Иккинчи қетимлиқ “шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийити сивас шәһиридә башланди

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.09.17
lager-tutqunliri-anatoliye-sepiri-1.jpg

Лагер тутқунлириниң түркийәдики йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән “шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң иккинчи қетимлиқ сәпири үчүн сивас шәһәр мәйданида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинидин көрүнүш. 2021-Йили 17-сентәбир, түркийә.

lager-tutqunliri-anatoliye-sepiri-2.jpg

Лагер тутқунлириниң түркийәдики йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән “шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң иккинчи қетимлиқ сәпири үчүн сивас шәһәр мәйданида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинидин көрүнүш. 2021-Йили 17-сентәбир, түркийә.

lager-tutqunliri-anatoliye-sepiri-3.jpg

Лагер тутқунлириниң түркийәдики йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән “шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң иккинчи қетимлиқ сәпири үчүн сивас шәһәр мәйданида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинидин көрүнүш. 2021-Йили 17-сентәбир, түркийә.

lager-tutqunliri-anatoliye-sepiri-4.jpg

Лагер тутқунлириниң түркийәдики йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән “шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң иккинчи қетимлиқ сәпири үчүн сивас шәһәр мәйданида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинидин көрүнүш. 2021-Йили 17-сентәбир, түркийә.

lager-tutqunliri-anatoliye-sepiri-5.jpg

Лагер тутқунлириниң түркийәдики йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән “шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң иккинчи қетимлиқ сәпири үчүн сивас шәһәр мәйданида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинидин көрүнүш. 2021-Йили 17-сентәбир, түркийә.

lager-tutqunliri-anatoliye-sepiri-6.jpg

Лагер тутқунлириниң түркийәдики йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән “шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң иккинчи қетимлиқ сәпири үчүн сивас шәһәр мәйданида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинидин көрүнүш. 2021-Йили 17-сентәбир, түркийә.

17-Сентәбир күни лагер тутқунлириниң түркийәдики йеқинлири тәрипидин тәшкилләнгән “шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң иккинчи қетимлиқ сәпири сивас шәһиридә башланди.

Уйғур паалийәтчиләр бу қетимлиқ анатолийә сәпиридә уйғурларниң нөвәттики вәзийитини 14 вилайәткә берип, хәлққә нәқ мәйдандин аңлитишни нишан қилған болуп, мәзкур нишанға йетиш үчүн бир ай вақит сәрп қилидикән.

Мәдинә назими ханим зияритимизни қубул қилип, түрк хәлқиниң уйғурлар учраватқан зулумни билсиму, лекин униң қанчилик дәриҗидә икәнликини билмәйдиғанлиқини, өзлиригә охшаш аилә әзалири бивастә хитайниң зиянкәшликигә учриған кишиләрниң хәлққә биваситә әһвални аңлатқинида техиму үнүмлүк болидиғанлиқини, лагер тутқунлири йеқинлириниң хитайниң қирғинчилиқ җинайитини дуняға аңлитиш үчүн пүтүн күчи билән тиришиватқанлиқини ейтти.

“шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң тунҗи бекити сивас шәһри болуп, паалийәт анатолийә яшлар тәшкилати, түрк оҗақлири вә миллий яшлар вәхпи қатарлиқ пуқрави тәшкилатларниң қизғин қоллишиға еришкән. Сивас шәһәр мәйданида ахбарат елан қилиш йиғини вә имза топлаш паалийити өткүзүлгән болуп, паалийәт йәрлик ахбарат вастилири вә сивас хәлқиниң қоллап қуввәтлиши билән интайин қизғин давамлашқан.

Или мәшрипи уйғур вәхпиниң рәиси қудрәт ғулҗа әпәндим зияритимизни қубул қилип, сивастики паалийәтләр һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.

Лагер тутқунлириниң түркийәдики йеқинлири хитайниң зиянкәшликигә учриған аилә әзалирини қутулдуруш вә хитайниң қирғинчилиқ сияситини дуняға аңлитиш үчүн һәр хил паалийәтләрни тәшкилләп келиватқан болуп, өткән йили 18-декабир башланған “милләт нөвәттә” паалийити уйғур мәсилисини түркийәгә вә дуняға тонутушта муһим рол ойниған иди.

Түркийәдики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси җәвлан ширмәмәт әпәндим зияритимизни қубул қилип, “шәрқи түркистан үчүн анатолийә сәпири” паалийитиниң мәқсити вә нишани һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.

Хитай һөкимити 2016-йилидин буян йиғивелиш лагери вә халиғанчә тутқун қилиш сияситини уйғур елиниң һәрқайси җайлирида кәң қанат яйдурған иди. Хитай даирилириниң қирғинчилиқ сиясити сәвәплик нурғунлиған аилиләр парчиланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.