“анар гүли пилани” вә уйғур гөдәклириниң ассимилатсийә тәқдири
2022.01.28
Хитай һөкүмити уйғур диярида өткән бирнәччә йилда мәҗбурий йосунда йолға қоюп кәлгән “туғқан болуш” сиясити бир милйондин артуқ хитай кадирни уйғур дияриниң һәрқайси җайлиридики уйғур аилилиригә йемәк-ичмәк вә йүрүш-турушта биллә болушқа әвәткән иди. Бу һәқтики түрлүк хәвәрләр “туғқан болуш” қа кәлгән бу хитай кадирларниң әмилийәттә уйғур дияридики техиму қаттиқ болған назарәт механизиминиң иҗрачилири икәнликини намайән қилди. Бу җәрянда хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң 2014-йилидин тартип “һәр милләт хәлқи анарниң данисидәк зич уюшиши лазим” дегән мәзмунда көп қетим сөз қилди. Ақивәт 2021-йилиниң ахиридин башлап бу хилдики “анар гүли пилани” ниң обекти тәдриҗи һалда уйғур дияридики гөдәкләргә қаритилишқа башлиди.
Мана бу хил бир қатар тәрәққиятлар вашингтон шәһридики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати 27-январ күни елан қилған “Мәҗбурий туғқандарчилиқ: ‛анар гүли пилани‚ вә уйғур гөдәклириниң мәҗбурий асмилатсийә қилиниши” намлиқ доклатта тәпсили йорутулди. Шуниңдәк уйғур гөдәклирини хитай өлкилиридики хитай аилилири билән “анар даниси” шәклидә “туғқан” қилип четип қоюшниң нөвәттики уйғурларни асмилатсийә қилиш һәркитиниң бир йеңи басқучи икәнлики, буниң маһийәттә уйғур дияридики қирғинчилиқниң аҗралмас бир тәркивий қисми икәнликиму алаһидә йәр алди.
Мәзкур доклатқа қәләм тәврәткән доктур әлис андерсон (назакәт) ниң радийомизға билдүришичә, бу доклатта баян қилинған мәркизий тема уйғур гөдәклириниң аддийғинә шәкилдә хитайлар билән “туғқан болуш” шәклидә дост болушила болуп қалмастин көп тәрәплимә әһвалларға четилған, шуниңдәк толиму қорқунчлуқ болған бир аччиқ реаллиқни ипадә қилидикән.
Доклатта көрситилишичә, 2021-йили сентәбир айлирида хитай һөкүмити контроллуқидики һәрқайси ахбарат вастилирида дәсләп болуп “36 җүп анар гүли порәкләп ечилди” дегән мәзмунда бу җәһәттики дәсләпки урунушлар хәвәр қилинған. Шу қатарда әркин асия радийосиму бу һәқтики әһваллардин мәлумат бәргән. Бу учурлардин мәлум болушичә, қәшқәр йеңишәһәр наһийәсиниң яндурма йезисидики 36 нәпәр уйғур гөдәк хитай өлкилиридики охшаш болмиған 30 шәһәрдә яшайдиған хитайлар билән “җүп туғқан” қилип қоюлған. Улар оттурисидики қоюқ сөһбәтләр телефонда параңлишиш яки бу хитай балилириниң қәшқәргә саяһәткә бериши арқилиқ давам қилип турған. Бу балиларниң хитай “туғқан” аилилиридики “қериндашлири” болса бу уйғур балиларға ай тоғач қатарлиқ типик хитайчә совғиларни әвәткән. Әмма бу хитай балилириниң уйғур балилиридин уйғурларға хас болған мәдәнийәт, дин яки тил билимлири өгәнгәнлики һәққидә бир еғизму мәлумат тилға елинмиған.
