Хитай уйғур маарипини йоқитиватқанда қазақистанда 1493 уйғур балиси бу йил ана тиллиқ мәктәпкә кәлди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.09.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Хитай уйғур маарипини йоқитиватқанда қазақистанда 1493 уйғур балиси бу йил ана тиллиқ мәктәпкә кәлди Алмута вилайитиниң яркәнт шәһиридики җамбул намидики оттура мәктәпниң 1-синипиға кәлгән уйғур балилири. 2021-Йили 1-сентәбир, қазақистан.
RFA/Oyghan

Қазақистанда һәр йили 1-сентәбирдә йеңи оқуш йили башлинип, униңға мәктәп босуғисини тунҗи қетим атлап кәлгәнләрни, йәни 1-синипқа киргәнләрни мубарәкләш әнәнигә айланған. Қазақ, рус, өзбек вә таҗик балилири билән бир қатарда уйғур оғул-қизлириму бу күни мәктәпкә келип, “билим күни” байримиға қатнашти.

Мәлумки, уйғурларниң мутләқ көп қисми яшаватқан уйғур диярида хитай һөкүмити тәрипидин уйғур маарипини йоқ қилиш сиясити йүргүзүлүп, уйғур маарипини вә миллий кимликини сақлап қелиш еғир бир әһвалға чүшүп қалғаниди. Уйғур тилида маарип тәрбийәси елиш чәклинип, пүтүн мәктәпләр хитайчилаштурулғаниди. Бирақ, омумий уйғур хәлқиниң аз бирқисими яшайдиған қазақистанда болса уйғур тилидики маарип үчүн кәң йол ечилмақта. Қазақистанда уйғур тилида башланғуч вә оттура мәктәпләр маарипи йолға қоюлғандин ташқири йәнә һәтта бәзи алий мәктәпләрдә уйғур тилидиму дәрсләр бар.

Алмута шәһири абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп гимназийәниң 1-синипиға кәлгән уйғур балилири. 2021-Йили 1-сентәбир, қазақистан.
Алмута шәһири абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп гимназийәниң 1-синипиға кәлгән уйғур балилири. 2021-Йили 1-сентәбир, қазақистан.

Уйғурлар мәмликәтниң асасий қануни бойичә яритилған имканийәтләрдин пайдилинип, өз пәрзәнтлирини ана тилида оқутмақта. Игиләнгән мәлуматларға қариғанда, бу йили қазақистанда 1493 уйғур балиси ана тиллиқ мәктәпләрниң 1-синипиға киргән. Бу көплигән уйғурларни хушал қилған.

Лекин, уйғурлар техиму көп пәрзәнтләрниң өз ана тилидики мәктәпләргә беришини үмид қилмақта шуниңдәк уйғурлар миллий маарипиниң тәрәққиятиға тосалғу болуватқан әһвалларниңму мәвҗутлуқини көрсәтмәктә. Қазақистан уйғурлириниң өз нопусиниң көп болушиға қаримай, мундақ әһвалларниң йүз бериши көпчиликни әндишигә салмақта.

Биз бүгүнки күндә қазақистандики уйғур тиллиқ маарипни сақлап қелиш алдида турған бәзи мәсилиләрни игиләш мәқситидә “мәктәп” нәшрияти уйғур тәһриратиниң башлиқи, җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи йенидики уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң әзаси рәхмәтҗан ғоҗамбәрдийеф әпәндигә мураҗиәт қилдуқ.

У, миллий маарипни сақлап қелишниң қазақистанлиқ уйғурлар үчүн асасий мәсилигә айланғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “ана тилида билим елишниң нәқәдәр қиммәт икәнликини, һәтта тарихий вәтинимиздики қандашлиримизниңму ана тилида билим елиштәк әң алий қәдрийәттин мәһрум болуп турған бүгүнки күндә тәқдир тәқәззаси түпәйли чәтәлләргә териқтәк чечилип кәткән вәтәндашлиримизниң ана тилини сақлап қелишта қанчилик сәрсанчилиққа чүшүватқанлиқини иҗтимаий торлар арқилиқ аңлап, көрүватимиз. Мана мушундақ пәйттә биз, қазақистанлиқ уйғурлар миллий тәрәққиятимизниң асасини тиклигән абдулла розибақийефтәк дөләт вә җәмийәт әрбаблиримиз асасини селип бәргән вә бүгүнки таңда қазақистан һөкүмити һәртәрәплимә қоллаватқан миллий мәктәплиримиз мәвҗут туруқлуқ өз ана тилимизда оқуштин көрә бала-чақилирини башқа тилларға бериватқан әһвалларни көрүп, буниң сәвәби немә дегән мәсилә үстидә милләт җанкөйәрлири көптин буян баш қатуруп кәлмәктә”.

