Муһаҗирәттә ана тил вә уйғур мәдәнийити: утуқлар вә хирислар
2022.12.12

Муһаҗирәттики уйғурларниң һәммисигә ортақ болған хирисларниң бири чәтәл туприқида туғулуп чоң болуватқан иккинчи әвлад уйғур боғунлириниң өз миллий кимликини қандақ вә қанчилик сақлап қелиш мәсилиси һесаблиниду. Уйғур академийәси баш болуп уюштурған “уйғур мәдәнийитини қоғдаш хәлқара илмий муһакимә йиғини” ниң уйғур тилида өткүзүлгән иккинчи күнидики муһакимисидә бу мәсилә йәнә бир муһим тема қатарида мәхсус муһакимә қилинди.
Җорҗи вшингтон университетиниң профессори шан робертс алди билән сөз қилип бу саһәниң муһимлиқи вә зөрүрлүки тоғрисида қисқичә сөз қилди. Йиғин риясәтчилиридин доктур әркин сидиқ әпәнди бу саһәдә сақлиниватқан мәсилиләрни әскәртиш билән биргә бу һәқтики конкрет әһвалларни йиғин меһманлириниң тонуштурушиға һавалә қилди. .
Түркийәдин кәлгән уйғур зиялийлиридин пәрһат қурбан тәңритағли алди билән сөз елип муһаҗирәттики уйғурларда уйғур кимликини сақлап қелиш үчүн уйғур әдәбияти вә сәнитини сақлап қелишниң қанчилик муһимлиқи һәққидә мәхсус тохталди. Пәрһат әпәндиниң қаришичә, әсирләр бойи давам қилип заманимизға қәдәр йетип кәлгән уйғур әдәбияти вә сәнити исламийәттин илгирики заманлардила уйғурларниң кимликини дуняға тонутуп кәлгән муһим вастилардин бири болған. Шундақ болғанлиқи үчүн әйни вақитта “ғуз” дегән ортақ нам астида әдәбият, музика, сәнәт қатарлиқ саһәләрдики дурданилар хитай тәвәсидин һалқип японийә вә корейә территорийәсигә қәдәр тарқалған. Бу хил йүзлиниш дәвримизгә қәдәр давам қилип уйғурларниң пакиз тәсвирлириниң бири болуп қалған. Әмма һазир бу һал чекиниш вә йоқилиш қисмитигә дуч келишкә башлиған. .
Йиғин меһманлири ортақ тәкитлигән бир муһим нуқта дәл мушу хил кризис туйғусидин илһам алған муһаҗирәттики ана тил мәктәплири болди. Уйғур академийәсиниң муавин рәиси, доктур мәғпирәт камал бу саһәдики бир қатар мәсилиләрни тәкитләш билән биргә буни һәл қилиштики чариларниму тилға елип өтти. Униң қаришичә, мумкин болған даиридә хәлқарадики һәрқайси күчләр билән һәмкарлишиш, лазимлиқ кадирлар қошуни бәрпа қилиш, болупму уйғур кимликини сақлап қелишта муһим рол ойнайдиған иҗтимаий пән саһәлиридә яшларни көпрәк тәрбийәләш, шу арқилиқ ана тилни қоғдап қелиш қатарлиқлар һазир қоллинишқа болидиған чариләр икән. Нөвәттә уйғурларға хас болған ортақ идеологийә вә мәпкүриләрни кейинки әвладларға уқушлуқ йәткүзүп берәләйдиған дәрслик материял кәмчил болуп, мушу хил алаһидиликни өзидә муҗәссәмлигән дәрслик китабларни қоллинидиған ана тил мәктәплири дәл буниңдики бир муһим қәдәм һесаблиниду.
Бу хил ана тил мәктәплири һәққидә сөз болғанда бостон уйғур тили мәктипидин доктур қәйсәр миҗит, тексас ана тил мәктипидин шакир шәмши, вирҗинийә штатидики “ғәмгузар ана” мәктипиниң оқутқучиси рошән хәмит, шуниңдәк башқа дөләтләрдики уйғур ана тил мәктәплириниң вәкиллиридин абдулһәмит қарахан, пәризат ғәйрәт, маһирә яқуп, һәлимә ясиноп, дилнур абдуреһим қатарлиқлар уйғур гөдәклирини ана тил мәктипидә уйғур кимлики бойичә тәрбийәләш усуллири, шуниңдәк бу саһәдики изчил болалмаслиқ, оқутқучилар қошуниниң кәмлики, мәбләғ йетишмәслик қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойди.
