“шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” намлиқ паалийәт бурсада башланди
2021.08.03
“шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” намида пүтүн түркийәни айлинип йүрүп аңлитиш паалийити рәсим көргәзмиси билән башланди. 2021-Йили 3-авғуст, бурса, түркийә.
Лагер қурбанлириниң уруқ-туғқанлири вә йеқинлири бир йерим йил бурун “аиләм қәйәрдә” мавзулуқ паалийәт башлиған болуп, кейин бу паалийәтни “хитай ирқий қирғинчилиқни тохтат, хитай җаза лагерлирини тақа, уйғурларни қул қилишни тохтат” дегән шоарлар билән “милләт нөвәттә” намда елип барғаниди. Булар узундин буян изчил һалда истанбулдики хитай консулханисиниң алдида намайиш өткүзүп түрк хәлқиниң қоллишиға еришти. Бу яшлар уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини түркийә аммисиға техиму яхши чүшәндүрүш үчүн “шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” намида пүтүн түркийәни айлинип йүрүп аңлитиш паалийитини башлиди. Бу паалийәтниң биринчи бекити османли империйәсиниң пайтәхти болған бурса шәһиридә башланди. 2-Авғуст күни бурса шәһиридики 15-июл мәйданида рәсим көргәзмиси, иккинчи күни орхан ғази бағчисида имза топлаш вә рәсим көргәзмиси паалийити елип берилди.
Бу паалийәткә изчил һалда актип қатнишиватқан яшлардин җәвлан ширмәмәт әпәнди “шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” мавзулуқ бу паалийәтни елип бериштики мәқситиниң шәрқий түркистандики җаза лагерини барлиқ түркийә җамаәтчиликигә аңлитиш икәнликини баян қилди.
Җәвлан ширмәмәт әпәнди 2-авғуст күни 15-июл мәйданида өткүзүлгән җаза лагерлири билән уйғурларниң еғир вәзийити баян қилинған көргәзмини көп санда кишиниң қизиқип зиярәт қилғанлиқини баян қилди.
“шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” мавзулуқ паалийәтниң иккинчи күни бурса шәһириниң улу мәсчитиниң алдидики орхан ғази бағчисида рәсим көргәзмиси ачқан ашу яшларниң бири мирза әхмәт зияритимизни нәқ мәйдандин қобул қилип, көргәзмигә лагерлар вә түрмиләргә ташланған, лагерда өлтүрүлгән зиялийлар, алимлар, җамаәт әрбаблири, карханичилар, даңлиқ шәхсләр вә лагер қурбанлириниң уруқ-туғқанлириниң сүрәтлириниң қоюлғанлиқини билдүрди.
3-Авғуст күни лагер қурбанлири йеқинлиридин тәркиб тапқан 9 яш түркийәниң бурса шәһиридә ачқан көргәзмә җәрянида кишиләрдин уйғурларни қоллап имза қоюшиниму тәләп қилған болуп, улар бу йиғилған имзаларни бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқи кеңишигә тапшуруп беридикән. Мирзәхмәт әпәнди көргәзмини айланған кишиләрниң наһайити яхши инкасларни билдүрүватқанлиқини баян қилди.
“шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” намлиқ паалийәтни елип бериватқан 9 нәпәр уйғур яш бу сәпәрниң биринчи бекити болған бурса шәһиридә түрк аммиви тәшкилатлиридин “йүсүп йүзлү” тәшкилатиниңму қоллап қуввәтлишигә еришкән.
Булар шәрқий түркистан тонуштурулған варақчиларни тарқатқандин сирт аммиви тәшкилат мәсуллири, сиясий партийәләрниң вәкиллири вә шәһәрлик һөкүмәтләрниң мәсуллири биләнму көрүшүп уйғурларниң еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәргән. Мирзәхмәт әпәнди түркийәни айлинип бу дәвани аңлитиштики мәқситиниң кишиләргә хитайниң уйғурларға елип бериватқанлириниң ирқий қирғинчилиқ икәнликини қобул қилдуруштин ибарәт икәнликини баян қилди.
Лагер қурбанлири йеқинлири 2020-йили 12-айниң 18-күни истанбулдики хитай консулханисиниң алдида “аиләм қәйәрдә” вә “аилә нөвәттә” дегәндәк намларда паалийитини башлиғаниди. Паалийәт бу йил 3-феврал әнқәрәдики хитай әлчиханисиниң алдиға йөткәлгән болуп, “аилә нөвәттә” паалийити “милләт нөвәттә” паалийитигә өзгәртилгән. Паалийәткә германийә, норвегийә, японийә, австралийә вә америка қатарлиқ дөләтләрдин көпләп лагер қурбанлириниң йеқинлири аваз қошқан болуп, “милләт нөвәттә” паалийити һазир дуняниң һәрқайси җайлиридиму елип берилмақта.
9 Нәпәр уйғур яшниң бу қетимқи пүтүн түркийәни айлинип, хитайниң уйғурларға қаратқан қилмишлирини түрк хәлқигә тонуштуруп, уларниң уйғурларни қоллишини қолға кәлтүрүш сәпәр паалийити түркийәдики уйғур җамаитиниңму алқиши вә қоллишиға еришкән.