Рәхмәтҗан ғоҗамбәрдийеф буниң бир нәччә сәвәблири бар икәнликини чүшәндүрүп, мундақ деди: “бу совет дәвридә қелиплашқан рус тилини билмигәнләрниң келәчики йоқ дегән мәсилигә келип тирилиду. Иккинчидин, болупму өткән әсирниң 50-60-йиллири тарихий вәтинимиздин советқа көчүп чиққан қандашлиримизниң рус тилини билмәслик түпәйли бешидин өткүзгән кәчүрмилири сәвәблик дөләтлик тилни өгитиш мәқситидә балилирини рус тиллиқ мәктәпләргә беришкә мәҗбур болған иди”.

Униң ейтишичә, совет дәвридә уйғур тилида оқуватқан балилар сани 30 миң әтрапида болса, кейинки йилларда уларниң сани 15 миңға қисқирап кәткәникән. Һазир әнә шу мәсилә көпчиликни қаттиқ ойландуруватқан болуп, уни һәртәрәплимә өгиниш ишлири елип берилмақта.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, қазақистанға қошна қирғизистан, өзбекистан вә түркмәнистандики уйғурлар әйни вақитларда өз кимликини сақлап қелиш үчүн һәрикәтләрни қилған болсиму, һазир улар ана тиллиқ мәктәпләрниң йоқлуқини баштин кәчүрмәктә.

Биз қирғизистандики уйғурларниң миллий маарип әвзәлликлири һәққидики қарашлирини игиләш үчүн бишкәктә яшаватқан шаир вә жорналист музәппәрхан қурбаноф билән хәвәрләшкинимиздә у уйғур миллий маарипи һәққидә сөз қилиштин илгири уйғур елидики вәзийәтни тилға елишниң зөрүрлүкини оттуриға қоюп, мундақ деди: “һазир уйғуристанда хитайлар пүтүнләй уйғур маарипини, миллий мәдәнийитини йоқитиветишкә һәрикәтләрни ишләватиду. Мәқсәт миллий маарип, ана тил, миллий мәдәнийәт йиткән йәрдә милләт йоқайдиған гәп. Уйғуристанда уйғур хәлқи милләт сүпитидә йоқап кетиш һалитигә йетип қалди. Шуниңға нисбәтән һазир қазақистанда уйғур мәдәнийити вә маарипиниң йүксиливатқини уйғурлар үчүн чоң утуқтур. Мениң билишимчә, қазақистанда 63 уйғур мәктипи, шуниң ичидә 11 сап уйғур мәктәп, қалғини арилаш икән. Шуниң ичидә 16миң уйғур яшлири оқуйдикән. Уйғурниң ата вәтинидики мурәккәп һаләткә нисбәтән бу уйғур хәлқиниң қайта тирилиш мәнбәсидур”.

Музәппәрхан қурбаноф әйни вақитларда қирғизистанда уйғур синиплирини ечиш мәқситидә көп ишлар қилинған болсиму, һазир уйғур тиллиқ синипларниң, һәтта қошумчә уйғур тили вә әдәбиятини оқутуш дәрслириниңму йоқ икәнликигә әпсусланди. У бу әһвалниң тәпсилий өгинидиған мәсилә икәнликини тәкитлиди.

Игилинишичә, һазир қазақистанниң уйғур тиллиқ мәктәплири вә синиплири бар районларда аһалилар арисида ана тилиниң, уйғур миллий маарипини тәрғиб қилиш ишлири кәң қанат яйған болуп, униңға милләтпәрвәр зиялийлар, юрт җамаәт ақсақаллири, яшлар, ханим-қизлар актиплири, йигит башлири җәлп қилинғаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.