Доклатта көрситилишичә, қандақ уйғур аилилириниң пәрзәнтлири “анар гүли пилани” үчүн таллинидиғанлиқи һәққидә ениқ бәлгилимиләр йоқ болуп, һазирқи мәвҗут пакитлардин қариғанда намрат деһқанларниң балилири талланған болуши еһтималға йеқин икән. Йәнә келип хитай һөкүмитиниң “шинҗаңни мәдәнийәткә йетәкләш” шоари буниңда йетәкчилик ролини ойниған. Ақивәт уйғур балилирини хитай өлкилиридики хитай аилилири билән “җүп қилиш” лайиһәси уйғур дияридики “қош тиллиқ оқутуш” намида уйғур тилини мәний қиливатқан маарип бәлгилимлири билән параллел шәкилдә оттуриға чиққан. Болупму хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сиясий бастурушлири җәрянида миңлиған дарилтамларниң ечилғанлиқи, бу җайларға ғайәт зор сандики уйғур нарисидилириниң “қамақ” шәклидә топланғанлиқи, бу дарилтамларда балиларниң хитайчә тил вә мәдәнийәт өгинишни асасий дәрслик қилидиғанлиқи нөвәттә барғансери көпләп мәлум болмақта икән. Әмдиликтә болса хитай һөкүмитиниң буниңғиму рази болмастин уйғур гөдәклиригә “иллиқлиқ йәткүзүш” намида уларни хитай аилилири билән “туғқан” қилип четип қоюши маһийәттә хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики аилә риштини бузуп ташлаш вә уйғурлардики әвлат билән әҗдадни үзүп ташлаш, шу арқилиқ уларға хитай болушни асас қилған “җуңхуа кимлики” ни сиңдүрүш урунушини әкс әттүрмәктә икән. Йәнә келип нөвәттә буниң барғансери кәң әвҗ елиши буниңдики йетәкчи идийәниң бейҗиңдин келиватқанлиқини, буниң ахирқи мәқсиди болса тез сүрәттә уйғурларни асмилатсийә қилип түгитиш икәнликини ашкарилимақта икән. Шуңа бу нуқтидин алғанда “анар гүли пилани” әмилийәттә, хитай һөкүмити иҗра қиливатқан нөвәттики қирғинчилиқниң бир муһим мәзмуни һесаплинидикән.
Мәзкур доклат елан қилинғандин кейин һәр саһәниң қизғин алқишиға еришти. Америкадики мустәқил сиясий анализчи, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсәнниң қаришичә, анар һечқачан хитай мәдәнийәт дунясида мәвҗут болмиған бир тема болуп, “анар” темисини сүйистимал қилиштәк бу қилмишниң өзи “мәдәнийәт оғрилиқи” болуштин башқа техиму муһими “бир әвлат уйғурни оғрилаш” қилмиши икәнликини алаһидә тәкитлиди.
Илшат һәсәнниң билдүришичә, “ирқий қирғинчилиқ” дегәндә кишиләр һәрқачан буни йәһудийларниң йүзләп-миңлап зәһәрлик газ билән өлтүрүлүши яки етип ташлиниши билән бағлап чүшинивалидикән. Әмма бирләшкән дөләтләр тәшкилати ниң қирғинчилиқ һәққидики тәбиридә баян қилинған мәзмунлар қирғинчилиқниң бирнәччә хил шәклини көрситип бәргән болуп, уйғур гөдәклириниң “анар гүли пилани” бойичә мәҗбурий шәкилдә хитайларға асмилатсийә болуши маһийәттә қирғинчилиқниң әнә шу хил мәзмунлиридин һесаплинидикән.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити бу хилдики кейинки әвлат уйғурларни асмилатсийә қилиш һәркитини буниңдин илгирила “йилтизини кесип ташлаш, нәсәбини үзүп ташлаш, мәнбәсини бузуп ташлаш” дегән ибариләр билән тәсвирлигән икән. Нөвәттә болса буниң түрлүк иҗраси охшимиған шәкилләрдә оттуриға чиқмақта икән.