Йиғин иштиракчилириниң ортақ пикричә, муһаҗирәт һаятида ана тил мәктәплирини һәмдә уйғурлар мәркәзләшкән иҗтимаий топни һасил қилиш, шуниң билән биргә бу хил ана тил мәктәплиридә уйғур боғунлири имкан қәдәр әң юқири сәвийәдә уйғурчә тил өгинәләйдиған муһит яритиш уйғур кимликини сақлап қелиштики әң муһим усуллардин бири һесаблиниду. Бу хил васитиләр һәққидә сөз болғанда уйғур диний зиялийлиридин әнқәрә һаҗи, абдулмуқтәдир удун, мәһлия четинкая қатарлиқлар уйғурларни әсирләр бойи ассимилятсийә болуп кетиштин сақлап қелишта әң қудрәтлик “қалқан” болуп кәлгән ислам динини уйғур кимлики билән қандақ муҗәссәмлигән һалда уйғур боғунлириға сиңдүрүшниң сәл қарашқа болмайдиған бир муһим мәсилә икәнликини әскәртти. .
Уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан оттура асия районидики қазақистан вә қирғизистандин кәлгән уйғур зиялийлиридин алимҗан һәмрайеф, сәйфулла абдуллайеф, зумрәт розийева, әкбәрҗан бавудун қатарлиқлар уйғур тилиниң нөвәттики реаллиқи, униң рус тили муһитида қандақ хирисларға дуч келиватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләр һәққидә мәлумат бәрди. .
Муһаҗирәттики ана тил мәктәплиридә тил оқутушини техиму үнүмлүк ишқа ашуруштики тәҗрибиләрму бу қетимқи муһакимә йиғинида охшимиған шәкилләрдә оттуриға қоюлди. “карван садаси” намидики бир қатар қисқа филимлар арқилиқ уйғур мәдәнийәт тарихидики сималарни җанлиқ образ шәклидә топлам қиливатқан дилнур абдуришид, уйғур рәссам мәрвайит һапиз, уйғур әдлийә архип амбиридин бәхтияр өмәр қатарлиқлар образ арқилиқ, болупму көрүш сәзгүлири билән сөзләш вә аңлаш сәзгүлирини маслаштуруп оқутушниң өлүк һалда ядлитиш шәклидики коничә усулдин көп үнүмлүк вә әмәлий болидиғанлиқини җанлиқ мисаллар арқилиқ көрситип өтти. .
Йиғин ахирида уйғур академйәисиниң сабиқ пәхри рәиси, алий оптика инженери доктур әркин сидиқ әпәнди радийомизниң айрим зияритини қобул қилди. У өзиниң икки күнлүк йиғин җәрянида көргәнлири вә аңлиғанлири асасида уйғур тили вә мәдәнийитини муһаҗирәт һаятида сақлап қелиштики үмидләр, шундақла буниңдики мәсилиләрни тәкитләп өтти.
Бостон ана тил мәктипиниң вәкиллиридин доктур қәйсәр миҗитму бу саһәдики мәсилиләр қатарида мәбләғ мәсилисиниң әң чоң йетишсизликләрдин бири болуватқанлиқини, әмма буниңдиму бәзи “йоллар” ниң очуқлуқини тилға алди. .
Бу қетимқи йиғин җәрянида давам қилған өзара учришишлар җәрянида йәнә бир қисим шәхсләрниң “муһаҗирәт муһитида уйғур тили вә мәдәнийитини сақлап қелиш мумкин әмәс” дегән қарашқа майил икәнликиму мәлум болди. Бу һәқтә сөз болғанда доктур мәғпирәт камал ханим өзиниң бу қарашқа қошулмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди. .
Үч басқучлуқ муһакимидин кейин йиғин иштиракчилири йерим күнлүк тәҗрибә алмаштуруш музакирисигә қатнашти. Кәчқурун болса көп қисим йиғин иштиракчилири “10-декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән линколин хатирә сарийи алдиға топлинип, хитай һөкүмитиниң уйғур тили вә мәдәнийитини вәйран қилиш урунушиға қарши наразилиқ намайишиға қатнашти.