗи қетим бунчә көп уйғур йиғилған сорунға иштирак қилиши болғачқа бәкму һаяҗанланғанлиқни, буниң һаятидики әң мәнилик бир йеңи йил болғанлиқини вә уйғурлардики бу үмидварлиқтин зор илһам алғанлиқини билдүрди. У: “мән үчүн 2020-йили үмидтин дерәк бериду, бу йил уйғурлар үчүн тирилиш йили болушини үмид қилимән” деди.

Америка уйғурлири билән баравәр йеңи йилни қутлуқлиған америкалиқ достлардин уйғурларни қоллаш паалийәтлиригә актип аваз қошуп келиватқан макис әпәнди һаяҗанда барлиқ паалийәтни өрә туруп көрүвататти. Униңға микрафонимизни тәңлигинимиздә, у өзиниң бу йеңи йилни уйғурлар билән өткүзгәнликидин бәкму хушалланғанлиқини билдүрди.

У, : “2019-йили уйғурлар үчүн бирлишиш йили, җасарәт йили, хәлқараға уйғурни тонутуш йили, хитайниң рәзилликлирини ечиш йили болди дәп қараймән. Пүтүн дунядики әркинликини сөйидиған дөләт вә хәлқләрниң 2020-йилида уйғурлар үчүн һәрикәткә өтүш йили болушини күтимән”, деди.

Мурасим риясәтчилири һәр бир программа арисида пүтүн уйғур хәлқиниң йеңи йилини тәбрикләп, барлиқ уйғурларниң ата-аниси вә аилиси билән җәм болушиға тиләк тиләш билән биргә уйғур америка бирләшмисиниң паалийәтчи фирқәт җәвдәтниң ғулҗидики лагерларда зулум көргән аниси мунәввәр турсун ханимни 2019-йилидики уйғур қәһриман ана мукапатиға лайиқ көргәнликини елан қилди.

Анисиға вакалитән мукапатни тапшуруп алған фирқәт сәһнидин чүшүп зияритимизни қобул қилди. У: “бир пәрзәнт болуш сүпитим билән 2019-йилидики барлиқ тиришчанлиқлар нәтиҗисидә анам лагердин қутулуп чиққан болса, 2020-йилидики әң чоң арзуюм бәкму аддий, бу йилда апамни америкаға сақ-саламәт елип келип, он нәччә йилдин бери җәм болалмиған аиләм билән бир дастиханда ғизалиниш” дәйду.

Бир-бригә уланған сәрхил сәнәт номурлири 3 саәттин артуқ давам қилди. Көңүллүк бу сорундин һардуқи чиққанлиқини билдүргән америка уйғурлири бирләшмисиниң рәиси қуззат алтай әпәнди “хитай компартийәси биз уйғурларниң чүшкүнлишишимизи халайду, дүшмән немни халиса униң дәл әксини қилишимиз керәк, биз җәңгивар болушимиз керәк, бүгүнки бу паалийәт хитай компартийәсигә бир сигнал, сән мени олтүримән дегән болсаң, мән тирилимән дегән бир сигнал” дәйду.

Америка уйғурлири бирләшмиси қурулғандин буян, һәр йили вашингтон әтрапидики уйғур муһаҗирлирини бир ариға җәм қилип, йеңи йилни ортақ күтүвалмақта. Бу нөвәт әң көп уйғур йиғилған бир қетимлиқ паалийәт болди. 500 Дин артуқ уйғур 2019-йилиниң ахирқи секонтлирини биллә санап узатти. Улар йеңи кәйпият, йеңи үмидләр илкидә “бизниң нахшимиз” хориға җор болуп кирип кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.